Икки ай ичидә уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиридә өлгүчиләр сани 50 тин ашти
2015.06.29
2015-Йилиниң алдинқи йерим йили аяғлашти. Даириләрниң уйғурларға қаратқан диний вә миллий бастуруш сиясити сәвәбидин йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлири вә бу тоқунуш-вәқәләрдә хитай сақчилириниң оқида өлгән, өлтүрүлгән вә тутқун қилинған уйғурлар һәққидә әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда ашкариланған мәлуматлар хитайда уйғурларға қаритилған қанлиқ бастурушниң йәнила еғирлиқини көрсәтмәктә.
2015-Йилиниң алдинқи йеримида уйғурларниң хитай даирилириниң диний вә миллий бастурушиға қарши һуҗумлири йәнила көп болди. Пәқәт 5-, 6-айни өз ичигә алған қисқиғичә икки ай ичидә йүз бәргән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиридин хәлқараға ашкариланған вәқәләр 6 гә йәтти, қанлиқ тоқунушларда пидаийларниң һуҗумида өлгән хитай сақчилири, етиветилгән уйғур пидаийлири вә сақчиларниң бастуруш җәрянида оқ тегип өлгән пуқралар болуп өлгәнләр сани 50 тин ашқан.
1. 22-Июн қәшқәр тахта көврүк қаравулханиси тоқунушида 15 һуҗумчи, 3 сақчи вә йолдин өткәнләр болуп 20 нәччә киши һаятидин айрилди
Қәшқәрдики сақчи даирилири тәрипидин сақчи хадимлириға тарқитилған бир җиддий уқтурушта, 22-июн йүз бәргән вәқә иҗтимаий таратқуларда ашкариланди. Уқтурушта 22-июн кечә саәт 0-дин 40 минут өткән мәзгилдә қәшқәр шәһиридә бирқанчә мәйдан партлитиш вә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики, һуҗумчилардин 15 нәпириниң етип өлтүрүлгәнлики вә бир рәсмий, бир ярдәмчи сақчиниң өлгәнлики баян қилинип, сақчилар җиддий һаләткә чақирилған. Хитайниң һөкүмәт таратқулирида вәқә һәққидә башқа учур берилмиди.
Радиомиз уйғур бөлүми йәрлик сақчиханилардин әһвал игиләш арқилиқ, 22-июн кечидә арилирида аялларму болған 15 нәпәр пидаий бир аптомобил вә бир үч чақлиқ мотсиклит билән қәшқәр шәһиригә кирип келиватқанда, тахта көврүктики қаравулханиниң тосқунлуқиға учриғанлиқи, нәтиҗидә бу пидаийлар аптомобил вә мотсиклити билән сақчиларни соқуш, йенидики пичақ билән һуҗум қилиш вә бензин ботулкисини партлитиш арқилиқ аз дегәндә 3 нәпәр сақчини өлтүрүп,7 сақчини яриландурғанлиқи, нәқ мәйданға йетип кәлгән хитай сақчилириниң оқида 15 нәпәр пидаий вә йолдин өткәнләр болуп 20 нәччә кишиниң һаятидин айрилғанлиқи һәққидә учур игилиди.
Өз кимликини ашкарилашни халимиған бирәйлән вәқәдә өлгүчиләрниң техиму көплүкини билдүрүп, “сақчилар, уйғур пидаийлири вә вәқәгә мунасивәтсиз аммидин болуп җәмий 28 киши һаятидин айрилған” лиқини билдүрди.
2. 24-Июн кучада бир сақчи понкити һуҗумға учрап, 10 адәм етиветилгән
24-Июн ақсу куча уча базирида сақчи понкитиға һуҗум қилиш вәқәсидә 10 нәпәр уйғур һуҗумчи хитай сақчилири тәрипидин етиветилгән.
Хоңкоңда чиқидиған “дуңваң” ториниң хәвәр қилишичә, “22-июн қәшқәрдә вәқә чиқип узақ өтмәй, ақсу куча наһийәсиниң уча базирида уйғур һуҗумчилар өзлири ясиған көйдүргүч бомба қатарлиқлар билән куча наһийиси уча базиридики сақчи понкитиға һуҗум қилған. Һуҗумчилардин 10 киши нәқ мәйданда сақчилар тәрипидин етиветилгән. “бу хәвәр хитайниң синна торидиму берилгән болуп, синна ториниң 24-июндики хәвиридә,10 һуҗумчиниң нәқ мәйданда етиветилгәнлики, әмма тоқунушта сақчи тәрәптин өлгән-яки яриланғанлар әһвали һәққидә мәлумат йоқлуқи әскәртилгән. Мәлум болушичә, вәқәдин кейин куча наһийисидә җиддий ахтуруш елип берилип, һуҗумчиларға алақидар учур билән тәминлигүчиләрниң мукапатлинидиғанлиқи һәққидә уқтуруш чиқирилған. Әмма бу хәвәр хитайниң һөкүмәт таратқулири вә әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда дәлилләнмиди.
3. 10-Июн хотән гума дува базиридики сайлиқта гуманлиқ дәп қаралған 8 уйғур сақчилар тәрипидин қоршавға елинип етиветилгән
20-Июн күни тарқалған хитайчә бир үндидар учурида гума наһийисидә вәқә чиққанлиқи вә вәқәдә 10 нәччә киши өлгәнлики баян қилинған. Әркин асия радиоси уйғур бөлүми мухбири бу йип учиға асасән гума тәвәликидики сақчиханиларға телефон қилғинида, сақчилар вәқәниң рамизандин бир һәптә бурун йәни 6-айниң 10-күни гума наһийисиниң дува базирида йүз бәргәнликини билдүргән.
Мәлум болушичә, гума наһийисиниң дува базирида йүз бәргән 10-июн қанлиқ вәқәсидә аз дегәндә 8 киши өлгән. Базарлиқ сақчихана хадиминиң ашкарилишичә, шу күни дува базириниң 4-кәнтидики сайлиқта қой беқиватқан бир малчи, сайда су еливатқан бир гуманлиқ кишини учритип, әһвални кәнт мәсулиға мәлум қилған, кәнт мәсули арқилиқ әһвалдин хәвәр тапқан хитай сақчилири нәқ мәйданға йетип келип сайлиқни қоршавға алған. Мухбиримизниң ениқлишидин мәзкур сайлиқта қоршавға елинғанларниң кимлики, қоршавниң қанчилик давам қилғанлиқи, гумандарларниң тәслим болушқа чақирилған-чақирилмиғанлиқи қатарлиқ тәпсилатлар мәлум әмәс, әмма вәқәдә аз дегәндә 8, көп болғанда 12 кишиниң өлгәнлики, гумандарларниң һәммисиниңла, дува базириниң сиртидин икәнлики мәлум.
4. 17-Июн чаршәнбә күни шиән пойиз истансисида сақчилар бир уйғурни“җедәл чиқарған” дегән баһанидә етивәткән
Хитай сақчилири 17-июн шиән вогзалида бир уйғур әрни етивәткән. Сақчи даирилири өз тор бетидә елан қилған қисқа учурға қариғанда, вәқә шу җай вақти чаршәнбә күни әтигән саәт 6 дә йүз бәргән.
Хитай сақчилири вәқәдики ролини ақлап, етиветилгән уйғур әрниң “қолиға хиш елип, биләт елиш үчүн қатарда турған йолучиларға һуҗум қилғанлиқи, сақчилар тәкрар-тәкрар агаһландурған болсиму, униң қулақ салмиған” лиқини ейтқан. Мәлум болушичә, сақчиниң оқида яриланған уйғур киши дохтурханида җан үзгән.
Өлгүчиниң кимлики билән биргә, вәқәниң характери, сақчиларниң қандақ әһвалда оқ чиқарғанлиқи, уйғур әркәкниң немә үчүн беләткә өчирәттә сақлаватқан йолучиларға һуҗум қилғанлиқи, гуваһчиларниң гуваһлиқ сөзи қатарлиқ нурғун инчикә деталлар хитай хәвәрлиридә берилмиди.
5. 11-Вә 12-июн күнлири хотәнниң лоп наһийә базиридики қаравулханиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән, 4 сақчи пидаийларниң һуҗумида өлгән,3 пидаий сақчилар тәрипидин етиветилгән.
Хотәнниң лоп наһийә базиридики бир чарлаш понкити 11-июн күни кәч вә 12-июн күни әтигәндә икки мәйдан бомбилиқ һуҗумға учриған. Һуҗумниң дәсләпкисини бир нәпәр, иккинчи қетимлиқини икки нәпәр пидаий елип барған. Һуҗумда бу үч нәпәр пидаий билән бирликтә 4 нәпәр сақчи өлгән вә 4 нәпәр сақчи яриланған.
Мәлум болушичә, биринчи қетимлиқ һуҗумда бир нәпәр пидаий, иккинчи қетимлиқ һуҗумда икки нәпәр пидаий қаравулханиға пиядә йетип келип қаравулханидики сақчиларға бомба атқан вә белидики бомбини партлатқан. Мәлум болушичә, бу қаравулханиниң асаслиқ вәзиписи пүркәнчилик аял вә сақаллиқ әрләрни тәкшүрүштур. Қаравулхана әтраптики наһийилик қамақхана вә пиланлиқ туғут идариси билән қошна болуп, сақчиларниң паш қилишичә, әнә шу сәвәбтин бу қаравулхана һуҗум нишани қилип талланған.
Мәлум болушичә, бу үч нәпәр пидаийниң йеши 18 яш билән 20 яш арисида, һәр үчилиси лоп наһийәсиниң дол йезиси дөңгүзләк кәнтидин. Вәқәдин кейин хитай сақчилири лопниң дол йезисида кәң көләмлик тутқун вә сорақ қилишни давам қилған. 3 Нәпәр пидаийниң уруқ-туғқанлири, йеқинлири вә вәқә садир болған күнләрдә дол йезисидин наһийә базириға киргәнләр сорақ обйекти қилинған. Мәлум болушичә, сорақ қилинғанлар ичидә иккинчи қетимлиқ партлаш йүз бәргәндә вәқә мәйданиға йеқин җайда байқалған 31 яшлиқ мәттурсун мәттурди лоп конабазар сақчиханисида муһим гумандар сүпитидә сорақ қилинған.
6. 25-Май қарақаш зава йезисида хитай сақчилириға һуҗум қилған 2 пидаий сақчилар тәрипидин етиветилгән
Шиветсийәдики “шәрқий түркистан тәшвиқат мәркизи”намлиқ тор хәвиридә, хотәнниң қарақаш наһийә зава йезисида 6 нәпәр уйғур пидаийниң хитай сақчилири билән тоқунушқанлиқи һәққидә учур берилгәндин кейин, әркин асия радиоси уйғур бөлүми йәрликтин игилигән әһвалдин мәлум болушичә, 25-май күни бирқанчә уйғур пидаий зава йезисиниң йеңиөстәң кәнтидә вәзипә өтәватқан хитай чарлиғучи сақчи әтритигә өзлири ясиған бомба билән һуҗум қилған. Һуҗум җәрянида 2 нәпәр пидаий хитай сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән. Қалған 4 нәпәр пидаий нәқ мәйдандин чекинип зава йезисиниң мәлум җайиға йошурунған. Шу күнила 4 нәпәр пидаийниң рәсими коча-кочиларға чаплинип, тутуш буйруқи чиқирилған. Қарақаш наһийәлик радио узелиму бу һәқтики тутуш буйруқини елан қилған.
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, 25-май күни қарақашниң зава йезисида йүз бәргән 6 нәпәр пидаийниң коча чарлаватқан сақчиларға һуҗум қилиш вәқәсидә, хитай сақчилири пидаийлардин 2 нәпирини нәқ мәйданда етивәткән. Қалған 4 нәпирини 60 миң кишилик аммини мәҗбурий һәрикәтләндүрүп издигәнлики мәлум. Мухбиримизниң ениқлиши нәтиҗисидә мөкүнүп йүрүватқан 4 пидаийдин абдурахман абдухелил билән нәбий әбәйдулланиң заваниң җай терәк кәнтидә етиветилгәнлики ашкариланди.