Ғәрб мәтбуатлири: уйғур елида болуватқанлар хитай һөкүмити тәшвиқ қилғанниң әксичә
2013.12.25
Хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан сиясәтлири чәтәлләрдики көзәткүчиләрниңму диққитини тартмақта. Улар уйғур елидики зиярәтлири җәрянида вәзийәтни көзитип, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң тили, дини, мәдәнийитини чәкләватқанлиқини, уйғур елидики иқтисадий мәнпәәтләрдин асасән хитай көчмәнлириниң бәһримән болуватқанлиқини паш қилмақта. Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә вә өктичиләргә тутуватқан муамилиси ғәрб мәтбуатлиридики әң қизиқ темиларниң бири болуп қалди.
Хитай һөкүмити өзиниң барлиқ ахбарат органлирини ишқа селип, уйғур елида йеқиндин буян йүз бериватқан вәқәләрни террорчиларниң пәйда қилғанлиқини, буниң хитайниң районда йүргүзүватқан миллий сиясити билән мунасивәтсиз икәнликини, уйғурларниң бәхтлик яшаватқанлиқини тәшвиқ қилмақта. Әмма уйғур елигә барған чәтәллик көзәткүчиләр болса, уйғур елидики вәзийәтниң әксичә икәнликини билдүрмәктә. Йеқинда уйғур елида зиярәттә болған анҗу стоклос өзиниң уйғур елидики көргәнлирини “сиясәт микрафони” намлиқ тор гезитидә елан қилған. У алди билән, мақалисидә уйғур елиға хитай көчмән йөткәш мәсилиси үстидә тохтилип, уйғурларниң өз юртида аз санлиқлар қатариға чүшүп қалғанлиқини, һазир уйғурларниң нопусиниң районда аран 40 пирсәнтни игиләйдиғанлиқини билдүргән. У уйғурлар кимлик вә мәдәнийәт җәһәттин оттура асия вә оттура шәрқ милләтлиригә йеқин болсиму, әмма һазирқи үрүмчи шәһириниң пүтүнләй хитай пасонида селинған бир шәһәр икәнликини, униң оттура шәрқтин бәкрәк, хитайниң шәрқий җуңгодики шәһәрлиригә охшайдиғанлиқини, 3 милйон нопусқа игә бу шәһәрниңму 75 пирсәнт аһалиси хитай икәнликини билдүргән.
У шундақла “шинҗаң” дегән аталғуниң мәнисиниң йеңи чегра икәнликини, әмма уйғурларниң бу земинни шәрқий түркистан дәп атайдиғанлиқиниму әскәртип өткән.
Униң ейтишичә, турпан вә қәшқәр қатарлиқ җайлар гәрчә уйғур мәдәнийити яхши сақлинип қалған җайлар дәп һесаблансиму, әмма бу йәрләрниңму өзгириштин халий болалмиғанлиқини, қәшқәрдә һөкүмәт даирилириниң қәдимий өйләрни “йәр тәврәшкә чидамлиқ өй қурулуши” қилиш үчүн чеқип ташлиғанлиқини язған вә “әмма бәзиләр, хитай даирилириниң қәдимий өйләрни чеқишини уйғурларни хитайлаштуруш қәдимини тезлаштуруш вә бу районлардики сақчи контролини асанлаштуруш үчүн қилинған бир тактика дәп қарайдикән” дәп язған.
Аптор йәнә үрүмчидики мәзгилидә бир қанчә алий мәктәп оқуғучилири биләнму тонушуп сөһбәт өткүзгән болуп, улар бәзи чағларда өзлириниң мәсчиткә кирип намаз оқуштин еһтият қилидиғанлиқини, чүнки мәктәп даирилири билип қалса җазалинидиғанлиқини ейтип бәргән.
Аптор мақалисидә, хитай һөкүмитиниң иқтисадни яхшилаш арқилиқ муқимлиқ яритиш арзуси билән уйғур елиға нурғун мәбләғ салғанлиқини, аз санлиқ милләтләрниң алий мәктәпкә өтүш номур чекини төвән қилишқа охшаш етибар сиясәтләрни чиқарғанлиқини, әмма буниң әксичә, уларниң мәдәнийити вә диниға бесим қилиш арқилиқ бу яхши сиясәтлириниму йоққа чиқирип, икки милләт арисида өз-ара ишәнмәслик пәйда қилғанлиқини язған. У шундақла уйғур елидики мәмурий хадимларниң асасән хитай миллити икәнликини әскәрткән.
Йеқинда йәнә б б с хәлқара хәвәрләр торида “хитайниң аз санлиқ милләтләр һәққидики бурмиланған тәшвиқати” мавзулуқ бир мақалә елан қилинған болуп, мақалиниң кириш сөзидә “хитай һөкүмити уйғурлар вә тибәтләрниң телевизорда нахша ейтип, усул ойнишини халайду, әмма башқа иш қилишини халимайду” дәп йезилған. Мәзкур мақалидә, хитай һөкүмитиниң һәрхил байрамлиқ телевизийә программилирида, хитай мәркизи телевизийә қанилиниң чағанлиқ программисида уйғур, моңғул, тибәт вә башқа милләтләрни нахша ейтқузуп, усул ойнитиш арқилиқ хитайниң көп милләтлик дөләт икәнликини тәшвиқ қилидиғанлиқини, әмма бу сәнәт программилириниң әмәлийәтни әкс әттүрмәйдиғанлиқини язған.
Мақалидә калифорнийә помона институтиниң оқутқучиси, хитай ишлири мутәхәссиси дру гләднийниң сөзигә йәр берилгән болуп, у бу һәқтә тохтилип “бу арқилиқ улар, бир яқтин кәйнидә қалған қилип көрситилсә, йәнә бир яқтин болса романтиклаштурулуп худди һазирму шундақ сап, әсли һалити билән яшаватқандәк көрситилиду” дегән. Мақалидә аптор уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң реаллиқтики һаятиниң хитай һөкүмити юқириқидәк тәшвиқатлирида көрсәткәндин толиму пәрқлиқ икәнликини, уйғурлар вә тибәтләрниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң сияситидин қаттиқ нарази икәнликини, уларниң турмуш сәвийисиниң хитайдикидин чоң пәрқлинидиғанлиқини, шуңа бу районларда давамлиқ наразилиқ һәрикәтлири йүз берип туридиғанлиқини әскәрткән. Униң уйғурларға аит қисмида, уйғур елида 2009-йили үрүмчи вәқәси йүз бәргәнлики, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан миллий кәмситиш сияситиниң бундақ вәқәләргә сәвәб болуватқанлиқи, уйғурларға миллий вә диний җәһәттин бесим қилиниватқанлиқи һәққидә мәлумат берилгән вә хитай һөкүмитиниң ахбарат васитилиридә уйғурларни қандақ тонуштуридиғанлиқи һәққидә тохтилип “хитай ахбаратида уйғурлар бир болса террорчи, бир болса нахша ейтип, усул ойнаштин башқа ишқа чолиси тәгмәйдиған хәлқтәк көрситилиду” дегән вә уйғур елиниң муавин рәиси ши дагаңниң уйғур елида чиққан бир вәқәдин кейин қилған сөзини нәқил кәлтүргән. Ши дагаң шу қетимлиқ сөзидә “уйғурлар дегән көңли түз, меһмандост хәлқ. Улар меһманни гөш берип, һарақ берип, нахша-усул билән күтүвалиду” дегән сөзни қилған. Әмма аптор сөзидә, бир қисим уйғурлар билән елип барған сөһбәтлирини нәқил кәлтүрүп туруп “уйғурлар дуняниң уйғурларни хитай һөкүмитиниң тәшвиқ қиливатқандәк тонушини арзу қилмайдиғанлиқи, дуняға һәқиқий уйғурниң зади кимликини тонутушни арзу қилидиғанлиқи” ни баян қилған.