“тамларниң арқисида” филиминиң қоюлуш мурасимида лагерлар темиси муһакимә қилинди

Мухбиримиз әзиз
2018.09.20
ned-uyghur-mesilisi-yighin-meydanidiki-mutexessisler.jpg Америка демократийәни илгири сүрүш фондида ечилған уйғур дияридики лагерлар мәсилиси һәққидики муһакимә йиғинида сөзгә тәклип қилинған мутәхәссисләр. 2018-Йили 20-сентәбир, вашингтон.
RFA/Eziz

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикитиниң нөвәттики дуня ахбаратида әң қизиқ темилардин болушиға әгишип, америкиниң өзидиму бу саһәгә беғишланған түрлүк паалийәтләр оттуриға чиқишқа башлиди. 20-Сентәбир күни вашингтон шәһиридики “демократийәни илгири сүрүш фонди” ниң саһибханилиқида өткүзүлгән уйғур дияридики лагерлар мәсилиси нуқтилиқ муһакимә қилинған йиғинни әнә шундақ паалийәтләрниң бири дейишкә болиду. Бу қетимқи йиғин лагерларни өз көзи билән көргән үч уйғур шаһитниң баянлири асасида ишләнгән “тамларниң арқисида: үч уйғурниң хитайдики мәхпий "тәрбийәләш" лагерлиридики кәчүрмишлири” темисидики қисқа һөҗҗәтлик филимниң тунҗи мәйдан қоюлуш мурасими болуп, бүгүнки муһакимә йиғини шу асаста өткүзүлди.

Бу қетимлиқ йиғинда алди билән “демократийәни илгири сүрүш фонди” ниң рәиси карл гершман сөз елип, дөләт бихәтәрлики вә инсан һәқлири оттурисидики бағлинишниң 1970-йиллиридики “соғуқ уруш” мәзгилидила асасий тема болуп кәлгән һадисә икәнликини, буниң әмдиликтә хитайниң йәр шари миқясидики йеңидин баш көтүргән иқтисадий күч болушиға әгишип хитайдики асасий мәсилиләрниң биригә айлинип қеливатқанлиқини тәкитлиди.

Карл әпәндиниң пикричә, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән хитай демократчиси лю шявбо оттуриға қойған “хитайниң иқтисадий җәһәттики йүксилиши билән тәңла дегүдәк оттуриға чиққан диктаторилиқ маһийәттә дуняниң демократик тәрәққияти үчүн зор хәвп” дегән йәкүн дәл җайида оттуриға қоюлған. Шуниңдәк 1930-йилларда германийәниң баш көтүрүши, мейҗи дәвридә японийәниң баш көтүрүши һәмдә сталин дәвридә совет иттипақиниң баш көтүрүши дегәндәк тарихий һадисиләрниң нәтиҗисигә нәзәр салғинимизда нөвәттә уйғурларниң мәвҗутлуқи вә уларни инсан һәқлири саһәсидә учраватқан зулумдин қоғдаш билән америкиниң миллий мәнпәәти оттурисидики бағлиниш бир-бирини толуқлайдикән. У бу җәһәттики әң муһим мәсилиләрни тилға илип: “мениңчә, биз инсан һәқлири билән дуняви тинчлиқ вә бихәтәрлик оттурисидики бағлинишни йетәкчи принсип қилған асаста шәрқий түркистандики зулумға нәзәр селишимиз, шуниңдәк уйғурларниң инсан һәқлирини қоғдашниң әмәлийәттә америкиниң дөләт мәнпәәти икәнликини алға сүрүшимиз лазим” деди.

У шуниңдин кейин хитай һөкүмитиниң шунчә көп зулмәткә сәвәбкар болуп туруқлуқ һечқандақ чәклимигә яки җазаға учримиғанлиқини, шуниңдәк хитайниң һәрқачан мәсилиләргә қош өлчәм бойичә муамилә қилип, ишларни өз пайдиси һесабиға маңдуруши, уйғурлар дуч келиватқан зулум мәсилисидә мусулманлар дуняси, җүмлидин мисир, түркийә қатарлиқларниң изчил сүкүт қиливатқанлиқи, бу җәһәттә малайсияниң һәқиқәтни қоллиши махташқа әрзийдиғанлиқини баян қилди.

Шуниңдин кейин “әркин асия радийоси” ниң иҗраийә тәһрири бәй фаң қисқичә сөз елип “әркин асия радийоси” уйғур бөлүми қурулғанлиқиниң 20 йиллиқ хатирисидә мушундақ бир паалийәтниң вуҗутқа кәлгәнликидин толиму сөйүнгәнликини билдүрди. Шуниң билән биргә өткән йигирмә йилда “әркин асия радийоси” ниң авазини чиқиралмай келиватқан 12 милйон уйғурниң авази болуп кәлгәнлики, уларниң уйғурлар һәққидә ишлигән хәвәрлириниң ташқи дуня үчүн бирдин-бир мустәқил хәвәр мәнбәси болуп кәлгәнликини, бу һәқтә ишләнгән хәвәрләрниң дуняға уйғурлар дияридики лагерлар мәсилисини аңлитишта зор роли болғанлиқини, хитай һөкүмити лагерларниң мәвҗутлуқини изчил инкар қилип кәлгән әһвалда бүгүн қоюлмақчи болған һөҗҗәтлик филимниң зор қиммәткә игә мәлуматлар болидиғанлиқини тәкитлиди һәмдә уйғур бөлүми мухбирлириға өз тәшәккүрини билдүрди.

Шуниңдин кейин йиғин иштиракчилириға “тамларниң арқисида: үч уйғурниң хитайдики мәхпий ‛тәрбийәләш‚ лагерлиридики кәчүрмишлири” темисидики қисқа һөҗҗәтлик филим қоюп берилди.

Бу филимда уйғурлар дияридики “тәрбийәләш лагерлири” ни көргән үч уйғурниң өз кәчүрмишлиридин бәргән баянлири асас қилинидиған болуп, “әркин асия радийоси” ниң хадимлиридин мәмәтҗан җүмә вә крис биллиңниң һәмкарлиқида ишләнгән иди. Униңда шаһитлар мәзкур “тәрбийәләш” мәркәзлириниң әмәлийәттә уйғур тутқунларниң инсанлиқ ғурурини қандақ дәпсәндә қилидиғанлиқи, буниңда һечқандақ “тәрбийәләш” амилиниң мәвҗут әмәслики қисқа вә җанлиқ баян қилиниду.

Филим қоюлуп болғандин кейинки муһакимидә алди билән вашингтон шәһиридики адвокат, уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәл сөз алди. У алди билән әркин асия радийосиниң уйғурлар дияри һәққидики мәлуматлириға юқири баһа бәрди һәмдә нөвәттики уйғур дияриниң әң йеқинқи вәзийитини тонуштурди. У арқидин йеқинда инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати елан қилған лагерлар һәққидики тәпсилий доклатта берилгән гуваһчиларниң баянлиридин уйғурларниң нөвәттә қандақ зулумға вә бастурушқа учраватқанлиқини көрүвелишқа болидиғанлиқини, нөвәттә хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң оңушлуқ болуши үчүн уйғурларни қурбан қилишниң оттуриға чиқиватқанлиқини баян қилди. Шуниңдәк нөвәттә дуняниң уйғурлар үчүн немиләрни қилиш имканиға игә икәнлики һәққидә тохтилип тарихий паҗиәниң қайта тәкрарлинишиға йол қоюшқа болмайдиғанлиқини билдүрди. У сөзиниң ахирида уйғурлар мәсилисидә битәрәп мәвқәдики сүкүтниң битәрәплик болмайдиғанлиқини, хитайниң бу хилдики инсанийәткә қарши җинайәтлирини ашкара әйибләшниң алийҗанаблиқ әмәс, бәлки зөрүрийәт икәнликини тәкитлиди. Шуниң билән биргә мусулманлар дуняси америка һөкүмити башлап бәргән уйғурларға егә чиқиш вә хитайни әйибләш чақириқиға аваз қошуш, демократик әлләр уйғурлар диярида “террорлуқ дөлити” бәрпа қиливатқан хитай әмәлдарлирини җазалаш тәдбирлиригә паал иштирак қилиш, шуниңдәк уйғурлар диярида зади немиләрниң болуватқанлиқини тәкшүрүш үчүн мустәқил тәкшүрүш гурупписи әвәтиш қатарлиқ чариларни оттуриға қойди.

Арқидин “әркин асия радийоси” уйғур бөлүмидин мәмәтҗан җүмә сөз елип, лагерлар мәсилисиниң оттуриға чиқиши, бу һәқтики әһвалларни техиму пакитлиқ оттуриға қоюш үчүн буниңға мунасивәтлик техиму чоңқур мәлуматларни қезиш, мәзкур һөҗҗәтлик филимни ишләшниң алди-кәйнидики әһваллар һәмдә шаһитларни қорқунч басқан роһий бесимдин халас қилип, екранда өзлириниң көргәнлири һәққидә сөз қилишқа йетәкләш җәрянидики қийинчилиқлар һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди.

У шуниңдин кейин лагерлар мәсилисиниң аддийла бир милйон яки униңдин көпрәк уйғурни қамаққа елиш биләнла түгимәйдиғанлиқини, буниңда уйғурларниң әң сәрхил алимлири, диний затлири, содигәрлири, җамаәт әрбаблири вә зиялийлириниң нишанлиқ тутқун қилиниватқанлиқини, буларниң алди ашу хилдики лагерларда һаятидин айриливатқанда милйонлиған уйғур гөдәклириниң қаранчуқсиз қеливатқанлиқи, бу гөдәкләрниң болса нөвәттә хитай һөкүмити тәсис қилған “пәриштиләр мәктипи” дегәндәк “тәрбийәләш” мәркәзлиридә хитай роһийити бойичә тәрбийилиниватқанлиқини баян қилди һәмдә әгәр ишлар мушу йосунда давам қиливәрсә буниң кейинки бир әвлад уйғур миллитини вә пүткүл уйғур җәмийитини гумран қилишқа апиридиғанлиқини, буниң билән уйғурларниң аталмиш “җуңхуа аилиси” ниң қайнимиға сиңип кетиш тәқдиригә муптила болидиғанлиқини тәкитлиди.

Арқида кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң мудири софий речардсон ханим сөз алди. У нөвәттә уйғурлар җәмийити дуч келиватқан еғир бөһран һәққидә ғәрб дунясидики һөкүмәтләрдин башқа илим саһәсиниңму күчлүк инкас билдүрүватқанлиқидин хушал икәнликини билдүрди. Әмма униң пикричә, хитайдәк “уста артис” хәлқара дуняни вә б д т ни тола қаймуқтуруп кәтмәктә икән. Шу сәвәбтин улар йеқинда тәйярлап чиққан уйғурлар дияридики лагерға беғишланған зор һәҗимлик доклатниң дәсләпки нусхисини көргән америкидики көплигән кишиләрниң уйғурлар дуч келиватқан әһвалниң бу дәриҗидә яманлиқини билип бәкму һәйран болған. У сөзиниң ахирида уйғурларни бастурушқа биваситә яки васитилик ярдими болидиған юқири пән-техника васитилирини хитайға сетиватқан ширкәтләрни чәкләш һәққидә америка һөкүмити вә башқа һөкүмәтләрниң үнүмлүк чариләрни қоллиниш, чәтәлләрдә муһаҗир болуп йүрүватқан уйғурларниң панаһлиқ илтимасиға асанлиқ туғдуруп бериш һәмдә уларни чәтәлләрдә хатирҗәмлик туйғусиға игә қилиш керәкликини тәкитлиди.

Йиғин ахирида тәклиплик меһманлар йиғин қатнашқучилириниң уйғурлар дияри вә лагерлар һәққидики соаллириға җаваб бәрди һәмдә шу арқилиқ муһакимә җәрянида оттуриға чиққан мәсилиләргә техиму әтраплиқ чүшәнчә бәрди. Бүгүнки йиғинға вашингтон шәһиридики һәр саһә кишилири болуп, йүздин артуқ адәм қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.