Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши “уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниши” һәққидә доклат елан қилди
2018.08.28
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 23-авғуст күни уйғур елидики “йепиқ тәрбийә” лагерлири һәққидә бир парчә йеңи доклат елан қилип, бу лагерларда тутуп турулуватқанларниң уйғур җәмийитидики һәрсаһә кишиләрдин тәркиб тапқанлиқи, униң пүткүл уйғур җәмийитини нишан алғанлиқини тәкитлиди.
Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 23-авғуст күни елан қилған доклатқа “уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниши: биз пәқәт инсандәк яшашни тәләп қилимиз, бу артуқчә тәләпму?” дәп мавзу қоюлған. Мәзкур доклатта уйғур елидики йепиқ тәрбийә лагерлириниң көлими, у йәрдики шараит вә тутқунларниң сани үстидә тәтқиқат елип берилған.
Мәзкур доклатни тәйярлиғучилардин бири, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗескиниң баян қилишичә, бу доклат хәлқарада елан қилинған ахбарат хәвәрлири вә бу һәқтики тәтқиқат мақалилиридики учурларни һәм шундақла аилә-тавабиатлири лагерларға кирип кәткән яки илгири өзи шу лагерларда йетип чиққан кишиләрни биваситә зиярәт қилиш асасида йезилған икән. Һенрий сөзидә йәнә, бу доклатта лагерлар һәққидә әркин асия радиосида берилгән вә шундақла һәрқайси иҗтимаий алақә васитилиридә уйғурлар өз алдиға бәргән гуваһлиқ сөзлириниңму инглизчиға тәрҗимә қилинип, һөҗҗәткә айландурулғанлиқи вә бу арқилиқ гуваһлиқ сөзлириниң йәниму көп кишиләргә йәткүзүлүши үчүн күч чиқирилғанлиқини ейтти.
Мәлум болушичә, доклатиниң биринчи қисмида уйғур елидики лагерларниң башлиниши, һазирқи көлими вә хәлқаралиқ инкасларға орун берилгән болса иккинчи қисмида асаслиқ гуваһлиқ бәргүчиләрниң сөзлири арқилиқ уйғурларниң нидаси йорутулғанлиқини ейтти. У сөзидә “доклатимизниң иккинчи қисми асаслиқ инсанларға хитаб қилишни мәқсәт қилиду. Чүнки сиз кишиләргә бир милйон киши лагерда йетиватиду, дегиниңиздә кишиләрниң уни тәсәввур қилиши қийинға тохтайду. Шуңа биз доклатни кишиләрниң виҗданиға хитаб қилидиған дәриҗигә чүшүрүшкә, йәни уйғур елидә йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ вәзийитиниң һәрбир инсанниң һаятиға қандақ тәсир көрситиватқанлиқини йорутуп беришкә тириштуқ” деди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башлиқи өмәр қанат әпәндиму бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилғанда уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагерларниң пүткүл бир милләтни, бир мәдәнийәтни йоқ қилишни нийәт қилғанлиқини йорутушниң муһимлиқини билдүрди. У йеқинда, бу доклатниң елан қилиниш мунасивити билән “дипломат” журнилида бир парчә мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғур хәлқигә қарши уруш ачқанлиқини билдүргән иди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған “уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниши: биз пәқәт инсандәк яшашни тәләп қилимиз, бу артуқчә тәләпму?” дәп мавзу қоюлған доклатида бир милйондин артуқ уйғур муддәтсиз һалда соланған бу йиғивелиш лагерлирида қийин-қистақ вә һәтта өлүм тәһдитиниң мәвҗутлуқи мисаллар арқилиқ баян қилинған, бу орунларниң ақивәттә ирқий қирғинчилиққа сәһнә болушиниңму еһтималдин йирақ әмәслики әскәртилгән. Һенрий шаҗески сөзидә бу доклат арқилиқ өзлириниң дуняни әмди һәрикәткә өтүшкә чақирғанлиқини ейтти. У мундақ деди: “хәлқарадики һәрқайси кишилик һоқуқ органлири, илмий тәтқиқатчилар, мухбирлар йиллардин бери уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлишип меңиватқанлиқини хәвәр қилип кәлди. Уйғурларниң халиғанчә тутқун қилишқа, халиғанчә өлтүрүшкә, миллий, дини вә иқтисадий җәһәттин кәмситилишкә учраватқанлиқини хәвәр қилип, уйғур елидә бир инсанлиқ кризисиниң йетип келиватқанлиқидин шәпә бәргән идуқ. Мана әмди у йетип кәлди. Бир милйондин ошуқ һәтта униңдинму көп адәм лагерға қамалди. Нурғун тәтқиқатчилар әгәр тәдбир елинмиса бу лагерларда қирғинчилиқ йүз бериши мумкинликини тилға елишиватиду. Вәзийәт буниңдинму еғир боламду? хәлқара һәқиқәтәнму җиддий һәрикәткә өтүши керәк”
Доклатта америка һөкүмити магнетский қанунини ишқа селип уйғур елидики зулумда мәсулийити барларни җазалиши, бу йил 11-айда бирләшкән дөләтләр тәшкилатида өткүзүлидиған хитайниң омумий кишилик һоқуқ хатирисигә әһвалиға универсал пәсил характерлик қарап чиқиш йиғинида лагерлар мәсилиси вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири күчлүк рәвиштә оттуриға қоюлуп, хитайға бесим шәкилләндүрүлүши, һәрқайси һөкүмәтләр өз дөләтлиригә кәлгән панаһлинип кәлгән уйғур мусапирларниң илтиҗасини дәрһал қобул қилиши, уларни хитайға қайтурмаслиқи қатарлиқ 3 муһим тәләп оттуриға қоюлған.
Өмәр қанат әпәнди болса сөзидә бу лагерларда оқуғучилар, зиялийлар, әдибләр деһқанлар, тиҗарәтчиләр, дини өлималар, артислар, тәнһәрикәтчиләр, йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири, аяллар, әрләр, балилар, яшлар, қерилардин тәшкилләнгән барлиқ саһәләрдин адәм барлиқини тәкитләп, натсистлар тәрипидин йәһудийларға қилинған қирғинчилиққа охшаш қирғинчилиқлар “әмди тәкрарланмисун” дегән идийә чоңқур орниға америка җәмийитини вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатини тәдбир елишқа чақирди.