Муһаҗирәттики уйғур яшлири уйғур давасида йеңи үмидләрни парлатмақта
2018.03.22

Муһаҗирәттики уйғур җамаити үчүн тәшвишлик мәсилиләрниң бири чәтәлләрдә туғулуп өскән уйғур пәрзәнтлириниң өз миллий кимликини сақлап қелиши һәмдә уларниң уйғур давасиниң кәлгүси мусапилиридә қандақ қәдәмләрни елиши һесаблиниду. Дәрвәқә, бу җәһәтләрдә әндишилик әһвалларниң оттуриға чиқиватқанлиқи реаллиқ болсиму, әмма шуниң билән бир вақитта үмидлик нотиларниң йетиливатқанлиқи кишини хушал қилидиған йәнә бир әһвалдур. 15-Март күни дуняниң һәрқайси җайлиридики 17 шәһәрдә бирла вақитта өткүзүлгән “бир аваз, бир қәдәм” намайишида муһаҗирәттә өсүп йетилгән уйғур яшлириниң өзлиригә чушлуқ тәшкилләш қабилийити вә башламчилиқ ролини җари қилдуруши бу нуқтини йәнә бир қетим испатлиди.
Америкиниң ню-йорк шәһиридики б д т бинаси алдида өткүзүлгән “бир аваз, бир қәдәм” намайишида ирадә қәшқири, айдин әнвәр, һаҗинур сетивалди қатарлиқ яшларниң җәңгивар вә тәсирлик нутуқлири һелиһәм шу қетимлиқ намайишқа иштирак қилған көп қисим кишиләрниң ядида. Улар, шу арқилиқ б д т бинаси әтрапидики кишиләргила әмәс, намайишқа қатнашқили кәлгән тәң қорамлиқ боғунларғиму уйғурлар вәтинидә давам қиливатқан мислисиз бастурушлар һәққидә унтулмас мәлуматларни аңлатти. Намайишчилар сепидики уйғур яшлиридин уйғурийә әсәт бу һәқтә немиләрни ойлиғанлиқини сориғинимизда өзиниң бүгүнки яшларниң нутуқлиридин көп нәрсиләрни өгәнгәнликини билдүрди.
Шу қетимлиқ намайишқа қатнишиш үчүн вирҗинийә штатидин ню-йоркқа барғанлар арисидики уйғур яшлиридин арафатму һазир өзигә охшаш муһаҗирәт муһитида өсүп йетилгән уйғур яшлириниң һазирқи уйғур дияридики вәзийәтни өзлири билән чәмбәрчас бағлап қарайдиғанлиқини тәкитләйду. Шуниң үчүнму у өзи билән бирликтә путбол ойнайдиған уйғур достлири билән тәшкиллинип коллектип һалда бу намайишқа кәлгән.
Муһаҗирәттики уйғур яшлириниң уйғурларниң авазини аңлитиш паалийәтлиригә өзлирини беғишлиши шу мәйдандила д у қ ниң алий рәһбири рабийә қадир ханимниң тәқдирлишигә муйәссәр болди. У мәрһум шаир абдуреһим өткүрниң “из” шеиридики мәнзирини мушундақ паалийәтләргә актиплиқ билән иштирак қиливатқан уйғур яшлириниң вуҗудидин көрүвелишқа болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсәнму яшларниң мушу хилдики актипчанлиқини қоллаш һәмдә уларниң уйғур давасиға болған пидакарлиқини муәййәнләштүрүш тәрәпдари. Уму бүгүн бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда өзиниң қарашлирини ипадиләп өтти.
Дәрвәқә, муһаҗирәттики уйғур яшлири һәрқачан уйғур дияридики зулум вә бастурушларни әйибләш, буниңға өзлириниң наразилиқини билдүрүшни өзлириниң уйғурлуқ кимлики билән чәмбәрчас муҗәссәмлишип кәткән мәҗбурийәт дәп қарайдиғанлиқи мәлум. “бир аваз, бир қәдәм” намайишиниң актип тәшкиллигүчилириниң бири болған һаҗинур сетивалди әнә шундақ ойлайдиған уйғур яшлириниң бири. У бу һәқтә сөз болғанда уйғур яшлирида уйғурлуқ кимлики чүшәнчиси болғанда бу хил мәҗбурийәтни тонуп йетишниң қийинға чүшмәйдиғанлиқини билдүрди.
Уйғур давасиниң узақ мәзгиллик дава болуши мумкинлики муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләр үчүн сир әмәс. Әмма бу даваниң избасарлирини тәйярлаш вә уларға даваниң кейинки қәдәмлирини қандақ бесишқа йол ечип бериш көп тәрәплимә тиришчанлиқ тәләп қилидиған мүшкүл вәзипиләрниң бири. Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси, америкидики актип уйғур паалийәтчиләрдин илшат һәсән узундин буян бу мәсилә һәққидә ойлинип келиватқан кишиләрниң бири. Униң қаришичә, уйғур яшлирини қәрәллик түрдә нәзәрийәви билимләр билән тәрбийәләшкә қошумчә қилип, мушу хилдики сиясий паалийәтләргә қатнаштуруш һәмдә уларға өз талантини җари қилдуридиған пурсәтләрни яритип бериш уйғур давасиниң из басарлирини йетилдүрүштә зор әһмийәткә игә икән.
Мәлум болушичә, уйғур яшлиридин нөвәттә алақидар кәсипләрдә оқуватқанларму бәлгилик санни тәшкил қилидиған болуп, һәр саһә кишилири уйғур давасиниң кейинки из басарлириниң “бурун чиққан қулақтин кейинки мүңгүз ешип кетипту” дегән атилар сөзидә ейтилғандәк зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшигә тиләкдашлиқ билдүрмәктә.