Җоан симит финлей: “биз әмди муңдашмайдиған болуп қалдуқ: шинҗаңдики тазилашниң ич йүзи”
2019.01.04
У, уйғур елидә көргән-аңлиғанлирини йеқинда җорҗ вашингтон университетида ечилған “хитайниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиши” темисидики илмий муһакимә йиғинда интайин җанлиқ шәкилдә оттуриға қоюп, йиғин әһлиниң қәлблирини ләрзигә салған болса, бу һасилатлирини 28-ноябир мақалә шәклидә елан қилип оқурмәнләрниң һузуриға сунди.
Җоан симит финлей ханим уйғур елидә көргәнлиригә асасән қәләмгә алған “биз әмди муңдашмайдиған болуп қалдуқ: шинҗаңдики тазилашниң ич йүзи” намлиқ мақалә “хитай һөҗҗәтлири” намлиқ тор бетигә бесилди.
Мақалидә оттуриға қоюлушичә, у 2018-йили июнниң ахирқи һәптиси уйғур елидә йетип келиду. У мақалисини қәшқәрдә қавақханиға өзгәртилгән бир мәсчитни көргәнликини, әслидики ибадәтгаһниң әмдиликтә чәтәллик саяһәтчиләр пива ичидиған бир җайға айландурулғанлиқини, “қәшқәр чүши” дәп атилидиған бу қавақханиға бәлким хитай рәһбәрлириниң арзуси муҗәссәмләшкән болуши мумкинликини йезиш билән башлайду.
У мақалисини мундақ давам қилиду: “һалбуки бу қәшқәр уйғурлири, җүмлидин пүткүл шинҗаң миқясида яшиғучи мусулманларға нисбәтән ейтқанда бир қабаһәтлик чүштин дерәк берәтти. Өткән яз шинҗаңға барғинимда шаһит болғиним, уйғур җәмийитиниң кимлики вә дини һәққидә тәтқиқат елип барған 27 йилдин буянқи әң еғир дәриҗидики қорқунч вә дәрд-әләмгә туйғусиға йолуқушум болди.”
У өзиниң уйғур ели зиярити һәққидә радиймизға қилған сөзлиридә уйғур елиниң пүтүнләй охшимайдиған бир җайға айлинип қалғанлиқини ейтти.
У мундақ деди: “у җай тонуғусиз дәриҗидә өзгирип кетипту. Вәһимә һәммә җайни қаплиған иди. Икки тонушумдин башқа һәммиси мәндин өзини қачурушти. Улар әлвәттә һәммимизгә мәлумлуқ сәвәбләр түпәйли мән билән көрүшүшни, маңа гәп қилишини рәт қилди. Мән билән көрүшүшкә қошулған иккийләнму мән билән пәқәт 20 минут әтрапида вә қараңғуда көрүшүшкә қошулди. Улар пәқәт мән билән арқа кочиларда айлинип йүрүп қисқиғинә муңдашти.”
Дәрвәқә 2018-йили июн айлири хитай даирилири уйғур елиниң һәр қайси җайлирида “қайта тәрбийәләш” намидики лагерларни көләмләштүргән һәмдә мәзкур лагерларға илгири кейин болуп бир милйондин артуқ уйғур қатарлиқ түркий тиллиқ мусулман милләтләрни ташлиғанлиқи хәлқара мәтбуатлирида дәлил испатлиқ хәвәр қилиниватқан мәзгил иди.
Илгири бу хилдики лагерларниң мәвҗутлуқини җан-җәһли билән рәт қилип кәлгән хитай һөкүмити бу лагерларниң қандақтур бир турмә шәкилдики йиғивилиш орунлири болмастин, бәлки “кәспий тәрбийәләш мәркәзлири” икәнликини, бу йәргә топланғанларниң қанун, хитай тили вә охшимиған кәсипләр бойичә тәрбийә еливатқанлиқи, уларниң узунға қалмай аилисигә қайтурулидиғанлиқини билдүргән.
У мақалисидә уйғур елиниң үрүмчи, қәшқәрдә қатарлиқ шәһәрлиридә көргәнлиригә асасән мәсчитләрниң ташлинип қалғанлиқи, ишиклириниң қулупланғанлиқи, әтрапиниң читлиқ симлар билән қоршалғанлиқи, ресторанлардики һалал бәлгилириниң елип ташланғанлиқи, йәрликләрниң һәрқандақ шәкилдики диний тәқвадарлирини ипадиләштин еһтият қилидиғанлиқини язиду.
У радийомизға бу җайниң һәтта 2016-йилидикидинму пүтүнләй өзгирип кәткәнликини баян қилип мундақ деди: “мәсчитләр қуруқдилип қапту. Мән бир уйғур шопурни яллап қәшқәрдики сопиларниң бүви мәрйәм мазириға бардим. У йәрдиму инс-җин йоқ. У йәрниңму ишиклири қулуплинипту. Дәрәхләрдики туғ-әләмләр, тиләкләрниң һәммиси елип ташлинипту. Қисқиси бир нәччә йилниң алдидикидинму пүтүнләй тонуғусиз дәриҗидә өзгирип кетипту.”
У мақалисигә қәшқәрдә учритип азрақ муңдашқан бир җүп әр-аялдин аңлиғанлириниму интайин тәсирлик шәкилдә киргүзиду.
У мундақ язиду: “қәшқәрдики бир мәһәллидә бешиға ақ шапақдоппа кийгән яшанған туңган киши билән униң уйғур аяли өзлириниң мәсчитниңму бир илгири тақалғанлиқини, униң удулидики диний мәктәптинму униңдин хели бурунла тақалғанлиқини ейтип бәрди.”
Финлей ханим бу һекайини җорҗи вашингтон университетида йеқинда чақирилған “хитайниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиши” темисидики илмий муһакимә йиғинидиму оттуриға қойған иди.
У мундақ дегән: “униң аяли мәндин немә қилидиғанлиқимни сориди. Мән өзүмниң бир университет оқутқучиси икәнликимни ейттим. Андин у, ‛бу йәрдики вәзийәттин хәвәрдар икәнсиз, демәк‚ деди-дә туюқсиз йиғлап кәтти. Униң көз яшлири мәңзини бойлап булдуқлап төкүләтти. Мән униң биликини чиң сиқип, униңға тәсәлли бәрмәкчи болдум вә ‛ишлар яхши болуп кетиду. Ишлар бундақ болувәрмәйду. Чоқум яхши болуп кетиду‚, дедим. У маңа ләппидә қарап ‛қачан яхшилинип кетәр?‚ деди.”
Финлей ханим булар сөзләватқинида көз җийәклирини марапла турған яшлирини йошурулмиған болса, йиғин залиниму есәдигән, әләмлик чоңқур нәпәс алған авазлар қаплиған иди.
Финлей ханимниң көрситишичә, у уйғур елидики тәкшүрүшини аяғлаштуруп июлниң бешида әнглийәгә қайтқандин кейин, әнглийәлик язғучи җорҗи орвелниң “1984” намлиқ романини оқуш мәҗбурийитини һес қилған.
Җорҗи орвелниң мәзкур әсиридә һөкүмәт “ғоҗа ака” дәп қарилидиған, адәттики авам-пуқраниң һечқандақ өз алдиға пикири қилиш әркинлики болмиған, уларниң барлиқ иш-һәрикәтлири көзитиш аппаратлири, мәхпий тиңшиғуч вә һәтта телевизорлар билән тәқиб қилинип туридиған бир зулмәтлик җәмийәт тәсвирлиниду.
У мақалисиниң ахирида бу туйғулирини мундақ ипадилигән: “бу мәшһур әсәр билән нөвәттә шинҗаңни өз искәнҗисигә алған ‛әсәбийликини түгитиш‚ вә ‛идийә өзгәртиш‚ һәрикәтлириниң пүтүнләй җипсилишидиғанлиқи һәйран қаларлиқ иди. Китабниң ахирқи қисмидики баш персонажниң сорақчиси мунуларни ашкарилиған иди. ‛биз дүшмәнлиримизни пүтүнләй тармар қилмаймиз, бели биз уларни өзгәртимиз. У бидәтләр бизгә қарши туридикән, биз уларни вәйран қилмаймиз. Уларниң етиқадини өзгәртимиз, уларниң роһий дунясини әсир алимиз, униң қайта ясап чиқимиз… сениң ичиң каваклишиду. Сени ичиңдин сиқип чиқирип, униң орниға өзимизни тоштуримиз. ‚”
Уйғуршунас җоан симит финлей ханим әнглийә невкасл университети заманиви тиллар институти хитайшунаслиқ факултетиниң алий лектори.
У уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл болуп келиватқан һәмдә бу һәқтики йиғин-сөһбәтләргә қатнишип, уйғур мәсилини оттуриға қоюп келиватқан алдини қатардики ғәрб алимлириниң бири.