Фирансийәдики уйғур содигәр җүрәт: “уйғурлуқимизниң өзи хитай үчүн бир тәһдит”

Мухбиримиз меһрибан
2017.10.30
Fransiyidiki-Uyghur-sodiger-Juret-Jumahun-1.jpg Фирансийәдики уйғур содигәр җүрәт җүмәхун. 2017-Йили өктәбир, фирансийә.
Social Media

Нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң барғанчә күчийиши сәвәблик чәтәлләрдә яшаватқан бир қисим уйғурларда юртидики уруқ-туғқанлирини аваричиликкә қоймаслиқ хаһиши күчәймәктикән һәмдә өзи яшаватқан дөләтләрдики уйғур җамаитидин йирақлишиш кәйпияти артип бармақтикән.

Фирансийәдики зибузиннәт содигири җүрәт әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң гәрчә чәтәлдә 20 йилдәк уйғурлардин айрилип яшиған болсиму, әмма йәнила хитай сақчилириниң бесим вә тәһдитлиригә учриғанлиқини билдүрди. У “уйғур болушниң өзи хитай үчүн бир тәһдит” икәнликини тәкитлиди. Җүрәт әпәнди йәнә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларни өзиниң инсанлиқ қәдр-қиммитини қоғдашқа, қурби йәткән имканийәттә хәлқи үчүн азрақ болсиму иш қилишқа чақириқ қилди.

Җүрәт әпәнди сөһбитимиз давамида өзиниң фирансийәдә турған 20 йил җәрянида уйғур тәшкилатлиридин, һәтта уйғур җамаитидинму йирақта туруп яшиғанлиқини, шундақ болушиға қаримай йәнила хитай һөкүмитиниң дүшминигә айлинип қелиштәк ақивәттин қутулалмиғанлиқи, буниңдин муһаҗирәттики һәр бир уйғурниң савақ елиши лазимлиқини билдүрди. У, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларни хитай һөкүмитидин үмид күтмәсликкә чақирди. Шуниң билән бир вақитта йәнә 19-қурултайдин кейин хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң техиму күчийидиғанлиқини билдүрди.

Җүрәт әпәнди өз аилисиниң бешиға кәлгән еғир кәчмишләрни аңлатти. У йәнә илгири қарамайда ишләватқан мәзгилдики дост ағинилириниң бала-чақилириниң тутқун қилинип түрмиләргә ташланғанлиқи, нөвәттә чәтәлләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң хитайниң мәҗбурлиши билән юртлириға қайтип тутқун қилинғанлиқидәк мисалларни бир-бирләп нәқил кәлтүрди. Андин муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларни хитай һөкүмитиниң “уйғурларни пүткүл милләт бойичә бастуруш вә йоқитиш сиясити” ниң маһийитини ениқ тонуп йетишкә чақирди.

Җүрәт әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий җәһәттин һоқуқсизландуруш, етиқад, мәдәнийәт, тил вә маарип қатарлиқ җәһәтләрдә еритип түгитиш сияситигә қарита демократик дөләтләрдә яшаватқан һәр бир уйғурниң өз имканийити бойичә тәдбир қоллиниши керәкликини тәкитлиди. У, муһаҗирәттики уйғурларниң аввал өзиниң инсанлиқ қәдир-қиммитини қоғдишини, қолидин кәлгән шараитлардин пайдилинип уйғур ана тилини пәрзәнтлиригә өгитишини вә ана тил мәктәплирини ечишини, уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан қийин вәзийәтни өзлири яшаватқан дөләтләрдики хәлқләргә вә һөкүмәтләргә билдүрүши лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.