Худсон мәркизидә “хитайниң шинҗаңдики сақчи дөлити” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди

Мухбиримиз әзиз
2018.05.04
Hudson-Institue-Police-State-2018.png Худсон мәркизиниң тор бекитидики “хитайниң шинҗаңдики сақчи дөлити” темисидики муһакимә йиғининиң уқтуруши. 2018-Йили 4-май. Вашингтон, америка.
hudson.org

Уйғурлар дияридики барғансери еғирлап меңиватқан сиясий вәзийәт һәрқайси ахбарат вастилириниңла әмәс, йәнә мәзкур район һәққидә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан көплигән кишиләрниңму диққитини қозғап келиватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә хитай һөкүмити “аптоном район” тәсис қилған уйғурлар диярида һазир қаттиқ сиясий контроллуқниң оттуриға чиққанлиқи һәмдә буниңға мас һалда нөвәттә хитай компартийисиниң инсанни шүркәндүргидәк миллий зулум айримичилиқи вә юқири техникилиқ контроллуқни иҗра қиливатқанлиқи сәвәблик пүткүл районниң исми-җисмиға лайиқ “сақчи дөлити” гә айланғанлиқи һәрқачан алақидар мутәхәссисләрниң язмилирида тәкитлинип кәлмәктә. Мана мушу әһваллар һәққидә нопузлуқ алимларниң көзқарашлирини аңлап беқиш мәқситидә вашингтон шәһиридики худсон мәркизи 4-май күни бир қисим шәхсләрни тәклип қилип, бир қетимлиқ муһакимә йиғини өткүзди.

Мәзкур йиғин һәққидики еланда нөвәттә пүткүл уйғурлар диярида ғайәт зор сақчилар қошуниниң сәпәрвәрликкә кәлтүрүлгәнлики, шундақла бәш пирсәнттин он пирсәнткичә болған уйғур нопусиниң “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” намидики йиғивелиш лагерлириға соланғанлиқи, бу һәрикәтләрниң маһийәттә хитай компартийисиниң уйғур миллий мәдәнийити вә ислам етиқадини вәйран қилишқа урунуши сүпитидә оттуриға чиқиватқанлиқи тәкитлиниду.

Бүгүнки йиғининиң риясәтчиси, худсон мәркизиниң тәтқиқатчиси ерик бравн йиғинниң башланғанлиқини елан қилип, алди билән бүгүнки йиғинниң 4-май күни чақирилишиниң бәзи тарихий вәқәләргә удул кәлгәнликини баян қилди. Шуниңдәк уйғурлар диярида “сақчи дөлити” бәрпа болуши һәққидики муһакимә болуватқан мушу вақиттин 99 йил илгири хитайниң бейҗиң вә башқа шәһәрлиридә хитай оқуғучиларниң зор көләмлик намайиш қилип җаһангирликкә, тәңсиз иқтисад вә сиясий мунасивәтләргә қарши турғанлиқини, нөвәттә уйғурлар диярида оттуриға чиқиватқан мушуниңға охшап кетидиған әһвалларни муһакимә қилиш үчүн бу йиғинниң чақирилғанлиқини тәкитләп өтти. У бу һәқтә сөз қилип: “бу мәсилиләр 1949-йили хитай һөкүмити шәрқий түркистанни ишғал қиливалғандин кейин оттуриға чиққан ишлардур” дәп көрсәтти.

Йиғинға алаһидә тәклип қилинған мутәхәссисләрдин америкидики җорҗтавн университетиниң тарих пәнлири профессори, уйғурлар тарихи һәққидики мол һосуллуқ әмгәкләрниң аптори җеймис милвард алди билән сөз елип хитай һөкүмити вә алимлириниң һәрқачан “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир қисми” дәйдиған ибариләр арқилиқ сөз башлайдиғанлиқини, әмма өзиниң бундақ шәкилдә сөзлимәйдиғанлиқини, бундақ дәйдиғанға вақтиниңму йоқлуқини ейтип йиғин залидики омумий кәйпиятни юмуристик туйғуға көтүрди.

Андин профессор җеймис милвард өзиниң бүгүнчә уйғурлар дияриниң һазирқи вәзийитини қандақ шәкилдә чүшиниш лазимлиқи тоғрилиқ сөзлимәкчи болуватқанлиқини тәкитләп өтти. У нөвәттә уйғурлар диярида ғайәт зор көләмлик тутқунниң давам қиливатқанлиқини, ислам диниға қарши “ислам вәһимиси” шәклидики бир зор һуҗумниң уйғурларни нишан қиливатқанлиқини, уйғур тилиниң маарип саһәсидә мәни қилиниши оттуриға чиқиватқанлиқи, буларға мас һалда уйғур мәдәнийитиниң һәрқайси саһәлириниң бирдәк бастуруш обйекти болуватқанлиқини, әмдиликтә болса “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” намидики сиясий лагерлар һәққидә көпләп хәвәрләр мәлум болуватқанлиқини баян қилди. У сөзиниң давамида уйғурлар диярида һазир хитай һөкүмити ейтқандәк “террорлуқ тәһдитлири” ниң мәвҗут әмәсликини, буниңдин нәччә йил илгири йүз бәргән айрим шәхсләрниң кичик көләмлик қаршилиқ көрситиш һәрикитини нөвәттики ғайәт зор көләмлик бастуруш һәрикәтлириниң йоллуқ икәнликигә дәлил қиливелишқа болмайдиғанлиқини ейтти. 

Арқидин америкиниң лойола университетиниң профессори, уйғур тарихи тәтқиқат әсәрлириниң аптори раян сам сөз алди. У нуқтилиқ қилип нөвәттә бир милйонғичә сандики уйғурниң “тәрбийиләш мәркәзлири” намидики лагерларға қамалғанлиқи һәққидә көплигән хәвәрләрниң оттуриға чиқиватқанлиқи, буниңға болса һарақ-тамака истемали, уйғур турмуш адәтлири, “гуманлиқ” кишиләрдин кәлгән телефонни елип салғанлиқи, чәтәлгә чиққанлиқи дегәндәк “түки йоқ” ишларниң сәвәб болуватқанлиқини, нөвәттә уйғурлар диярида уруқ-туғқанлиридин бир яки бирнәччидин киши мушу хилдики йиғивелиш лагерлириға қамалмиған һечқандақ уйғурниң қалмиғанлиқини сөзләп өтти.

Бүгүнки йиғинда сөз қилишқа тәклип қилинған кишиләрдин йәнә әркинлик сарийиниң алий тәтқиқатчиси сараһ кук, “дуня христианлар иттипақи” ниң вашингтон шәһиридә турушлуқ хадими луйиза грев қатарлиқларму айрим-айрим сөз қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурлар диярида “сақчи дөлити” бәрпа қилип чиқишидики һәл қилғуч амиллар, буниң уйғурларниң әң әқәллий һаятиға қандақ сәлбий тәсирләрни көрситиватқанлиқи, шундақла буниңға хәлқара дуняниң җиддий инкас қайтуруши лазимлиқи қатарлиқ мәсилиләрни тәкитләп өтти.

Йиғинға аңлиғучи болуп қатнашқан уйғурлардин д у қ ниң иҗраийә комитети мудири өмәр қанат зияритимизни қобул қилди. У, нөвәттә уйғурлар дияридики негизлик мәсилиләр мушу йосунда чәтәл һөкүмәтлири вә мутәхәссислириниң диққитини қозғиғудәк бир һалға йетиватқанда чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң барлиқ имканийәтләрдин пайдилинип, өзлири турушлуқ җайлардики һөкүмәтләргә уйғурларниң әһвалини аңлитиш, шу арқилиқ хитайға бесим пәйда қилишниң зөрүрлүкини тәкитләп өтти.

Йиғинға америка һөкүмитиниң бир қисим хадимлири, вашингтон шәһиридики бир қисим уйғур җамаити, шуниңдәк һәр саһәдин кәлгән йүзгә йеқин киши қатнашти.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар! бүгүнки йиғинниң тәпсилатиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишлиримизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.