“уйғур” наминиң қоллинилиши вә уйғурларниң һәқ-һоқуқи (2)

Уйғур аптоном райони намини “шинҗаң” яки аптоном район дәп қисқартип яки ихчамлап ишлитишкә сәвәб көрсәткүчиләр, уйғур намини чиқириветишниң уқум хаталиқи кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини инкар қилип “бу пәқәт ихчамлаш, қулайлаштуруш еһтияҗидин” дәпла қутулмақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.10.16
turpan-buyluq-bulyuq-dawaz-305.jpg Турпан буйлуқтики мәлум бир районниң исми һәтта уйғурчидиму йезилмиған. 2012-Йили авғуст, турпан.
RFA

Буниңға тәнқид йүргүзгән уйғур зиялийлар, буни хитайниң “уйғур” ни йоқитиш истратегийисиниң бир ипадиси, уйғур аптоном райониниң йәр намини тоғра йезиш, тоғра тәләппуз қилиш вә тоғра қоллиниш, уйғур вәтинидә омумлаштурушқа тегишлик қанунлуқ тәшәббус дәп оттуриға қоймақта.

Хитайниң асасий қануни бойичә, шинҗаң уйғур аптоном райони, нөвәттә әмәлий истемалда яки тәләппузда уйғур сөзини чиқириветип шинҗаң дәп аташ пәрвасиз қариғудәк күндилик тил- алақә истемалида көрүлүватқан анда- мунда һадисә болмастин, даириләр тәрипидин мәмурийәттиму хитай коммунист партийә вә һөкүмәт әмәлдарлири кәң қоллиниливатқан, хели зор аммиви асасқа игә қилиниватқан шундақла муһим һөҗҗәт вә доклат характерлик һөкүмәт материяллиридиму барғанчә ғәйрий рәсмийлишиватқан һадисә.

Уйғур елиниң ичи-сиртидики уйғур зиялийлири уйғур аптоном райони намидин “уйғур” сөзини чиқирип ташлашниң қелиплаштурулушиға йол қоюш бир тарихий гунаһ дәп муназирә қилип кәлмәктә вә бу гунаһни ююп ташлаш үчүн уйғурларниң қануний еңини вә сиясий ирадисини йетилдүрүшни тәшәббус қилмақта. Чүнки бу, уйғурларниң бар болған аптономийә һоқуқини қоғдап қелиш-қалалмаслиққа берип тақилидиған җиддий мәсилә вә мәсулийәтлик зор бир иш. Чүнки бу җайниң игиси әзәлдин әбәдкә уйғур болғанлиқи үчүн, бу аптоном район уйғурға берилгән. Әгәр “уйғур” болмайдикән, бу җайниң аптоном район болуп турушиниңму һечбир әһмийити йоқ. Демәк шу чағда бәзи хитай мутәхәссислири оттуриға қоюватқандәк у җай хитайниң һәр қандақ бир өлкисидин пәрқи йоқ шинҗаң өлкисигә айлиниду.

Уйғур тор бәтлиридики бу һәқтә давам қиливатқан муназириләрдә хитайниң асасий қануни, миллий территорийилик аптономийә қануни вә тил-йезиқ низамнамилиридики мунасивәтлик қанун бәлгилимиләрдин көрә,уйғур аптоном райони намини өз алдиға қисқартиш яки бирәр сөзни чүшүрүп қоюп ихчамлаш уйғурлар дияриниң намини йеңилиғанлиқ билән баравәр бу қарап туруп хитай дөлитиниң асасий қанун, низамлирини бузуп ташлиғанлиқ билән баравәр.

Шуңа уйғур зиялийлар уйғур аптоном райони намини “шинҗаң” яки игиси йоқ “аптоном район” дәпла аташтәк накәс адәтни уйғур аптоном райони тил, тәләппуз саһәсидин пак пакиз сүпүрүп ташлишимиз зөрүр дегән чақириқни оттуриға қоймақта.

Хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районини “шинҗаң” дәп аташтики муддиаси һәққидә тохталған америкидики уйғур зиялий мәмәт тохти әпәнди хитай имза қойған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәрлик милләтләрниң һәқ-һоқуқини қоғдаш әһдинамисидиму, өзиниң йәр намини қоғдашни йәрлик милләттә болушқа тегишлик йәни башқа милләтләрдин пәрқлиқ болуш һәқ-һоқуқлири ичидики әң асасий һоқуқиниң бири икәнликини әскәртти.

Уйғур зиялийлар оттуриға қоюватқан илмийлиқ асаси күчлүк тәтқиқат мақалилири вә анализлар шуни көрситип туруптики, мәйли хитай һөкүмити уйғурлар вәтининиң намини қандақ атисун, мәйли кимләргә мәнсуп қилсун, бу нуқта уйғурларни чүшкүнләштүргини яки умидсизләндүргини йоқ. Әксичә уйғурларниң җаниҗан мәнпәитигә тәһдит яритиватқан бу мәсилиләр уларниң бу муқәддәс маканиға болған игидарлиқ һоқуқини қоғдаш йолидики тәтқиқат һәмдә издинишини йеңи бир балдаққа көтүрүшигә түрткә болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.