Түркийәдин юртиға қайтқан музикант оқуғучи мәмәтйүсүп рахманниң атушта лагерда икәнлики дәлилләнди
2019.01.30

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда түркийәниң бүләнт әҗәвит университетида електр инженерлиқи кәспидә оқуватқан мәмәтйүсүп рахманниң 2017-йили 1-январ күни истанбулдин үрүмчигә қарап учқандин кейинла из-дерики йоқалғанлиқи хәвәр қилинған. Фәйсбоктики учурда униң бир музика һәвәскари икәнлики вә бир мәһәл атақлиқ сәнәтчи абдуреһим һейтқа шагирт болғанлиқи әскәртилгән иди. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида мәмәтйүсүп рахманниң атушниң азақ йеза оңериқ кәнтигә нопуслуқ икәнлики вә нөвәттә атуштики йиғивелиш лагерида икәнлики дәлилләнди.
Түркийәдики уйғур зиялийси, актип сиясий паалийәтчи абдувәли аюпниң бу 15-январ күни фәйсбокта елан қилишичә, мәмәтйүсүп рахман атушниң азақ йеза оңериқ кәнтидин; у 2016-йилниң бешида түркийәгә келип, 2016-йили 9 -айда бүләнт әҗәвит университетиниң електр инженерлиқи кәспигә қобул қилинған. У бир мәвсумлуқ оқушини тамамлиғандин кейин 90 яшлиқ чоң аписини йоқлаш үчүн, 2017-йили 1-айниң 1-күни истанбул айродромидин үрүмчигә қарап учқан. Әмма шу күндин башлап у из-дерәксиз ғайиб болған.
Биз мәмәтйүсүп рахманниң из-дерикини сүрүштә қилип атуштики бир қисим сақчиханиларға телефон қилдуқ. Атуш шәһәрлик памир йоли сақчиханиси қатарлиқ бир қисим сақчихана хадимлири бу әһвал һәққидә мәлумат бериштин өзлирини қачурди. Әмма булар атушта түркийәдин қайтип кәлгән мәмәтйүсүп рахман исимлик бир оқуғучиниң мәвҗутлуқини инкар қилмиди.
Абдувәли аюпниң фәйсбокта тонуштурушичә, мәмәтйүсүп рахман 1995-йили, 27-май күни туғулған; у бир һәвәскар музикант болуп, бир мәһәл атақлиқ сәнәткар абдуреһим һейтқа шагирт болған. У түркийәдә ишләнгән “тирилиш әртуғрул” намлиқ көп қисимлиқ телевизийә филиминиң кириштүрмә музикисини дутар билән орундап, түркийәдә бир қисим җамаәт ичидә диққәт қозғиған. Мәлум болушичә, түркийәдә алий мәктәп имтиһаниға қатнишип бирқанчә университеттин тәклипнамә тапшурувалған мәмәтйүсүп рахман, бүләнт әҗвет университетини талливалғандин кейин, пүтүн диққити билән оқушқа берилгән вә түркийәдики муһаҗир уйғурлар тәрипидин елип берилған барлиқ паалийәтләрдин йирақ турған. У юртиға қайтишниң алдида әнқәрәдики хитай әлчиханисиға берип алақидар рәсмийәтлирини тәрҗимә қилдурувалған; йәни юртиға қайтқандин кейин аваричиликкә учримаслиқ вә сақ-саламәт қайтип келишниң тиришчанлиқини көрсәткән. Шундақтиму, у милйонлиған уйғурлар қатарида, йиғивелиш лагериға әкетилиштин қутулалмиған. Ахири телефонимизни қобул қилған азақ йезилиқ сақчихана хадими мәмәтйүсүп рахманниң лагердики әһвалини район сақчиси иминҗанниң билидиғанлиқини ашкарилаш арқилиқ, униң лагерда икәнликини дәлиллиди. Биз униңдин мәмәтйүсүп рахманниң аилә әһвалини сориғинимизда, у бу соалғиму мәмәтйүсүп рахманниң делосиға мәсул болған иминҗанниң билидиғанлиқини тәкрарлиди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар сақчи хадимлири мәмәтйүсүп рахманниң тутулуш сәвәби һәққидә мәлумат берәлмиди. Абдувәли аюпниң мәмәтйүсүп рахманниң из-дерәксизлики һәққидики язмисида, униң тутқундики сәнәткар абдуреһим һейтқа шагирт болғанлиқиниң баһанә қилинғанлиқи еһтималлиқи илгири сүрүлгән.