“уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси” қайта тонуштурулди
2019.01.18
Америка дөләт мәҗлиси әзалири уйғурларға аит кишилик һоқуқ қанун лайиһисини қайта тонуштуруп, америка һөкүмитини хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситигә инкас қайтурушқа чақирди. Мәзкур қанун лайиһиси хитайниң уйғур қатарлиқ милйонлиған мусулман хәлқләргә селиватқан зулумлири изчил шәкилдә давам қиливатқан бир пәйткә тоғра кәлди.
“уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси-2019” дәп аталған қанун лайиһиси 17-январ америка кеңәш палатасиниң нопузлуқ әзаси марко рубио вә авам палатасиниң нопузлуқ әзаси кристофер симит қатарлиқ вәкилләр тәрипидин бирла вақитта тонуштурулди.
Қанун лайиһисидә америка президентини хитай һөкүмитиниң түркий тиллиқ мусулманларға йүргүзүватқан дәпсәндичилик сиясәтлирини әйибләшкә һәмдә хитай рәиси ши җинпиңни “сиясий қайта тәрбийиләш лагерлири” ни дәрһал тақашқа чақиришқа дәвәт қилинди.
Америка кеңәш палатаси әзаси марко рубио қанун лайиһисиниң тонуштурулуши мунасивити билән елан қилған баянатида “әмди һәрикәт қилидиған пәйт кәлгән” ликини билдүрди.
У мундақ деди: “америка қошма штатлири бир милйон яки униңдин артуқ уйғур вә башқа мусулман азсанлиқ хәлқләр қамалған ‛сиясий қаяқта тәрбийиләш лагерлири‚ қатарлиқ еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә бәлки инсанийәткә қарши җинайәтләрдә мәсулийити бар хитай һөкүмити һәмдә коммунистик партийәси әләмдарлириниң қилмишлирини чоқум җавабкарлиққа тартиши керәк.”
Лайиһәдә, америка һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари вә б д т ниң мунасивәтлик доклат тәйярлиғучилириниң уйғур районида, болупму аталмиш “қаяқта тәрбийиләш лагерлири” да җиддий вә чәклимисиз һалда тәкшүрүш елип беришигә қаритилған чақириқларни қоллайдиған бир истратегийә түзүп чиқишқа дәвәт қилинған.
Мутәхәссисләрниң қаришичә, мәзкур қанун лайиһиси хитайниң 1 милйондин 3 милйонғичә уйғур қатарлиқ мусулман хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамивелиш қилмишлирини җинайи җавабкарлиққа тартишқа йол ачидикән.
Бом мәнәдәз мәзкур қанун лайиһисини кеңәш палатаси тәрипидин тонуштурған вәкилләрниң бири.
У қанун лайиһиси һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитайдики уйғурларға қарита изчил вә йиргинчлик кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүргүзүлүватқан бир шараитта, трамп һөкүмити хитайға нисбәтән дөлитимизниң қиммәт қариши әкс етидиған бир рошән истратегийә бәлгиләп чиқиши керәк. Бу қанун бизниң хитай билән йеңи дәвридә истратегийилик риқабәткә чүшкәнликимизни етирап қилидиғанлиқимизниң дәлили.”
Лайиһәдә йәнә американиң б д т вәкиллиригә б д т дики аваз бериш һоқуқидин пайдилинип хитайдики түркий тиллиқ мусулманларға қаритилған кәң көләмлик тутқун, тән җазаси вә мәҗбурий әмгәк қилмишлирини әйибләшкә йолйоруқ беришкә чақирилған.
Униңдин башқа бу қанун лайиһисидә йәнә америка ташқи ишлар министирлиқида шинҗаң ишлар маслаштурғучиси тәйинләшни ойлишиш, ташқи ишлар министири “хәлқара магнетски қануни” ни йүргүзүп, уйғур ели вә башқа районлардики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә биваситә четилған хитай һөкүмити вә партийәси ичидики әмәлдарлар һәм уйғур аптоном районниң партийә секретари чен чуәнго қатарлиқларға җаза тәдбирлири қоллинишқа чақирилған.
Лайиһәдә йәнә, “әркин асия радиоси” ниң қатмуқат қийинчилиқларға қаримай уйғур елиниң нөвәттики вәзийити һәққидә давамлиқ тәпсилий мәлуматларни берип келиватқанлиқини тәқдирләш қатарлиқ мәзмунлар алаһидә тилған елинған.
Кристофер симит вә томас суоззи қатарлиқлар мәзкур қанун лайиһисини дөләт мәҗлиси авам палатаси тәрәптин баш болуп тонуштурғучи вәкилләрдур.
Кристофер симит бу һәқтики баянатида хитай уйғурлар вә башқа түркий тиллиқ мусулманларға селиватқан зулумларни “дунядики әң җиддий кишилик һоқуқ риқабити” дәп атиди.
У мундақ деди: “хитай һөкүмити уйғурлар вә башқа түркий тиллиқ мусулманларниң дини һәм мәдәнийитини мәҗбурий ассимилятсийә қилиш вә вәйран қилиштин ибарәт бир қәбиһ һәрикәтни давам қиливатиду. Бундақ җинайәтләр садир болуватқан икән, биз қәтий сүкүттә туралмаймиз.”
Хитай һөкүмити өткән икки йилдин буян уйғур елидә кәң көләмлик тутуқ һәрикити елип берип, икки милйончә уйғур вә башқа түркий тиллиқ милләтләрни аталмиш “қайта тәрбийиләш лагерлири” ға салди. Даириләр илгири бундақ бир лагерларниң мәвҗутлуқини җан-җәһли билән рәт қилип кәлгән болсиму, буниңға аит оттуриға чиққан дәлил испатлар вә хәлқара җәмийәтниң бесими түпәйли өз мәйдани өзгәрткән һәмдә лагердики тутқунларниң кәспий маһарәт өгиниватқанлиқини, буларниң кәсипни игиләп болғандин кейин қоюп берилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма һазирғичә игилигән мәлуматлиримиз буниң ялғанлиқини көрсәтмәктә.
Америкидики адвокат нури түркәл әпәндим бу қанун лайиһисини йеқиндин көзитип келиватқан шәхсләрниң бири. Бу бүгүн радийомизға қилған сөзидә, бу қанун лайиһисиниң вәтән ичи-тешидики уйғурларниң мәвҗутлуқи үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ түркий тиллиқ милләтләргә қаратқан бастуруш сиясити һәққидә тохталған томас суоззи мундақ деди: “хитайдики уйғурларға қарита елип бериливатқан вәһший бастуруш вә диний етиқади сәвәблик җазалаш адәмни әнсиритиду. Шинҗаң өлкиси пүтүнләй сақчи дөлитигә айлинип болди.”
У йәнә америка һөкүмитини мәзкур мәсилигә инкас қайтурушқа чиқирип мундақ деди: “а қ ши һөкүмити бу кишилик һоқуқ бузғунчилиқиға қариши өз мәвқәсини ипадилиши һәмдә буни қобул қилишқа болмайдиғанлиқини билдүрүп қоюши керәк”.
Америка кеңәш вә авам палатасиниң 25 нәпәр әзаси бу нөвәтлик қанунға асасән охшап кетидиған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһиси-2018” намлиқ қанун лайиһисини өткән йили ноябирда бир қетим тонуштурған.
Һалбуки, у лайиһә дөләт мәҗлисидә авазға қоюлуштин илгири мәҗлис әзалири қаяқта сайлап чиқилғанлиқи үчүн, қанун лайиһиси бир қисим йеңи шәрһи вә мәзмунлар қошулуп бу йил қайта тонуштурулған иди.
Бу нөвәт тонуштурулған қанун лайиһәсигә америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) хитай америка тупрақлирида америка пуқралириға салған тәһдитләр һәққидә алақидар органларни учур билән тәминләшкә, америка дуняви медия агентлиқи әркин асия радийоси уйғур бөлүмигә қаритилған тәһдитләр һәққидә дөләт мәҗлисигә доклат берип турушқа вә хитайниң чәтәлләрдики уйғур җамаитигә қарита елип бериватқан тәтүр тәшвиқатиға қариши истратегийә бәлгиләп чиқишқа чақирилған.
Қанунниң илгирики нусхисиға һәр икки палатадин җәмий 25 вәкил имза қойған болса, бу нөвәтлик йеңи нусхисиға җәмий 31 вәкил имза қойған.