Әнглийә парламенти уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини муназирә қилди

Мухбиримиз әркин
2019.01.30
lager-atush-yepiq-terbiyelsh-1.jpg Тез сүрәттә көпийиватқан “йепиқ тәрбийәләш лагери” йәни хитайниң җаза лагеридин бириниң көрүнүши. 2018-Йили 3-декабир, атуш.
AP

Әнглийә парламенти авам палатаси 29‏-январ күни “шинҗаңдики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә муназирә” елип берип, уйғур районидики лагерларниң көлими, тутқунларниң сани, лагерларда йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, хитайниң райондики тәқибләш сиясити, лагерларниң уйғур җәмийитигә елип кәлгән бузғунчилиқи, хитайниң лагер қуруп, уйғурларни кәң көләмлик қамаштики мәқсити, юқири техникилиқ хитай ширкәтлириниң буниңдики роли, әнглийә һөкүмитиниң қандақ инкас қайтуруши керәклики қатарлиқларни талаш-тартиш қилди.

Бу, әнглийә парламентиниң йеқинқи бир ай ичидә уйғурларниң вәзийитини 2‏-қетим музакирә қилишидур. Әнглийә парламенти авам палатасиниң ташқи ишлар комитети бу айниң башлирида уйғур вәзийити һәққидә гуваһлиқ йиғини өткүзүп, мутәхәссисләрниң пикирини алған иди. Бу қетимқи йиғин авам палата әзаси әлистер кармикалниң тәшәббуси билән өткүзүлгән болуп, йиғинға ишчилар партийәси авам палата әзаси фил вилсон риясәтчилик қилди. Әлистер кармикалниң тәкитлишичә, бу қетимқи йиғинниң чақирилишидики сәвәб “шинҗаңниң ечинишлиқ вәзийити әнглийә һөкүмити көз юмалмайдиған бир мәсилигә айланғанлиқи” иди.

У йиғинда немә үчүн әнглийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүши керәкликини чүшәндүрүп, буниң әнглийәгә алақидар бир қанчә мәсилигә четилидиғанлиқини билдүрди. Әлистер кармикал мундақ дәйду: “мән сөзүмни шу нуқтиға йиғинчақлимақчи, биз немә үчүн бу мәсилигә көңүл бөлүшимиз керәк?. Чүнки, әнглийә бирләшмә падишаһлиқи бир қанчилиған хәлқара әһдинамиләргә имза қойған, җүмлидин универсал кишилик һоқуқ әһдинамисигә имза қойған дөләт. Кишилик һоқуқниң бир алаһидилики униң универсаллиқидур. Һәрқандақ җайда йүз бәргән кишилик һоқуқ дәпсәндичилики яки кишилик һоқуқниң рәт қилиниши һәммимизгә тәсир қилиду. Униңдин башқа мәлум сандики мусулман уйғурлар әнглийәдә яшайду. Гезитләрдә әнглийәдики бир аилиниң 20 нәпәр аилә әзаси билән алақиси үзүлгәнлики хәвәр қилинди. Улар лагерға елип кетилгән болуши мумкин, дәп қаралмақта.”

Алистер кармикалниң тәкитлишичә, уйғурларниң вәзийити йәнә әнглийәниң сиясий панаһлиқ сияситигә берип тақилидикән. У, әнглийә һөкүмити германийә билән шиветсийәни үлгә қилип, уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчилирини хитайға қайтурушни тохтитиши керәкликини билдүрди. Әлистер кармикал мундақ дәйду: “шинҗаңдики мусулманларниң бизгә мәлум болған әһвали бизниң сиясий панаһлиқ сияситимизгә җиддий соалларни пәйда қилиду. Биз бу райондин кәлгән мусулманларниң сиясий панаһлиққа еришишкә тиришиватқанлиқини билимиз. Бу сорунда мән министир әпәндигә шуни демәкчи, гәрчә бу униң башқуруш даирисидики иш болмисиму, лекин һөкүмәт шиветсийә билән германийәни үлгә қилип, уйғур районидин кәлгән мусулманларни хитайға қайтурушни вақитлиқ тохтитишни ойлишип көрүши керәк.”

Йиғинда парламент әзаси фионна брус ханим лагерларниң әһвали, диний етиқадниң чәклиниши, д н а әвришкисиниң йиғилиши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохтилип, райондики кәң көләмлик тутқун нурғун балиларниң қаранчуқсиз қелишиға сәвәб болғанлиқини агаһландурди. У мундақ дәйду: “әпсуслинарлиқ йери, туқунларниң пәрзәнтлири қаранчуқсиз қалди. Биз өткән һәптә ата-аниси елип кетилгән бир балиниң соғуқта тоңлап өлгәнликини аңлидуқ. Нөвәттә балиларниңму қайта-тәрбийәләшкә әвәтилип, қопал муамилигә дучар болуватқанлиқини аңлаватимиз. Биз балиларниң, һәтта 6 айлиқ бовақларниңму һайван қотиниға солиғандәк бу җайларда тутуп турулуватқанлиқини аңлаватимиз.”

Фионна брусниң илгири сүрүшичә, әнглийә һөкүмити, уйғур районида йүз бериватқан бу кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җавабкарлиққа тартишта техиму чоң рол ойниши керәк икән. У әнглийә ташқи ишлар министирлиқи әмәлдариниң җаваб беришини тәләп қилип, әнглийәниң б д т башчилиқида бир хәлқара тәкшүрүш гурупписи қурушни қоллайдиған-қоллимайдиғанлиқини сориди.

Фионна брус мундақ дәйду: “әнглийәниң б д т ниң хитай кишилик һоқуқ хатирисини қәрәллик көрүп чиқиш йиғинида хитайни б д т ирқий айримичилиқ комитетиниң тәклиплиригә әмәл қилишқа вә б д т ниң буни назарәт қилишини қобул қилишқа чақиришиға миннәтдарлиқ билдүримән. Бирақ, бирләшмә падишаһлиқ мәзкур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җавабкарлиққа тартишта техиму чоң рол ойниши керәк. Мән министирниң әнглийәниң башқа хәлқара шериклири билән бирлишип б д т башчилиқида мустәқил, тәрәпсиз вә омумйүзлүк бир тәкшүрүш комитети тәсис қилип, бу мәсилидә җавабкарлиқни сүрүштүрүш механизми қурушни қолламду-қоллимамду?, буниңға җаваб беришини тәләп қилимән.”

Әнглийә парламентиниң мәзкур йиғинида әнглийә ташқи ишлар министирлиқиниң асия-тинч окян ишлириға мәсул министири марк фелд, фионна брусниң соалиға җаваб берип, әнглийә һөкүмити б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мешил башелитниң уйғурлар һәққидики чақириқиға аваз қошидиғанлиқини билдүрди.

Марк фелд мундақ дәйду: “б д т алий комиссари мешил башелит униң ишханисиниң шинҗаңда тәкшүрүш елип берип, мәзкур районда йүз бериватқан әндишә қиларлиқ һадисиләр вә қайта-тәрбийәләш лагерлириға даир хәвәрләрни ениқлашниң чарисини издәватқанлиқини билдүргән. Биз униң чақириқиға аваз қошимиз. Биз б д т ниң районда һечқандақ чәклимисиз тәкшүрүш елип беришиға йол қоюш тоғрисида хитай һөкүмитигә давамлиқ чақириқ қилимиз.”

Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң илгири сүрүшичә, әнглийә парламентиниң уйғур мәсилисини муназирә қилиши, “һәқиқәт алдида һечкимниң узун мәзгил сүкүт қилип туралмайдиғанлиқи” ни ипадиләйдикән. Әнглийәдә турушлуқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рәһимә маһмут ханим мундақ дәйду: “әлвәттә, вәзийәтниң, һәқиқәтниң қандақ болуватқанлиқини пүтүн дуня билди. Әнглийә әлвәттә билиду. Бу келиватқан мәлуматлар, гуваһлиқлар һәммиси охшаш униң һәқиқәтлигини испатлап турғачқа һәқиқәтниң алдида булар сүкүт қилип туралмайду.”

Униң қаришичә, хитайни йиғивелиш лагерлирини тақашқа мәҗбурлашниң әң үнүмлүк усули хәлқара қанун механизмлирини ишқа селишкән. У, уйғурларни тәқибләшкә қатнашқан хитай ширкәтлирини җазалашниң униң үнүмлүк чарилириниң бири икәнликини билдүрди. Рәһимә маһмут мундақ дәйду: “әсли юқири техника, дегән инсанларға қулайлиқ яритишқа чиқарған нәрсә. Әмма у бизгә бир дүшмән болуп уйғурларниң әң еғир җазалинишиниң бир усули болуп қалди. Улар шу усулларни қоллинип пүтүн бир милләтни қамал қилишниң бир сәвәби болуп қалди. Буни қандақ тохтитиш дегәндә пүтүн хәлқара бирлишип тәдбир қоллиниши керәк”

Лекин һәрқандақ ембаргониң бир бәдили бар. Әнглийә һөкүмитиниң бу бәдәлни төләшни халайдиған ‏-халимайдиғанлиқи мәлум болмисиму, әмма униң уйғур райониниң вәзийитигә диққәт қиливатқанлиқи мәлум. Марк фелд сәйшәнбә күни парламент әзалириниң соаллириға бәргән җаваб бәргәндә бу нуқтини тәкитлиди. У: “һөкүмәт хитай даирилириниң шинҗаңдики уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләрни бастурушидин қаттиқ әндишә қилмақта. Болупму уларниң наһайити зор сандики кишиләрни қанунсиз тутқун қилишидин қаттиқ әндишә қилмақта. Мениңчә шинҗаңдики хәлқниң мәнпәәти, мәзкур районниң узун муддәтлик әминлики, хитайниң хәлқара образи үчүн униң б д т ирқий айримичилиқ комитетиниң тәвсийәлиригә әмәл қилиши вә кишилик һоқуқ вәдилирини ишқа ашуруши интайин муһим” дәп көрсәтти.

Әнглийә парламентиниң уйғурлар һәққидики мәзкур йиғини явропа иттипақиниң бир тәкшүрүш гурупписи йеқинда уйғур аптоном районини зиярәт қилип, үрүмчи, қәшқәр қатарлиқ җайларда тәкшүрүш елип барғандин кейинла өткүзүлди. Фирансийә агентлиқиниң ашкарилишичә, тәкшүрүш гурупписидики тәкшүргән орунлар хитайниң лагерлар һәққидики қаришини намаян қилсиму, лекин улар “башқа учур мәнбәлириниң җүмлидин б д т, хәлқара таратқулар, илмий тәтқиқатчилар вә аммиви тәшкилатларниң учурлирини толуқлашта пайдилиқ пурсәткә еришкән.”

Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, хитай һөкүмити 3 милйондәк уйғур вә башқа мусулман милләтлири тутуп турулуватқан орунларниң лагер икәнликини рәт қилип, униң “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” икәнликини қәйт қилип кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.