Язғучи вә даңлиқ тәрҗиман өмәрҗан һәсән бозқир тутулуп кетишниң алди-кәйнидә (2)
2016.07.13

Язғучи вә даңлиқ тәрҗиман өмәрҗан һәсән бозқирниң туюқсиз тутқун қилиниши уйғур ели вә чәтәлләрдики уйғур җамаити арисида күчлүк инкас пәйда қилди.
Радийомиз көп қетим өмәрҗан һәсәнниң аилиси олтурушлуқ райондики сақчихана билән у һазир тутуп турулуватқан ақсу вилайәтлик мәркизий тутуп туруш орниға телефон қилған болсиму, лекин улар бу һәқтә мәлумат беришни рәт қилди.
Бүгүн биз язғучи өмәрҗан һәсән бозқир тутқун қилиништин илгири узун мәзгил ишлигән вә һәтта мәзкур орунда муавин мудирлиқ вәзиписидә болған ақсу вилайәтлик орманчилиқ идарисиниң көкәртиш ишханисиға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған бир хитай хадим дәсләп өмәрҗан һәсәнниң бу идаридә ишлигәнликини етирап қилған болсиму, лекин бизниң чәтәл мухбири икәнликимизни билип “бу тоғрилиқ һечнемә билмәймән” дәп турувалди һәмдә қопаллиқ билән телефонни қоювәтти.
“шундақ, бу көкәртиш ишханиси. Билимән, у бу йәрдә ишлигән, сиз ким болисиз? немә дедиңиз? америкидики әркин асия радийоси! ундақ болса немишқа маңа телефон қилисиз? мән билмәймән! сизниң соаллириңизға җаваб беришим шәртму? мән билмәймән дедимғу? немишқа мәндин сорайсиз. У киши яки мениң қол астимда ишлимисә!”
Өмәрҗан һәсән бозқирниң тутқун қилиниши муһаҗирәттики уйғур билим адәмлири билән зиялийларниң күчлүк инкасини қозғиди.
Түркийәдә олтурушлуқ уйғур билим адәмлиридин исим-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бири өзиниң узундин буян өмәрҗан һәсән бозқирниң язмилириға диққәт қилип кәлгәнликини, болупму униң хитай мәтбуатлиридики уйғурларға даир сәзгүр мақалиләрни дәл вақтида вә юқири маһарәт билән тәрҗимә қилип уйғур оқурмәнлиригә тонуштуруп кәлгәнликини илгири сүрди.
Абдувәли аюпму өмәрҗан һәсән бозқир һәққидә радийомиз зияритини қобул қилип, униң нөвәттики уйғур зиялийлири ичидә өз мәсулийитини чоңқур тонуған, милләтниң реал әһвали билән күлпәт-хошаллиқлириға һәмдәмдә болалайдиған бир язғучи икәнликини тәкитләйду.
Муһаҗирәттики уйғур зиялийлири йәнә өмәрҗан һәсән бозқирниң әйни вақитта торда елан қилған, кейинчә уйғур җәмийитидә күчлүк муназиригә сәвәб болған “алимҗан, сақилиңизға рәһмәт” намлиқ мақалисигә юқири баһа бериду.
Абдувәли аюп язғучи өмәрҗан һәсән бозқир һәққидә тохталғинида мундақ бир вәқәни алаһидә тилға алиду. Әйни вақитта куча наһийәлик маарип идарисиниң хитай секретари кучадики мәлум бир йезилиқ оттура мәктәпни көздин көчүргәндә дәрсхана темиға есиқлиқ турған мәһмуд кашиғәрийниң рәсимини көрүп қалиду-дә, қаттиқ ғәзәпкә келип, рәсимни дәссәп-чәйләйду һәмдә “сақаллиқ вә сәллилик бу террорчи” ниң рәсимини кимниң асқанлиқини сүрүштүриду. Әтраптики уйғур әмәлдарларниң һечқайсиси бу рәсимдики кишиниң “террорчи” әмәс, бәлки 11-әсирдики мәшһур уйғур тилшунаси мәһмуд кашиғәри икәнликини чүшәндүрүп вәқәни һәл қилишқа җүрәт қилалмайду. Өмәрҗан һәсән бозқир бу вәқәдин кейин дәрһал “маркисниң сақили вә мәһмуд кашиғәрийниң сәллиси” намлиқ мақалисини елан қилип, җамаәтчиликниң бу вәқә һәққидә ойлинип беқишини тәвсийә қилиду.
Абдувәли аюп йәнә өмәрҗан һәсән бозқирниң 1980-йиллардин буян хитай һөкүмити елан қилған аз санлиқ милләтләрниң миллий мәдәнийити, һәқ-һоқуқлири вә миллий өрп-адәтлирини қоғдаш һәққидики қануний һөҗҗәтләр билән хитай компартийәсиниң бу һәқтә чиқарған мәхсус бәлгилимилирини топлап чиққанлиқини, уйғур хәлқиниң қанун арқилиқ өз һоқуқ-мәнпәәтлирини қоғдишиниң зөрүрлүкини һәр вақит тәкитләп кәлгәнликини тилға алиду.
Абдувәли аюпниң қаришичә, өмәрҗан һәсән бозқир хитайдики мәвҗут система йол қойған даиридә уйғурларниң һәқ-һоқуқлири үчүн тиришчанлиқ көрсәткән, мөтидил еқимдики уйғур зиялийлириниң бири икән. Шундақ туруқлуқ, өмәрҗан һәсән бозқир қатарлиқ уйғур зиялийлириниң илһам тохтидин кейин тутқун қилиниши уйғур хәлқиниң хитайдики мәвҗут системиниң күнлүки астида хитай билән баравәр яшаш үмидини бәрбат қилидикән.