Сәкраттики аниниң тутқун қилинған оғли билән телефонда болсиму көрүшүвелиш тәлипи рәт қилинған

Мухбиримиз қутлан
2017.01.31
abduweli-ayup-Tursunjan-Memet-Marshal.jpg Абдувәли аюп гүлән(солда) “мисраним” ториниң башқурғучиси турсунҗан мәмәт маршал(оңда, у 2016-йили 3-айниң 29-күни тутуп кетилгән) билән.
RFA/Qutlan

“өткән йили 3-айниң 29-күни пуқрачә кийингән 6 сақчи оғлум турсунҗанни корлидики өйимиздин елип кәткән иди. Оғлум шу елип кетилгиничә ғайиб болди. Һазирға қәдәр оғлум билән бир қетим болсиму көришәлмидуқ…”

Мана бу бир йилдин буян тутуп кетилгән оғлиниң из-дерикини алалмай қийнилип йүргән бир атиниң зари.

Радийомиз 2016-йилиниң башлирида “мисраним” ториниң башқурғучиси вә мол-һосуллуқ тор язари турсунҗан мәмәт маршалниң тутқун қилинғанлиқи һәққидики учурни униң аилә тавабиатлири билән йәрлик даириләрниң баянлиридин дәлиллигән иди.

Һалбуки, аридин бир йилға йеқин вақит өткән болсиму, даириләр даңлиқ тор язғучиси өмәрҗан һәсән бозқир вә униң делоси билән четишлиқ болған тор башқурғучи турсунҗан мәмәт маршалниң әһвали һәққидә һечқандақ хәвәр бәрмиди.

Биз бу һәқтә турсунҗан мәмәт маршалниң аилә-тавабиатлиридин әһвал сүрүштүрдуқ. Униң дадиси өзиниң бир йилдин буян тутқундики оғлини сүрүштүрүп бармиған җайи қалмиғанлиқини, нурғун җәрянлардин кейин андин оғлиниң ақсудики мәркизий тутуп туруш орниға қамалғанлиқидин хәвәр тапқанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, турсунҗан тутқун қилинғандин кейин йүрәк, қан бесими вә шекәр кесили бирақла қозғалған ана йиқилип чүшүп, дохтурханида йетип қалған. Турсунҗанниң дадисиниң ейтишичә, нөвәттә аялиниң кесили барғансери еғирлишип, сәкрат һалитигә чүшүп қалған. Сәкраттики ана оғли билән һеч болмиса телефонда болсиму көрүшүвелишни тәләп қилған болсиму, әмма ақсу даирилири бу илтимасни кәскин рәт қилған.

Биз турсунҗан мәмәт маршал билән өмәрҗан һәсән бозқирниң ақсу вилайәтлик мәркизий тутуп туруш орниға қамалғанлиқи һәққидики учурға асасән бу йәргә телефон қилдуқ. Әпсуски, нөвәтчи сақчи бу һәқтә сөзлишишни рәт қилип телефонни қоювәтти.

Биз арқидин ақсу шәһәрлик қизил көврүк сақчиханисиға телефон қилип, юқириқи икки нәпәр тутқунниң әһвали һәққидә учур беришни соридуқ. Һалбуки, сақчиханиниң мәсул хадими бу һәқтә һечнемә дейәлмәйдиғанлиқини, буни шәһәрлик сақчи идарисидин соришимизни ейтип сөзлишишни қопаллиқ билән рәт қилди.

Нөвәттә түркийәдә яшаватқан уйғур сәрхиллиридин абдувәли аюп бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди. У, 2014-йилидин өткән йилиғичә давамлашқан даириләрниң “тор тазилаш” һәрикити давамида аблимит ғоҗабдулла қарақаш, өмәрҗан һәсән бозқир вә турсунҗан мәмәт маршал қатарлиқ тор язарлири билән “бағдаш”, “мисраним” вә башқа уйғурчә тор бәт саһиблириниң тутқун қилинғанлиқини санап өтти. Абдувәли аюп йәнә бу “тазилаш” ниң уйғур торчилиқи вә уйғурларниң тор дуняси арқилиқ қанат йейиватқан пикир тәлқинлиригә еғир йоқитиш елип кәлгәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.