Зубәйрә шәмсидин: “уйғурлар учраватқан барлиқ зулумлар муһим мәсилә сүпитидә оттуриға қоюлуши керәк”
2015.09.17

Хитай рәиси ши җинпиң келәр һәптидә америка сәпирини башлайду, анализчилар униң бу дөләт зияритини наһайити муһим вәзийәттики, муһим сиясий әһмийәткә игә бир қетимлиқ дөләт зиярити болуши мумкин дәп қаримақта шундақла униң бу зияритини “асанға тохтимайдиған, раһәтсиз бир зиярәт” болиду дәп қияс қилмақта. Гәрчә ши җинпиң билән обаманиң дипломатик сөһбитидә “интернет бихәтәрлики”, “асия-тинч окян җәнубий деңиз мәсилиси” қатарлиқлар асасий салмақни игилисиму “кишилик һоқуқ” тин ибарәт назук мәсилиму муһим орунни игилиши мумкин болған шундақла икки тәрәп мунасивәтлиригә бәлгилик риқабәт вә ихтилап яритидиған бир тема.
Бу мунасивәт билән, биз уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә тәтқиқат вә паалийәт елип бериватқан америкидики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ программисиниң мәсул хадимлиридин зубәйрә шәмсидин ханимни зиярәт қилдуқ.
Юқиридики улиништин, мухбиримизниң “уйғур кишилик һоқуқи обамадин немиләрни күтиду” дегән темида зубәйрә ханим билән өткүзгән сөһбитигә иштирак қилиң.