Наһийәләрниң бихәтәрлик көзитиш аппаратлири системилаштурулуп бир гәвдиләштүрүлмәктә
2017.08.28

Йеқинда қутуби наһийәлик җ х идариси өзиниң бир електронлуқ бихәтәрлик көзитиш вә контрол қилиш қурулуш түрини “шинҗаң шилиң учур техника һәссидарлиқ чәклик ширкити” гә һөддигә бәрди. Қутуби наһийәлик җ х идарисиниң “пән-техника қорғини” дәп нам берилгән мәзкур қурулуш түригә 406 милйон хәлқ пули аҗритилған.
Мәзкур қурулуш түри “бүйүк санлиқ мәлумат” техникисини қоллинип, бу наһийәдики барлиқ бихәтәрлик көзитиш аппаратлирини, қол телефони, аптомобил тәкшүрүш, адәм йүзини тонуш, қатнаш системиси, әқиллиқ иҗтимаий район қурулуши қатарлиқ иҗтимаий һаятниң барлиқ саһәлиридики електронлуқ көзитиш системилирини наһийәлик җ х идариси қоманданлиқ мәркизигә бағлашни әмәлгә ашуриду.
Мәзкур қурулуш түри йеқинда хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң диққитини қозғиған. Мәзкур тәшкилатниң хоңкоңда турушлуқ тәтқиқатчиси мая ваң йеқинда елан қилған бу һәқтики бир мақалисидә, бу қурулуш шәхс вә аптомобилларниң аммиви бихәтәрликкә пәйда қиливатқан хәвпини мөлчәрләшкә қаритилған дәп қаралсиму, бирақ “буниң кишилик һоқуқ мәсилисидики яман тәсири қайғу яритиватиду” дегән.
Биз дүшәнбә күни “шилиң учур техника һәссидарлиқ чәклик ширкити” гә телефон қилип, мәзкур қурулуш түриниң тәпсилатиға даир бәзи деталларни соридуқ. Бу ширкәтниң бир мәсул хадими, бәзи соаллиримизға җаваб бәргән болсиму, бирақ бу қурулушниң нуқтилиқ мәсчитләрни назарәт қилиш вә муқимлиққа четишлиқ мәсилиләр һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилди.
У мундақ дәйду: “сиз ким болисиз, таз аңлиялмидим. Мухбир дедиңизму? қайси гезит яки ахбарат орниниң мухбири? буниң тәпсилий әһвалини бизниң ширкәтниң уқтурушидин көрәләйсиз. Биз буни ширкәтниң уқтурушида чүшәндүрдуқ. Шуниңға қарап бақарсиз. Әгәр униңда тәпсилати болмиса, тәпсилатини кейинрәк елан қилиду. Шуниңға диққәт қилип қоярсиз. Бу қурулушниң қачан ахирлишидиғанлиқини шу уқтуруштин көрүвалсиңиз болиду. Чүнки, сиз сориған бу тәпсилатларға биз уқтурушимизда җаваб беримиз. Бизниң елан қилған уқтурушимизда болмиса, демәк бу нәрсиләр техи бекитилмиди, дегәнликтур. Буни биз сиртқа елан қилған барлиқ уқтурушлиримизда тонуштуримиз. Әгәр сиз мухбир болсиңиз, ширкитимиз елан қилған уқтурушларға қарап биләләйсиз. Бизниң ширкитимиз барлиқ мәбләғ салғучиларға очуқ. Һәргиз бир-икки кишигә қарап иш қилмаймиз. Бизниң пайда-зиян әһвалимиз йеқинда елан қилған йерим йиллиқ уқтурушимизда бар. Сиз дегән мәсчитләрни назарәт қилиш, муқимлиқ дегән нәрсиләр бизниң уқтурушимизда йоққу дәймән. Сиз әң яхшиси уқтурушни көрсиңиз боламду? мән башқа нәрсиләргә җаваб беришкә амалсиз.”
Биз мәзкур қурулушниң тәпсилатини сорап йәнә, қутуби наһийәлик җ х системисиға телефон қилдуқ. Бирақ наһийәлик җ х системисидикиләр мәзкур қурулушниң тәпсилатиға даир учурлар билән тәминләшни рәт қилди.
Наһийәлик җ х идарисиниң бир кәчлик мәсул сақчиси мундақ дәйду: “һәә, яхшимусиләр. Сиз дегән нәрсиләрни мән билмәймән. Буниңдин анчә хәвирим йоқкән. Сиз қәйәрдин телефон қиливатисиз? немә, әркин асия радиоси? мән билмәймән, телефон қилмаң бизгә. Мән уқмаймән дедимғу.
Қутуби наһийәсиниң мәзкур қурулуши хитай һөкүмитиниң уйғур районида омумйүзлүк електронлуқ көзитиш системиси бәрпа қилиш қурулушиниң бир қисми. Шинҗаң шилиң учур техника һәссидарлиқ чәклик ширкити болса, хитайниң уйғур районида електронлуқ бихәтәрлик системиси қуруп, уйғурларни контрол қилишида актип рол ойнаватқан ширкәтләрниң бири. Мәзкур ширкәт илгири хитай һөкүмитиниң хотәндә електронлуқ көзитиш системиси қуруш хизмитини һөддигә алған.
Лекин кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң көрситишичә, хитайниң уйғур районида кәң көләмлик електронлуқ көзитиш системиси қуруши пуқраларниң паалийәт бошлуқини тарайтип, шәхсниң әркинликини боғиду. Америкидики тор әркинлик паалийәтчиси лю хуңкүән, униң бу һәрикити “хәлқара асасий мәдәнийәт еқимиға хилап” дәп көрсәтти.
Лю хуңкүән мундақ дәйду: “хитай һөкүмитиниң бу һәрикити хитайниң асасий қануниға пүтүнләй хилап. Хитай қанунидики кишилик һоқуқни қоғдаш, дегән һелиқи маддиларға мәсилән, 35-маддиға зит. Униң асасий қанунида кишилик һоқуқ, йиғилиш, сөз әркинлики, диний әркинлик, шәхси мәхпийәтлик дегәндәк нурғун маддилар бар. Лекин һазир хитай һөкүмити һәр минут, һәр секунтта бу маддиларға хилаплиқ қиливатиду. Униң бу һәрикити дуняниң асасий мәдәнийәт еқими вә б д т ниң алақидар әһдинамилиригә пүтүнләй зит. Улар һечқандақ васитә таллимайдиған болди. Шинҗаңда немә қилишни халиса шуни қиливатиду. У шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң мақуллишини елишқа һаҗәт йоқ, дәп қараватиду.”
Ли хуңкүән йәнә, хитай һөкүмитиниң електронлуқ көзитиш системиси арқилиқ һәр бир кишиниң һәрикитини тәқиб қилалаймиз, дәп қарап, буниңға пул аҗритиватқанлиқини, әмма кәлгүсидә буниң өзигә еғир иқтисади йүк болуп қалидиғанлиқини билдүрди.
Ли хуңкүән: “бу униң мәркәзийәтчи, хиялпәрәс бир шерин чүши. Улар буниң үчүн әлвәттә бу аппаратларни орунлаштуриду. Шинҗаң вәқә көп чиқидиған йәр. У бу җайға нурғун аппарат орунлаштурди. Лекин бу өзиниң путини өзи көшәп қойғанлиқ. Биринчидин, бундақ зор көләмлик електронлуқ назарәт қилиш системисиниң нормал мәшғулати үчүн наһайити көп техникилиқ хадимларни ишлитишкә тоғра келиду. Иккинчидин, бу аталмиш юқири техникилиқ әсвабларниң мутләқ көп қисми хитайда ишләпчиқирилған. Хитайда ишләнгән бундақ нәрсиләрниң һәммисиниң сүпити начар. Бу әсвабларни бир йил ишлитә-ишләтмәй алмаштуруш керәк. Нәтиҗидә униң малийә йүки ашиду. Униң үстигә мәркәз аҗратқан ремонт пулини йәрликләр хиянәт қилиду. Бу униң малийә чиқимини техиму юқири көтүрүветиду.”
Хитай ахбаратиниң хәвәрлиридә билдүрүшичә, мәзкур қурулуш икки басқучқа бөлүп елип берилиду. Қурулушниң биринчи басқучида, мәзкур наһийәдики һәр қайси кәнт, йеза вә базарларниң асаслиқ йоллиридики көзитиш аппарати, қулайлиқ сақчи мулазимәт понкити, чаза, сақчихана, мәсчитләрниң көзитиш аппарати қатарлиқлар өз-ара торлаштурулуп, наһийәлик җ х идарисиниң қоманданлиқ мәркизигә бағлинидикән.
Қурулушниң иккинчи басқучида, наһийәлик материял амбири, йол еғизлиридики тәкшүрүш системиси, адәм йүзини тонуш системиси, әқиллиқ иҗтимаий районлар, қол телефони контрол қилиш, шопур вә аптомобилларни селиштуруп анализ қилиш системиси, һәрикәтчан сақчи юмтали қатарлиқ системилар бирләштүрүлидикән.