“уйғур” наминиң қоллиниши вә уйғурларниң һәқ-һоқуқи (1)
2012.10.15
Худди мәһмуд қәшқири түркий тиллар диванида “уйғур бир әлниң нами” дегинидәк “уйғур” дегән бу нам көп, өз нөвитидә йәнә бир сиясий нам сүпитидә қоллинилип кәлгән. Хитайниң асасий қануни вә аптономийә қанунлири бойичә уйғурларниң бу тарихий земининиң һазирқи сиясий намидиму “уйғур” нами гәвдиләндүрүлүп “шинҗаң уйғур аптоном райони” қилип бәлгиләнгән. Әмма, нөвәттә хитай даирилириниң мәтбуатларда, мәмурий һөҗҗәт, доклатларда “шинҗаң” яки шинҗаң аптоном райони дәп қоллинип, земин игиси “уйғур” намини ғәйрий рәсмий чүшүрүп қоюши яки қолланмаслиқи неминиң аламити? бу мәсилә уйғурларниң қайси хил һәқ-һоқуқлирини дәхли-тәрузға учратмақта?
Уйғур зиялийлири ейтқандәк “уйғур аптоном районида 47 милләт яшайду” дәйдиған гәп давамлиқ тәкрарлинип туриду. Әмма бу аптоном районниң исми қайси милләтниң исми билән атилидиғанлиқини тәкрарлайдиған адәм йоқ.”
Биз нөвәттә адәттики тил-йезиқ истемалдин башқа, хитай мәтбуатлирида, мәмурий һөҗҗәтләрдиму шинҗаң уйғур аптоном райони намини қисқартип “шинҗаң сөһбәт йиғини, шинҗаң хизмити”, “шинҗаңниң һалқима тәрәққияти”, “шинҗаңчә роһ”, “аптоном районниң мейипләр хизмити”, “шинҗаң хәлқ турмуши қурулуш йили” дегәндәк уйғур аталғусини ташливетип қоллиниватқанлиқи вә буни аста-аста һәммә саһәләргә омумлаштурушқа башлиғанлиқини көрүватимиз. Уйғурларни тақәтсизләндүрүватқини, миллити уйғур болған, тәйинләнгән уйғур аптоном райони рәислириниңму исим тахтилардики исминиң хитайчә йезилип қоюлушиға йол қоюши, һәтта йиғин нутқини, хизмәт доклатлирини хитай тилида сөзлиши. Дәрвәқә уйғур аптоном райони рәиси нур бәкри радио-телевизийә, мәтбуатларға бәргән 2012-йил йеңи йил нутқида “йеңи йил һарписида, мән аптоном районлуқ партком, хәлқ һөкүмитигә вакалитән...” дәп сөзини башлиған вә сөз арилирида уйғур аптоном райони намини “шинҗаңниң тәрәққияти...”,“аптоном районимиздики һәр милләт хәлқи...” дәп сөзлигән иди.
Шинҗаң уйғур аптоном районида уйғур наминиң чүшүп қелиши, уйғурларниң һазир бар болған сиясий һәқ-һоқуқлирини инкар қилиду. Хитай асасий қануни вә миллий территорийилик аптономийә қанунлириниң һәр бир бәлгилимиси аптоном һоқуқи берилгән милләтниң нами билән бир туташ йәни җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануни бойичә, миллий территорийилик җайларда аптономийә қануни йүргүзиду дәп бәлгиләнгән, бу нуқтидин ейтқанда, уйғурлар дияриниң қанунлуқ нами “шинҗаң” өлкиси яки “шинҗаң аптоном райони” болмастин уйғур аптоном районидур.
Миллий территорийилик аптономийә қануни низамлириға қарап чиқайли:
3-Мадда: аптоном районниң йәрлик миллити, аптоном район ичидә әң һоқуқлуқ милләттур.
4-Мадда: аптоном район ичидә шу йәрлик милләтниң дини, тили, йезиқи, маарипи, өрп-адити, мәдәнийәт-сәнити, екологийә-муһити, нопуси, байлиқи, туприқи қатарлиқлар алаһидә қоғдилиду.
5-Мадда: аптоном район ичидә шу йәрлик милләт кишилири алди билән аптоном район ичидики әвзәл шараитлардин бәһримән болиду.... Ваһаказалар.
Бу қанун маддилар уйғур аптоном районидики уйғурларниң өзи яшаватқан райондики һәммидин юқири имтиязиға игә милләт болупла қалмай йәнә, хитайниң башқа җайлиридин пәрқлиқ һалда аптономийә һоқуқиға игә милләт икәнликини көрситиду. Мана бу уйғур сөзиниң чүшүп қелиши қанунға һөрмәт қилмаслиқ мәсилисила болуп қалмастин, уйғурларниң тәқдири мәсилисигә четилидиғанлиқини көрәләймиз. Шу вәҗидин уйғур зиялийлири уйғур аталғусиниң чәткә қеқилиши барлиқ саһәләргә сиңип кириватқан бир пәйттә, бу мәсилини көп қатламлиқ вә чоңқур муһакимидин өткүзүш һәқиқәтәнму зөрүр дәп қаримақта.
Дуня уйғур қурултийи сабиқ муавин рәиси зиялий мәмәт тохти әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райониниң намини ишлитиштә уйғур намини мәқсәтлик қисқартишқа урунуши уйғурларға йүргүзүватқан йоқитиштин ибарәт түп сияситиниң бир қисми шундақла гәвдилик бир символи икәнликини оттуриға қойди, униң қаришичә, бу бир аддий һалдики аталғуни ихчамлаш яки чиқириветиш болмастин, “уйғурни йоқитиш” мәқситидики қәстән елип бериливатқан һәрикәттур.