1988-Йили 15-июндики уйғур студентлар намайишидин әслимиләр (1)

Мухбиримиз қутлан
2017.06.29
dolqun-eysa-namayish-2-305.png Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди хитай һөкүмитигә қарши намайишта. 2013-Йили 6-март, җәнвә.
RFA

1988-Йили 15-июндики шинҗаң университети оқуғучилириниң хитай даирилиригә қарши наразилиқ намайиши йеқинқи заман уйғур оқуғучилар һәрикитидә муһим орун тутидиған зор вәқәләрниң биридур. Бу йил мәзкур намайишқа топ-тоғра 29 йил болди.

1980-Йиллар уйғур бүгүнки заман тарихида студентлар һәрикити әң җанланған, уйғур яшлириниң демократийә, әркинлик вә миллий һәқ-һоқуқларға болған тәлипи әң күчәйгән шундақла уйғур хәлқи узун йиллиқ буруқтумлуқтин кейин пүтүн милләт гәвдиси билән миллий ойғинишниң упуқини күтүвалған йиллар болди.

Әнә ашу давалғуп турған йилларда, йәни 1988-йили 15-июнда шинҗаң университети оқуғучилириниң хитай даирилиригә қарши наразилиқ намайиши йүз бәрди. Бу 1985-йили декабирда үрүмчидә йүз бәргән уйғур алий мәктәп оқуғучилириниң тунҗи қетимлиқ зор намайишидин кейинки иккинчи қетимлиқ оқуғучилар һәрикити иди.

Ашу қетимлиқ намайишни тәшкиллигән вә униңға йетәкчилик қилған, нөвәттә дуня уйғур қурултийиниң баш катиплиқ вәзиписини өтәватқан долқун әйса әпәнди буниңдин 29 йил бурунқи бу намайишниң 1980-йиллардики уйғур оқуғучилар һәрикитидики бир унтулмас сәһипә икәнликини тәкитлиди.

У, 1988-йилидики шинҗаң университети оқуғучилири намайишиниң 1985-йилидики биринчи қетимлиқ уйғур алий мәктәп оқуғучилири намайишиниң биваситә давами вә алаһидә тарихий шараиттики бир нәтиҗиси икәнликини илгири сүрди.

Униң қаришичә, 1985-йилидики уйғур оқуғучилар һәрикитидин кейин уйғур яшлирида мәйданға кәлгән миллий ойғиниш роһи вә уларниң миллий һәқ-һоқуқларға болған җиддий тәләплири әмәлийәттә 1988-йилидики иккинчи қетимлиқ уйғур оқуғучилар намайишини мәйданға кәлтүргән асаслиқ арқа көрүнүш икән.

Долқун әйсаниң тәкитлишичә, ашу йилларда шинҗаң университети оқуғучилири қурған “студентлар пән-маарип уюшмиси” уйғур оқуғучиларниң тәтиллик вақитлиридин пайдилинип, кәң-көләмдә ақартиш вә миллий ойғитиш паалийәтлирини елип барған икән.

1988-Йили 6-айда хитай оқуғучилар тәрипидин шинҗаң университети физика факултетиниң оғуллар һаҗәтханисиға йезилған уйғурларни һақарәтләйдиған бир язма дәл ашу қетимлиқ намайишқа биваситә пилта болған икән.

Шу қетимлиқ уйғур оқуғучилар намайишиға актип иштирак қилған вә намайиштин кейин мәктәп даирилириниң қаттиқ агаһландуруш җазасиға учриған, нөвәттә норвегийәдә яшаватқан абдурешит абдукерим әпәндиму бу һәқтә әслимә тәқдим қилди.

У намайишқа пилта болған конкрет сәвәбләр вә әйни вақиттики шинҗаң университети мәмурийитиниң уйғур оқуғучиларниң тәләплирини қопаллиқ билән рәт қилғанлиқидәк бир қатар җәрянлар һәққидә тохтилип өтти.

Абдурешит әпәнди йәнә шинҗаң университети оқуғучилириниң 1988-йили 6-айниң 15-күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң маарипқа мәсул муавин секретари җанабилниң интайин қопал муамилисигә дуч кәлгәнликини, хитай даирилириниң мәсилини адиллиқ билән бир тәрәп қилишидин үмиди үзүлгән уйғур оқуғучиларниң ахири кочиға чиқип намайиш қилишни қарар қилғанлиқини әсләп өтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.