Рабийә қадир ханимниң роза һейтлиқ тилики: шеһит вә мәһбус аилилири унтулмисун!

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.07.28
rabiye-aliy-kengesh-park-305.jpg Рабийә қадир ханим уйғур алий кеңиши мәзгилидә. 2011-Йили май, вашингтон.
RFA

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, бүгүн роза һейт мунасивити билән радиомиз зияритини қобул қилип, вәтән ичи-сиртидики уйғурларға өзиниң һейтлиқ арзу вә тиләклирини баян қилди.

Уйғурларниң бу йиллиқ роза һейтниму нәччилигән қанлиқ вәқәләрниң вә адаләтсиз сотларниң арқисидин күтүвалғанлиқини тилға алған рабийә ханим, вәтән ичидикиләрни шеһит вә мәһбус аилилирини унтуп қалмаслиққа, мумкин болса уларға маддий вә мәниви ярдәм беришкә, мумкин болмиғанда уларниң хатирҗәмлики үчүн дуа қилишқа чақирди.

Рабийә ханим муһаҗирәттики уйғурларға хитабән сөзидә һиҗрәт йолида қийинчилиқ тартиватқан қериндашларға игә чиқишқа вә өз-ара иттипақлиқни күчәйтип, хитайға қарши паалийәтчиләр қошунини техиму кеңәйтиш вә күчәйтишкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.