Үрүмчи төмүрйол идариси тәвәликидә йүз бәргән пичақлиқ һуҗумда 3 киши яриланған, бир киши өлгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.03.12
urumchi-qarshiliq-tomur-yol-idarisi.jpg Үрүмчи шәһириниң йеңишәһәр районидики төмүрйол идариси тәвәликидә икки нәпәр пидаий нефит сарай бинаси алдида кетиватқан хитай көчмәнлиригә пичақлиқ һуҗум қилған. 2015-Йили 11-март, үрүмчи.
Oqurmen teminligen

Түнүгүн йәни 11 ‏-март күни кәч саәт 6 мәзгилидә, үрүмчи шәһириниң йеңишәһәр районидики төмүрйол идариси тәвәликидә бир мәйдан қанлиқ вәқә йүз бәргән.

Мәлум болушичә, вәқәдә икки нәпәр пидаий нефит сарай бинаси алдида кетиватқан хитай көчмәнлиригә пичақлиқ һуҗум қилған; һуҗумда хитай көчмәнлиридин 3 нәпири яриланған. Әтрапта вәзипә өтәватқан хитай сақчилири дәрһал оқ чиқирип пидаийлардин бир нәпирини етип ташлиған вә йәнә бир нәпирини әсир алған. Вәқә һәққидә хитай җ х тармақлири дәсләптә торда қисқа бир уқтуруш чиқарған болсиму, узун өтмәй учурни өчүрүвәткән.

Биз иҗтимаий таратқуларда чиққан бу һәқтики бир йип учиға асасән, әң аввал үрүмчи шәһәрлик төмүрйол идариси тәвәликидики сақчи идарисигә телефон қилдуқ.

Нөвәтчи хадим вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигән болсиму, әма вәқәниң йүз бәргәнликини рәт қилмиди. У вәқәниң хенән йоли сақчиханисиға йеқин йәрдә йүз бәргәнликини ейтти, биз бу сақчиханиға телефон қилғинимизда, вәқәниң әргуң сақчиханисидин 500 метир узақлиқта вә шу йәрдики нефит сарийи бинасиниң удулида йүз бәргәнлики ашкариланди. Хитай сақчилири бу вәқә һәққидиму мәлумат бериштин өзлирини тартти. Уларниң гәп арисида ашкарилишичә, вәқәдә аз дегәндә 3 киши яриланған вә бир киши өлгән. Сақчи тәрәп вәқә садир қилғучиларниң кимлики һәққидә мәлумат беришни изчил һалда рәт қилди.

Аһалиләрдин бириниң баянлиридин мәлум болушичә, пидаийларниң уйғур райониниң җәнубидин кәлгәнлики вә уларниң әмдила 17-18 яшниң қарисини алған яшлар икәнлики мәлум. Учур игиләшлиримиз давамида вәқәдә яриланғучиларниң кимлики, ярилиниш дәриҗисиму ениқланмиди; әмма вәқәниң шәкли, орни вә районниң вәзийитидин қариғанда, һуҗумниң хитай көчмәнлиригә қарши бир зәрбә бериш яки үркүтүш һәрикити икәнлики вә һуҗумда яриланған 3 яридарниң хитай икәнлики мәлум.

Өзини ашкарилашни халимиған бир гуваһчиниң баян қилишичә, районда йүз бериватқан зулум вә зораванлиқлар, бир түркүм уйғур яшлирини җенини алиқиниға елип қаршилиқ көрситишкә мәҗбурлимақта. Бу кишиниң йәнә баян қилишичә, пидаийлар бәлким бу һәрикити арқилиқ бейҗиңда ечиливатқан икки йиғиндики сахта доклатларға рәддийә бәрмәкчи вә яки үрүмчидики вә үрүмчигә қарап келиватқан хитай өлкилиридики хитай көчмәнлиригә уйғур райониниң көчмәнләр үчүн тинч бир җай әмәслики һәққидә сигнал бәрмәкчи.

Тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.