Хитай содигәрниң қағилиқ вәзийити һәққидики шикайити (1)
2017.08.18

“ширкитимдики 4 уйғур хизмәтчи тәрбийиләш мәркизидә тутқунда”
Уйғур диярида давамлишиватқан муқимлиқни қоғдаш, “диний радикаллиқ, бөлгүнчилик” кә зәрбә бериш һәрикитидә қанун органлири тәрипидин җаза һөкүм қилиш шәртигә толмиған бир түркүм уйғурларниң наһийиләрдики “тәрбийиләш мәркәзлири” гә йиғивелинғанлиқи ашкариланған иди. 2007-Йили шәндуң өлкисидин қағилиққа келип, ширкәт ачқан бир хитай содигәрниң билдүрүшичә, қағилиқта күчәйгән муқимлиқ тәдбирлири сәвәблик, униң ширкитиму тиҗарәттә зиян тартқан. Хизмәтчилириниң 70% ти уйғурдин тәркиб тапқан бу хитай ширкити нөвәттә уйғурларни давамлиқ ишлитишкә амалсиз қалған. Йоқилаң баһаниләр билән ширкитидики 4 уйғурниң қағилиқтики “тәрбийиләш мәркизи” дә тутқунда икәнликини билдүргән бу хитай содигәр, даириләр йолға қойған муқимлиқ тәдбирлири йәрлик уйғурларни радикаллаштуруватқан болса, хитай көчмәнлиридики вәһимини күчәйтип, хитай ширкәтлиригә иқтисадий җәһәттин зор зиян салғанлиқини шикайәт қилди.
Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән қәшқәр вилайитиниң қағилиқ наһийисидин зияритимизни қобул қилған шәндуңлуқ хитай содигәр, йеңи секретар чен чүәнго кәлгәндин буянқи қағилиқниң вәзийити һәққидики соаллиримизға мундақ җаваб бәрди:
- Һәй, немә десәм болар, нөвәттә көрүнүштә вәзийәт тинчтәк көрүниду, уйғур деһқанлириниң наразилиқи күчлүк, кәйпиятидики дүшмәнлишиш хаһишиму интайин күчлүк. Бу мениң һес қилғанлирим.
Бу хитай тиҗарәтчи уйғурлардики наразилиқ кәйпиятиниң күчийишигә һөкүмәтниң районда йолға қоюватқан бир қатар қаттиқ бәлгилимилири вә муқимлиқ тәдбирлири сәвәб болғанлиқини тәкитлиди:
- Шундақ мениңчә, һазир һөкүмәтниң бир қисим хизмәтлиридә радикаллиқ тәрәплири бар, растини ейтқанда, мән уйғурларни интайин ақкөңүл вә достанә дәп қараймән. Әлвәттә бир қисимлирида наразилиқ кәйпияти бар. Әмма, бу наразилиқ кәйпиятиға йәнила һөкүмәт өзи сәвәб болуватиду. Алайлуқ, һазир уйғурларниң сәпәргә чиқиши қулайсиз, уйғурларниң өзи халиған җайларға берип ишлишигә, хизмәт қилишиға чәклимә қоюлди. Немә десәм болар, мән қағилиқ наһийисидә ширкәт ачқан бир содигәр, әмма бу җайда йолға қоюлған бир қатар муқимлиқ тәдбирлири сәвәблик ширкитимиз һазир йәрликтики уйғур яшлирини ишлитәлмәйдиған һалға чүшүп қалдуқ. Мәсилән алайлуқ, һәр дүшәнбә күни әтигән ширкитимдә ишләйдиған уйғурлар байрақ чиқириш мурасими вә мурасимдин кейинки йиғинға қатнишиду, буниң нәтиҗисидә дүшәнбә күни чүштин бурунқи йерим күн вақит бикар болиду. Ундин башқа қәрәллик һалда йезилиқ һөкүмәт яки кәнт ишханисиға берип өз әһвалидин мәлумат бериду. Уйғур яшлириниң сиртларға чиқип иш излиши мумкин әмәс. Улар пәқәт қағилиқ наһийисидила ишлийәләйду. Уларниң қағилиқ наһийисидин айрилишиға болмайду.
У, бу бәлгилимә пәқәт уйғурларғила қаритилғанму? дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:
- Шундақ, һәммиси шундақ, бу пәқәт уйғурларғила қаритилған чәклимиләр. Чүнки, һазир йәрликниң сиясити муқимлиқ һәммини бесип чүшиду, муқимлиқ һәммидин муһим дегәнни тәкитләш болуватиду. Һәммә ишта муқимлиқни чиң тутуш тәкитлиниватиду. Йәрлик һөкүмәтниң нәзиридә иқтисадни тәрәққий қилдуруш мәсилә дәп қаралмайду.
Бу хитай содигәр, йәрликтики муқимлиқ сиясити сәвәбидин ширкитиниң содисиниң барғанчә чекингәнликини билдүрди:
- Дәсләпки бирқанчә йилда ширкитим тәрәққият пурситигә еришкән иди, әмма бу йил киргәндин башлап, йолимиз барғанчә тарайди, илгири қурулушни һөддигә алған чеғимизда, һөкүмәтниң мәблиғиму шу һаман қолимизға тегәтти, вәзипимизни пүттүргән һаман тапавитимизни алаттуқ. Әмма, бу йил пулимизни алалмидуқ, сәвәби йәрлик һөкүмәтниң пули йоқ, чүнки йәрлик һөкүмәт юқириға яхши көрүнүш үчүн барлиқ мәбләғни муқимлиқ хизмитигә селивәтти.
У қағилиқта елип бериливатқан муқимлиқ тәдбирлири сәвәблик ширкитидики төт уйғурниң қағилиқтики “тәрбийиләш мәркизи” дә тутқунда икәнликини нәқил елип мундақ деди:
- Бултурдин буян бу йәрдә елип бериливатқан муқимлиқ хизмитидә ширкитимдин 4 нәпәр уйғур тутқун қилинип, қағилиқтики тәрбийиләш мәркизигә әвәтилди, уларниң ичидики бирәйләнниң исми турғунҗан икәнлики есимдә, уларниң һәммиси яваш адәмләр, билишимчә, улар аввал йезилиқ һөкүмәткә чақиртилип, андин кадирлар тәрипидин идийисидә мәсилә бар дегән гуманда сақчиханиларға хәвәр қилинғандин кейин, сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, өгиниш мәркәзлиригә әвәтилгән икән. Һазир қағилиқтила әмәс, бәлки пүткүл җәнубий уйғур диярида һәммә уйғур дәккә-дүккидә. Мениңчә, һазир қағилиқ йезилиридики уйғурларниң 25% йәни төттин бир уйғур аһалиси өгиниш курслириға әвәтилип, әркинликидин мәһрум қилинди!
Уйғур дияриға дәсләп кәлгән чағлардики вәзийәт билән 10 йил кейинки вәзийәтни селиштурған бу хитай содигәр, йәрлик һөкүмәт даирилири муқимлиқ хизмитини зиядә тәкитләватқанлиқи сәвәблик, йәрликтики зиддийәтниң барғанчә өткүрлишиватқанлиқини билдүрди:
- Мениңчә, даириләр һазир бу җайда муқимлиқни сақлашни зиядә тәкитлигәнлики сәвәблик зиддийәт барғанчә өткүрләшкән бир вәзийәтни өзи пәйда қиливатиду. Мән шинҗаңға кәлгинимгә 10 йил болай деди. Дәсләп кәлгән чағларни сеғиниш ичидә әсләймән. У чағларда уйғурлар билән хәнзулар азадә параңлишаттуқ, психик җәһәттиму тосалғулар йоқ иди. Һазир башқилар (уйғурларни демәкчи) сән билән сөзлишишкә җүрәт қилалмайду, раст гепини қилмайду!
Мухбир:
- Бир хил дүшмәнлик кәйпияти бар. Демәкчиму?
- Шундақ, шундақ, дүшмәнлик кәйпияти еғир.
У нөвәттә, уйғур диярида йүргүзүлүватқан сиясәтни “юқири бесимлиқ бастуруш сиясити” дәп тәрипләп, бу хил сиясәтниң яман ақивитидин әнсиришини мундақ ипадилиди:
- Растини ейтқанда, һазир йүргүзүлүватқан бу хил юқири бесимлиқ қаттиқ бастуруш сиясити сәвәблик, уйғурлар зор көләмлик қаршилиқ һәрикити елип беришқа җүрәт қилалмайду. Әмма, мән шуни һес қилимәнки, уйғурлардики наразилиқ кәйпияти һазир күчийиватиду, улғийиватиду. Әмма, бир рәһбәрлик күчи болған һаманла бу хил қаршилиқ кәйпияти партлаш характерлик һәрикәткә айлиниду, сизму билисиз, уйғурларниң қени қизиқ, асан һаяҗанлиниду, бу сәвәбтин сениң уларға қаратқан бастурушуң күчәйгәнсери, қаршилиқму шунчә күчлүк болиду. Шуңа, әгәр уларни бирәйлән тәшкиллисә,уларни йетәклисә, йәни диний байрақни көтүргән бири йетәклисә, у чағда амма наһайити асанла радикаллиқ йолиға маңиду. Һазир әлвәттә көрүнүштә бу хаһиш ипадиләнмиди, әмма уйғурларда бу хил радикал қаршилиқ кәйпияти барғанчә күчийиватиду, әгәр, йәнә бир қетимлиқ зораванлиқ қаршилиқ йүз бәрсә униң ақивити 5-июл вәқәсидинму еғир болуши мумкин!