Тәйвәндә уйғурларниң нөвәттики җиддий вәзийитидин доклат берилди

Мухбиримиз меһрибан
2018.03.23
ilham-mahmut-teywende.jpg 1947-Йили тәйвәндә йүз бәргән “28-феврал қирғинчилиқи” ниң 70 йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнашқан японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут әпәнди бәзи мухбирларниң зияритини қобул қилған. 2017-Йили 28-феврал, тәйбей.
Pida’iy

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси, дуня уйғур қурултийиниң асия тинч окян райони вакаләтчиси илһам мәхмут әпәнди 23-март күни тәйвәндин зияритимизни қобул қилип, тәйбейда ечиливатқан “тәйвән бирлик партийәсиниң 2018-йиллиқ йиғилиши” да өзиниң дуня уйғур қурултийиға вакалитән йиғинға қатнашқанлиқини вә нөвәттики уйғур вәзийитини аңлатқанлиқини билдүрди.

Илһам әпәндиниң билдүрүшичә, 23-марттики йиғилишта илһам мәхмут әпәнди билән хоңкоң милләт партийәсиниң рәиси чен хавтийән әпәндиләр алаһидә сөзгә тәклип қилинип, нөвәттә уйғур дияридики җиддий вәзийәт вә хоңкоңда барғанчә яманлишиватқан кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат беришкә орунлаштурулған.

Мәлум болушичә, тәйвән бирлик партийәсиниң 2018-йиллиқ йиғилишида хитай компартийисиниң 19-қурултийидин кейин барғанчә яманлашқан кишилик һоқуқ әһвали, уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң нөвәттә учраватқан еғир зулумлири, хоңкоң мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң хоңкоң вәзийити һәққидики тәклиплири нуқтилиқ музакирә қилинған. 

Йиғин риясәтчилиридин тәйвән бирлик партийәсиниң башлиқи җу ниән ханим зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғинниң ечилиш мәқсити һәққидә тохталди. Униң билдүрүшичә, бүгүнки йиғинда дуня уйғур қурултийиниң вәкили илһам мәхмут әпәнди йиғинда оттуриға қойған уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ бастурулушқа учраватқан еғир вәзийити йиғин қатнашқучилириниң җиддий диққитини қозғиған.

Илһам мәхмут әпәнди, мәзкур йиғинда хитай һөкүмити қоллиниватқан “шинҗаң” дегән аталғуниң орниға чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири қоллиниватқан “шәрқий түркистан” аталғусини ишлитиш тәшәббусиниң оттуриға қоюлғанлиқини, буниң өзини қаттиқ тәсирләндүргәнликини баян қилди.

Хоңкоң мустәқиллиқ тәрәпдарлиридин, хоңкоң милләт партийәсиниң рәиси чен хавтийән әпәнди зияритимизни қобул қилип, йиғинда уйғур вәзийитиниң нуқтилиқ диққәт обйекти болушиниң сәвәби һәққидә тохталди. У мундақ деди: “немә үчүн мәзкур йиғинда уйғур мәсилиси көпчиликниң җиддий диққитини қозғиди? мениңчә, буниң сәвәби һазир уйғурлар хитай һөкүмитиниң зулумиға қарши алдинқи сәптә туруватқанлиқидиндур. Бундақ болған икән, биз уйғурларни қоллишимиз керәк. Ундин башқа хитай һөкүмитиниң зораван, һакиммутләқ сияситигә қарши туруш пәқәт уйғурларниңла вәзиписи әмәс, бәлки тәйвән, хоңкоң, тибәт вә әтраптики әркинликни тәшәббус қилғучи барлиқ инсанларниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийити. Мана бу нуқтидин биз һәммимиз тәқдирдаш вә мәсләкдаш. Бундақ әһвалда әлвәттә һәммимиз иттипақлишип хитай һөкүмитигә қарши күрәшкә атлинишимиз керәк.”

Чен хавтийән әпәнди йәнә йиғинда музакирә нуқтилириниң бири болған “шинҗаң” аталғусиниң орниға “шәрқий түркистан” аталғусини қоллиниш қарари елинишиниң уйғурларниң ирадисигә һөрмәт қилишниң бир ипадиси икәнликини тәкитлиди.

У мундақ деди: “мениңчә, биз бу нуқтида уйғурларниң қариши вә таллишиға һөрмәт қилишимиз керәк. Әгәр уйғурлар ‛шинҗаң‚ аталғусини қобул қилған болса, биз бу аталғуни ишләтсәк болатти. Әмма уйғурлар өзлирини ‛шәрқий түркистанлиқ‚ дәп аташни тәләп қилса, әлвәттә бизму ‛шәрқий түркистан‚ аталғусини қоллинишимиз керәк. Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан хитай вә башқа милләт тәшкилатлири алди билән уйғурларниң ирадисигә һөрмәт қилиши керәк.”

Илһам мәхмут әпәндиниң билдүрүшичә, тәйвәндики мустәқиллиқ тәрәпдарлириға вәкиллик қилидиған “тәйвән бирлик партийәси” тәйвәнниң сабиқ президенти ли деңхуй дәвридә қурулған партийә икән. Мәзкур партийә қурулғандин буян чәтәлләрдики хитай һөкүмитигә қарши тәшкилат вәкиллирини тәклип қилип һәр хил йиғинларни өткүзүп келиватқан болуп, дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили илһам мәхмут әпәнди қатарлиқлар 2011-йилдин башлап һәр йили мәзкур партийиниң тәшкиллишидә өткүзүлгән йиғинларға қатнишип, уйғур вәзийитини аңлитип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.