Уйғурлар мәсилиси бйелефелд университетида тонуштурулди
2015.06.25

Германийәдики мәшһур алий билим юртлиридин бири болған бйелефелд университетиниң тәклипи билән 23-июн күни д у қ хадимлири “уйғурлар вә шәрқий түркистан” темисида лексийә сөзләп, хитайниң қаттиқ бастуруш сиясәтлирини сөккән.
Д у қ рәһбириниң 23-июн бйелефелд университетидин бәргән мәлуматиға асасланғанда, бу лексийини аңлашқа германлар, түркләр вә башқа милләтләрдин болуп 130 дин артуқ оқуғучи, оқутқучи һәмдә тәтқиқатчилар қатнашқан. Лексийә залиға шәрқий түркистанниң айюлтузлуқ көк байриқи есилған. Паалийәт уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидә чүшәнчә бериш һәмдә соалларға җаваб бериштин ибарәт икки хил усулда елип берилған.
Бйелефелд университетидики “уйғурлар вә шәрқий түркистан” темисида лексийә сөзләш вәзиписини д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди үстигә алған. Униң ейтишичә, паалийәт 23-июн күни саәт 17 билән башлинип, саәт19 да ахирлашқан. Икки саәтлик бу муддәттә, үмид агаһи 50 минут нутуқ сөзләп, уйғурларниң кимлики, өтмүши, бүгүни, шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити, җуғрапийилик әһвали, тәбиий байлиқлириниң талан-тараҗ қилиниш мәсилиси, уйғурлар тартиватқан хорлуқлар қатарлиқ кәң даирилик мәлуматлар билән йиғин әһлиниң күчлүк диққитини чәккән. Қалған бир саәт он минут вақит соал-җаваб үчүн аҗритилған. Мәхсус уйғурлар мәсилиси үчүнла уюштурулған бу лексийидә оттуриға қоюлған пикирләр иштиракчиларда зор қизиқиш қозғиған.