Б д т да “уйғурларниң хитайдики һәқ-һоқуқи” намлиқ йиғин чақирилди
2018.09.19

18-Сентәбир җәнвәдики б д т баш штабида ечилған бир қатар йиғинларда уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси оттуриға қоюлди.
18-Сентәбир саәт 12:20 өткәндә җәнвәдә башланған, 190 дин артуқ дөләтниң б д т дики әлчилири қатнашқан б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғининиң 4-бөлүмидә явропа иттипақиға вакалитән австрийә уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойди. Арқидин германийә, әнглийә, фирансийә, финландийә, канада қатарлиқ дөләтләрму уйғур дияридики лагерлар мәсилисини тилға елип, җаза лагерлирини тақашни җиддий тәләп қилди.
Бу җаза лагерлири мәсилисиниң б д т омумий йиғинда 3-қетим тилға елинишидур. Уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси бу йил 6-айда чақирилған кишилик һоқуқ кеңишиниң 38-нөвәтлик йиғинида һәмдә 8-айниң 13-күни өткүзүлгән б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң 96-нөвәтлик йиғинлиридиму оттуриға қоюлған иди.
Биз нәқ мәйданда туруп бу йиғинға иштирак қиливатқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндидин явропа иттипақи вә 6 ғәрб дөлитиниң җаза лагерлири мәсилисини б д т ниң омумий йиғинида оттуриға қоюшиға қарита тәсиратини соридуқ. У сөзидә ғәрб демократик дөләтлири вә б д т ниң уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисигә барғансери җиддий муамилә қиливатқанлиқини тәкитлиди.
Бу йиғинда “хәлқара кәчүрүм тәшкилати”, “хелсинки кишилик һоқуқ фонди җәмийити” қатарлиқ бир қисим хәлқаралиқ тәшкилатларму җаза лагерлири мәсилисини тилға алди. Әмма хитай әлчилири явропа иттипақи вә германийәниң баянлириға қарши дәрһал инкас билдүрди. Болупму германийәгә қаттиқ етираз билдүрүп, хитайниң қанун дөлити икәнликини, кишилик һоқуқни әң яхши шәкилдә қоғдаватқанлиқини, хәлқниң мәнпәәти үчүн бир учум зораван, террорчи унсурларға қарши күрәш қиливатқанлиқини, шинҗаңниң вәзийитиниң наһайити яхши, диний етиқад әркинликиниң кәң-кушадә, хәлқниң параван һаят көчүрүватқанлиқини җар салди. Хитай вәкиллири германийәни “бир қисим бөлгүнчиләрни қоллимақта вә қутратмақта,” дәп қаттиқ әйиблиди.
Д у қ ниң программа йетәкчиси питер ирвен әпәнди бу һәқтә тохталғанда җаза лагерлири мәсилисиниң бу қетим б д т да техиму кәң тонулғанлиқини тилға алди. У мундақ деди: “германийә қатарлиқ нопузлуқ әлләрниң җаза лагерлири мәсилисини 190 дин артуқ дөләтниң вәкиллири алдида очуқ-ашкара оттуриға қоюп хитайни кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән әйиблиши хитайниң интайин қаттиқ җениға тәгди. Хитай ‛мәвҗут әмәс‚ дәп йошуруватқан җаза лагерлирини 6 ғәрб дөлити ‛мәвҗут‚ дәп җакарлиди вә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитигә көз юмалмайдиғанлиқини ипадә қилди. Хитайниң чапинида тәрләйдиған пакистандәк дөләтләрму бу қетим хитайни һимайә қилип оттуриға чиқалмиди.”
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғининиң 4-бөлүми ахирлашқандин кейин, 18-сентәбир күни чүштин кейин саәт 15:30-16:30 да “уйғурларниң хитайдики һәқ-һоқуқи” намлиқ йиғин чақирилди. Йиғинда д у қ ниң рәиси, вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң муавин рәиси долқун әйса, хитайниң аз санлиқ милләтләр сиясити мутәхәссиси адриян зенс, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вәкили җон фишер, шиддәтсиз радикал партийә вә хәлқара чеграсиз партийә вәкили лаура һарт қатарлиқлар нутуқ сөзлиди. Йиғинға б д т кишилик һоқуқ комитетиниң хадимлири, америка, германийә, канада қатарлиқ дөләтләрниң б д т дики әлчилири шундақла башқа көплигән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири иштирак қилди.
Мәзкур йиғин мәхсус уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисигә беғишланған болуп, йиғинда сөз алған вәкилләрниң һәммисила җаза лагерлири тоғрисида өзлири еришкән мәлуматларни тәқдим қилди һәмдә уйғур дияриниң күнсери яманлишиватқан омумий вәзийити тоғрисида тохталди.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди “уйғурларниң хитайдики һәқ-һоқуқи” намлиқ йиғинға тәқдим қилған доклатида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси үстидә тохтилип, 1 милйондин 3 милйонғичә болған гунаһсиз уйғурларниң хитайниң еғир җазалириға дучар болуватқанлиқини, диний затлар, зиялийлар, аддий авам хәлқниң уйғур вә мусулман болғанлиқи үчүнла шиддәтлик бастурушларға учраватқанлиқини оттуриға қойди. У йәнә өткән һәптә ахирида “әркин асия радиоси” уйғур бөлүми тәрипидин җаза лагерлириға қамалғанлиқи ашкариланған шинҗаң университетиниң профессорлиридин абдукерим рахман, арслан абдулла, раһилә давут, ғәйрәтҗан осман қатарлиқлар һәмдә “шинҗаң гезити” ниң муһәррирлиридин җүрәт һаҗи қатарлиқларни рәсимлири билән мисалға кәлтүрүп өтти. У сөзидә йәнә җаза лагерлирида һаятидин айрилған муһәммәд салиһ дамоллам қатарлиқ кишиләрни, өз аниси айхан ханимларниму тилға елип өтти.
Германийәлик мутәхәссис адриян зенс сөзидә хитай һакимийити йошуруватқан болсиму, хәлқара ахбарат васитилиридә үзүлмәй ашкарилинип туруватқан шәрқий түркистандики җаза лагерлириниң 21-әсирдики әң зор инсанлиқ җинайити икәнликини әскәрткән. У ғәрб демократик дөләтлири, б д т вә явропа иттипақини җаза лагерлирини дәрһал тақаш тоғрисида хитайға қаттиқ бесим ишлитишкә чақирди. Адриян зенс сөзидә йәнә шәрқий түркистандики җаза лагерлири мәсилиси бүгүнки күндә б д т, явропа иттипақи вә америкида күнтәртипкә кәлгән болсиму, әмма көп кечиккәнликини, көплигән бигунаһ уйғур затлириниң җаза лагерлирида өлтүрүлгәнликини, уйғур сәрхиллириниң түрмиләргә вә лагерларға қамилип болғанлиқини, дуняниң дәрһал үнүм берәләйдиған чарә-тәдбирләр билән хитайға бесим ишлитиши лазимлиқини, бәлки җиддий ембарго йүргүзүши зөрүрлүкини баян қилди. У сөзи давамида “шәрқий түркистандики җаза лагерлириниң хәритиси” ни екранда көрсәтти.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң вәкили җон фишәр әпәнди сөзидә уйғурларниң миллий кимлики вә миллий турмуш адәтлириниң җаза лагерлириға солинишқа сәвәб болуватқан әң әқәллий амиллар икәнликини әскәртип, хитай һакимийитиниң уйғурларни пүтүнләй хитайлаштуруп йоқитиш сиясити йүргүзүватқанлиқини, демократик дөләтләрниң буниңға қарита сүкүтлириниң хитайниң җинайитигә шерик болуш һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди.
Шиддәтсиз радикал партийә вә хәлқара чеграсиз партийә вәкили лаура харт ханим сөзидә хитай һөкүмитиниң демократийә вә инсан һәқлиригә җәң елан қиливатқанлиқини, хитай мәнпәәтини кишилик һоқуқниң орниға дәсситиватқанлиқини, хитайниң хәлқара әһдинамиләргә, кишилик һоқуқниң әң әқәллий принсиплириға тамамән хилаплиқ қилип, ғәрб әллиридиму хитайчә кишилик һоқуқ уқумини базарға селиватқанлиқини, хитайниң нәзиридики миллий мәнпәәтни мәркәз қилған кишилик һоқуқ уқуми билән инсанийәтниң туғма һәқ-һоқуқини ядро қилған кишилик һоқуқ уқуми оттурисида зор пәрқ барлиқини баян қилди. У йәнә хитайниң хата идеологийәси вә бу идеологийә сайисидики барлиқ бастуруш сиясәтлирини қәтий инкар қилиш үчүн ортақ күрәш қилиш лазимлиқини, шәрқий түркистандики җаза лагерлирини дәрһал тақаш керәкликини тәкитлиди.
Германийәниң мюнхен шәһиридин кәлгән қазақ зиялийси өмүрханму йиғинда гуваһлиқ берип, “шәрқий түркистандики хитай зулуми чидиғусиз дәриҗигә йәтти,” деди. У сөзидә өзиниң шәрқий түркистанда туғулуп чоң болған бир қазақ икәнликини, нөвәттә шәрқий түркистандики уйғур, қазақ хәлқиниң милйонлап җаза лагерлириға қамиливатқанлиқини мисаллири билән тилға алди. У сөзидә дуня җамаитигә қарита “шәрқий түркистанға игә чиқ, шәрқий түркистанға ярдәм қил!” дәп мураҗиәт қилди.
Юқириқи икки муһим йиғиндин кейин, д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди йәнә б д т йәрлик милләтләр алий комиссарлиқи хадимлири билән учришип, уйғурлар вәзийити һәққидә сөһбәт өткүзди вә д у қ тәрипидин һазирланған доклатларни тәқдим қилди. Қурултайниң программа йетәкчиси питер ирвенму германийә, шиветсийә, мисир қатарлиқ көплигән дөләтләрниң әлчилири билән биваситә учришип, җаза лагерлири мәсилисини тилға алди.