Қәшқәр тахтакөврүк һуҗуминиң йетәкчиси атавулла давут тәслим болушни рәт қилип өзини партлитивалған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.06.30
lukchun-weqesi-saqchi-305.png Лүкчүн вәқәсидин кийин сақчиларниң бир мухбирни тутқун қиливатқан көрүниши
AFP

Аилә вә җәмәт әзалирини тәшкилләп қәшқәр тахтакөврүктики қаравулханиға бомба вә пичақлиқ һуҗум елип барған җәмәт башлиқи, диний мөтивәр атавулла давут, вәқәдин бир күн кейин йәни 23-июн күни қәшқәр қоғандики қәшқәр меһманханиси алдида хитай сақчилири тәрипидин қоршавға елинған.

Мәлум болушичә, сақчилар атавулла давутни тәслим болушқа чақирған, әмма униңға йеқинлишалмиған. Бир күн аввалқи вәқәдә аяли вә қизи қатарлиқ 15 сәпдиши вә қериндишидин айрилған атавулла давут тәслим болушни рәт қилип өзини партлитивалған.

Йәнә мәлум болушичә, хитай сақчилири вәқәдин кейин атавулла давутниң җәмәти вә дост-бурадәрлиридин 60 нәччә кишини тутқун қилған, тутқунлар нөвәттә йеңишәһәр наһийәлик дөләт аманлиқ сақчилириниң қолида сорақ қилинмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң бу һәқтә игилигән учурлирини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.