Төвәнгә чүшкән бир сабиқ уйғур кадир: “хитай йеза секретарлири асасий қатламдики йәрлик хақанлардур”

Мухбиримиз қутлан
2015.08.20
uyghur-hashar-osteng-chepish-1.jpg Һашарға мәҗбурлинип өстәң чепиватқан уйғур деһқанлар. Ақсу.
Social Media

“бир йил төвәнгә чүшүп йеза-кәнтләрдә хизмәт қилиш җәрянида һес қилған әң чоң тәсиратим шу болдики, хитай йеза секретарлири асасий қатламдики йәрлик хақанларға айлинипту!”

Нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир нәпәр сабиқ уйғур кадир радиомиз зияритини қобул қилғанда юқириқи сөз билән өз баянлирини йәкүнлиди.

“гәрчә уйғурлардин қоюлған йеза башлиқлири дәриҗә җәһәттин йезилиқ парткомниң секретари билән охшаш дейилсиму, лекин уларниң қолида һечқандақ әмәлий һоқуқ болмайдикән,” дәп сөзини давамлаштурди у, “төвәнгә чүшкән кадирларниң бирдәк тәсирати шу болдики, хитайлардин қоюлған йеза секретарлириниң буйруқисиз йеза тәвәсидә қил тәвримәйдикән. Уйғур биринчи қол йеза башлиқлириниң қолида малийә вә кадирлар һоқуқи болмайдикән, улар пәқәтла деһқанчилиқ вә муқимлиқ қатарлиқ ишларға қоюлидикән. Һәрқандақ ишни хитай секретар қарар қилидикән, йеза башлиқи пәқәт уни иҗра қилидикән, халас.”

У зияритимиз җәрянида мунуларни билдүрди: “төвәнгә чүшкән бир йил җәрянида йәрлик кадирларниң еғизидин мундақ гәпни аңлидуқ. ‛әгәрдә йеза секретарлиқиға қоюлған хәнзу кадир бир йилда 3 милйон йүән шәхсий кирим қилалмиса, секритарлиқтин ваз кечиду.‚ биз асасий қатламда бир йил туруш җәрянида андин бу сөзниң асассиз әмәсликини чүшәндуқ. Мәсилән, өзүм йолуққан бир әмәлий мисални ейтсам, бир күни мән турған кәнттики 70 яштин ашқан бир уйғур деһқан бир халта деһқанчилиқ дорисини көтүрүп алдимға кәпту. У бу дориниң раст яки сахтилиқини шундақла базардики әмәлий баһасини ениқлап беришимни сориди. Мән дәрһал интернет арқилиқ бу деһқанчилиқ дорисиниң базарда сетилиш баһасиниң 15 йүән икәнликини уқтум. Бовай буни уқуп това дегиничә яқисини чишлиди. Униң ейтишичә, йезилиқ партком секретари кәнт секретарлири билән әтрәт башлиқлирини ишқа селип бу дориниң бир халтисини деһқанларға 70-80 йвәндин мәҗбурий сетипту. Пүтүн яз бойи деһқанлар бундақ мәҗбурий теңилидиған деһқанчилиқ дорилиридин нәччә он хилни елишқа зорлинидикән. Кейин биз аптоном райондин чүшкән кадир болуш сүпитимиз билән бу мәсилини йезилиқ парткомниң йиғинида оттуриға қойдуқ. Хитай секретар биздин сәл чөчигәндәк болуп шу йиғинниң өзидила бундин кейин деһқанларға бундақ қиммәт баһада деһқанчилиқ дориси сатмайдиғанлиқини билдүрди. У әтисила қолидики 3 милйон йүән қиммитидики деһқанчилиқ дорилири билән химийиви оғутларни мәлум бир кәнт секретариниң амбириға йошуруп қоюпту. Аңлишимизчә биз кәткәндин кейин у бу дориларни бурунқидәк қиммәт баһада сатқанмиш. Ундин башқа базар баһасида бир халтиси 100 йвәндин сетилидиған химийиви оғутни 150 йвәндин сатқанлиқи һәққидә деһқанлардин учур алдуқ. Һалбуки, бизниң бу әһвалларни өзгәртишкә қурбимиз йәтмиди. Чүнки йеза секретариниң кәйнидә наһийәлик парткомниң секретари, наһийәлик партком секретариниң кәйнидә вилайәтлик партком секретари бар икән. Униң үстигә, биз үрүмчидин йолға чиқишниң алдида аптоном районлуқ партком партийә мәктипидә бизгә мәхсус йиғин ечип, ‛төвәндики пүтүн хизмитиңлар асасий қатлам парткоминиң йетәкчиликидә болиду‚ дәп ениқ агаһландуруш бәргән. Шуниңдин көрүвелишқа болидуки, төвәнгә чүшүп ‛әл райини қолға кәлтүрүш‚ дегини пүтүнләй қуруқ шуардин башқа нәрсә әмәс.”

У зияритимиз давамида йәнә уйғур деһқанлири дуч келиватқан мөлчәрлигүсиз қийинчилиқларниң йилтизи, сәвәблири һәмдә униң паҗиәлик ақивәтлири һәққидә тохталди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.