Абдуреһим имин: “мениң аиләмдикиләрниң бешиға кәлгән паҗиә пүтүн уйғурларға келиватиду”

Мухбиримиз меһрибан
2018.08.15
Abdurehim-imin-ailisidikiler-tutqun-lager.jpg Түркийәдә яшаватқан уйғурлардин абдуреһим имин әпәнди аилисидин тутқун қилинғанлар һәққидә мәлумат бәрмәктә.
Social Media

Түркийәдә яшаватқан уйғурлардин абдуреһим имин йеқинда иҗтимаий таратқулардин фәйсбок, ютуби қатарлиқларда өз кимлики билән гуваһлиқ берип, аилисидин тутқун қилинғанлар һәққидә мәлумат бәргән. У бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, аилисидикиләрниң тутқун қилинишиниң сәвәби һәққидә өзи игилигән әһвалларни аңлатти.

Абдуреһим әпәндиниң билдүрүшичә, у 2014-йили малайсия арқилиқ түркийәгә қечип кәлгәндин буян, қәшқәрдә қалған аилә әзалири қаттиқ тәқиб астиға елинған икән. Униң аяли бухәлчәм 2015-йили 10-айниң 18-күни тутқун қилинип, 7 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Қәшқәрдә узун йил кәнт секретарлиқ вәзиписини өтәп кәлгән дадиси имин әпәнди, укилиридин абдуқадир вә абдулһеким, чоң сиңлиси халидә қатарлиқлар 2016-йилиниң бешида тутқун қилинип, шу мәзгилләрдә қурулған тәрбийәләш лагериға соланған. 2017-Йили 5-ай мәзгилидә чәтәлләрдин юртиға саяһәткә барған уйғурлар униң аниси һөрнисаханниң өз өйигә нәзәрбәнд қилинғанлиқи, қаранчуқсиз қалған 6 балисидин иккисиниң мәһәллигә адәм тутуш үчүн кәлгән хитай сақчилириниң аптомобилиға соқулуп өлгәнлики һәққидики хәвәрни елип кәлгән.

Абдуреһим әпәнди юрти қәшқәрдә қалған аилә әзалиридин аяли бухәлчәм вә қериндашлирини өз ичигә алған аилә әзалириниң тутқун қилинишида тутамға чиққудәк сәвәбниң йоқлиғини, уларниң өзи билән пәқәтла хәт вә телефон алақисидә болғанлиқини, хитай һөкүмитиниң бу нормал телефон алақисини уларға “җинайәт” бекитиштә баһанә қилинғанлиқини билдүрди.

Абдуреһим әпәнди йәнә өзиниң немә үчүн 2013-йилдин башлап иллиқ аилисидин айрилип, юртини ташлап чәтәлләрдә яшаштәк сәрсанлиқ йолини таллашқа мәҗбур болғанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрди.

Униң баян қилишичә, у 1997-йили қәшқәр педагогика университетида оқуватқан мәзгилидә “мәктәптә намаз оқуди” дегән җинайәт билән тутқун қилинип, 2000-йилғичә 3 йил қәшқәрдики әмгәк билән өзгәртиш орнида җаза муддити өтигән икән. Сиясий җинайәт билән кесилип түрмидә ятқанлар һәр вақит назарәт астида яшашқа мәһкум болидиған хитайдәк бир дөләттә у түрмидин чиққандин кейин йәккә тиҗарәт йоли арқилиқ тирикчилик қилиш йолини таллашқа мәҗбур болған. Әмма у 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл вәқәси” мәзгилидә уйғур дияриниң җәнубидин кәлгән уйғурларни юртиға қайтуруш шамили чиққанда үрүмчидин юрти қәшқәргә мәҗбурий қайтурулуп, йәнә үч ай хитай түрмисидә ятқан. Түрмидин чиққандин кейин, юртида давамлиқ яшаш имканийити болмиғанлиқини һес қилип йәткән абдуреһим әпәнди 2013-йили хитайниң ички өлкилири арқилиқ малайшияға қечип чиқип, 2014-йилдин буян түркийәдә яшимақта икән.

Зияритимиз ахирида абдуреһим имин әпәнди йәнә муһаҗирәттики уйғур қериндашларни хитайниң җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлири һәққидә дадиллиқ билән гуваһлиқ беришкә чақириди.

У сөзидә өз аилисиниң бешиға кәлгән бу хил тутқун қилиниш паҗиәсиниң аллиқачан пүткүл уйғурларниң бешиға келиватқан ортақ паҗиәгә айланғанлиқини тәкитләп, бундақ шараитта муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң өзи билгән әһвлларни дуняға аңлитиш вә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруватқанлиқи һәққидә испат бериш мәҗбурийитиниң барлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.