Көзәткүчиләр дуняни уйғур елидә иҗра қилиниватқан сиясәтләргә қарши әмәлий һәрикәткә чақирди
2018.12.24
Хитай һөкүмити уйғур елидә нөвәттә наһайити еғир сиясий-идийә өзгәртиш һәрикити елип берип, пүткүл уйғур хәлқини “икки йүзлимичи”, “дини әсәбий” дегән қалпақлар билән лагерға қамиған болса, лагер сиртида қалған уйғурларниму юқири пән-техникилиқ назарәт системилири вә “қошмақ туғқан сиясити” арқилиқ 24 саәт бойичә назарәт қилишни ишқа ашуруп, уларни өзиниң хаһиши, миллий вә дини қиммәт қарашлири асасида яшаштин ибарәт әң негизлик һоқуқлиридинму мәһрум қиливатқанлиқи мәлум.
Америкилиқ антропологийә тәтқиқатчиси доктор дәррин байлер уйғур елидә йолға қоюлған аталмиш “қошмақ туғқан” сиясити һәққидә йеқинда елан қилған тәкшүрүш доклатида хитай һөкүмити тәрипидин йәрлик вилайәт вә наһийәләргә әвәтилгән бу аталмиш “туғқан” ларниң уйғурларни өз өйидә назарәт қилип, уларниң һәр бир иш-һәрикити, күндилик турмуши вә яшаш усули қатарлиқ әң инчикә тәрәпләргичә хатириләп юқириға доклат қилидиғанлиқини, бу мәлуматларға асасән уйғурларниң лагерға әвәтилидиғанлиқини баян қилған иди.
Нурғун көзәткүчиләр нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қойған бу түзүминиң дуняда техи бир өрники көрүлүп бақмиғанлиқини билдүрмәктә.
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗевиски һазир көзәткүчиләр арисида уйғур елидә йүз бериватқан бу һәрикәткә қандақ исим бериш һәққидә охшимиған пикирләр барлиқини ейтти. Униң баян қилишичә, “етник қирғинчилиқ” сөзи тилға елинғанда һәммә киши сабиқ югуславийәдә йүз бәргән қирғинчилиқни әсләйдикән. Йәни униңда серблар шу земиндики серб болмиған милләтләрни қирип, уларниң орниға сербларни йәрләштүргән. Шуңа бир қисим көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқини “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп атаватқан болуп, улар хитай һөкүмити пүткүл бир уйғур кимликини қайтидин бәлгиләп чиқишни нийәт қиливатиду, дәп қарайдикән.
Һенрий шаҗевески сөзидә хитай һөкүмитиниң районда уйғурларға йүргүзүватқинини типик бир етник қирғинчилиқтәк көрүнмисиму, әмма униң югуславийәдикидин техиму кәң көләмлик икәнликини билдүрди. У сөзидә “хитай һөкүмити уйғурларни уйғурлар һаятиниң иҗтимаий, мәдәний вә иқтисадий, сиясий қатарлиқ нурғун охшимиған шәкилдики орунлиридин йөткәш арқилиқ уларни бир җәмийәттә һечқандақ роли болмиған бир кимләргә айландуруп қоюшни мәқсәт қиливатқандәк қилиду. Хитай һөкүмити җисманий җәһәттин йөткәшни хитайларни уйғур елигә көчүрүш вә уйғурларни хитай өлкилиригә йөткәш арқилиқ хели бурунла башлап болған. Шуңа мәнчә уйғур елидә йүз бериватқан етник қирғинчилиқ дегән югуславийәдики етник қирғинчилиқтин бәк кәң мәнигә игә,” деди.
Америкидики әркинлик сарийиниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханимниң қаришичә, хитай коммунист һакимийитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан сияситини һазирчә “етник қирғинчилиқ” дәп аташқа болмисиму, әмма униң шуниңға айлиниш еһтималлиқи интайин чоң икән. Сараһ кук ханим бу һәқтә тохтилип, “хитай коммунист һакимийити йүргүзгән бундақ меңә ююш, идийә өзгәртиш һәрикәтлири бәзи тәтқиқатчиларда ‛соғуқ қирғинчилиқ‚ дегән бир аталғу билән ипадә қилинған. Йәни буниңда мәлум бир гуруппа яки бир милләт қирғинчилиққа учримисиму, әмма у системилиқ вә наһайити залимларчә болған бир хил психик бузғунчилиқтин өткүзүлиду. Йәни бу арқилиқ уларниң җәмийәт қурулмиси бузулиду. Шуңа буниңдин уйғурларға йүргүзүлүватқининиң ‛соғуқ қирғинчилиқ‚ икәнликини илгири сүрүшкә болиду,” деди.
Сараһ ханим йәнә бундақ “соғуқ қирғинчилиқ” ларниң ахири берип “иссиқ қирғинчилиқ” дәп атилидиған өлтүрүш, қәтлә қилиш билән аяғлишиш еһтималиниң интайин юқирилиқини әскәртти.
Һенрий шаҗевиски сөзидә уйғур елидә немә йүз бериватқанлиқи һәққидә нурғун нәрсиләр йезилғанлиқи, доклатлар елан қилинғанлиқини, лекин әмди дуня һәрикәткә өтидиған вақит кәлгәнликини билдүрди. У сөзидә, “дуня дөләтлири уйғур мәсилисигә диққәт қилип, хитайни бу җинайәттин тохтитишқа мәҗбурлайдиған бир тәдбир елиши керәк. Чүнки хитай һөкүмити дуняда бир башламчилиқ рол ойнаймән дәватқан, пән-техника вә иқтисадий күчкә игә бир дөләт. Дуня бундақ бир һакимийәтниң уйғурларға қиливатқинини вә униң кейин қандақ бир палакәтләргә йол ачидиғанлиқини, униң һәргизму уйғур елидила тохтап қалмайдиғанлиқини көрүп йетиши керәк,” деди.
Сараһ кук ханим болса мәсилини йәнә охшимиған нуқтидин мулаһизә қилип, хитай һөкүмити уйғурларни лагерға қамаштин илгири пүтүн уйғурларниң д н а учурлирини йиғип архиплаштурғанлиқини нәзәрдә тутқанда уйғурларниң хитайдики адәм ички әза тиҗаритигә қурбан қилиниш еһтималиниму чәткә қаққили болмайдиғанлиқини әскәртти. У әгәр дуня буниңға дәрһал тәдбир алмиғанда униң уйғур җәмийитигә беридиған зийининиң интайин еғир болидиғанлиқини билдүрди.