Вашингтондики хитай әлчиханиси алдида яңриған садалар: “биз һәргиз тохтап қалмаймиз!”

Мухбиримиз ирадә
2018.04.19
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
washington-namayish.jpg Намайиш давамида катрина ханим, рабийә қадир ханим вә өмәр қанат әпәндиләр бирликтә хитай әлчиханисиниң дәрвазиси алдиға берип, хитай әлчисигә йезилған мәктупни ишик алдиға қойди. 2018-Йили 19-апрел, вашингтон.
RFA/Irade

Бүгүн, йәни пәйшәнбә күни әтигәндә америка пайтәхти вашингтондики хитай әлчиханиси алдида хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан еғир бесим сиясәтлиригә, “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ға наразилиқ билдүрүш үчүн дағдуғилиқ намайиш өткүзүлди.

Бу намайишни америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, том ләнтус кишилик һоқуқ вә адаләт фонди, хәлқара кишилик һоқуқ вә демократийә фонди қатарлиқ орунлар бирликтә тәшкиллигән. Намайишқа америкидики том ләнтус кишилик һоқуқ фондиниң рәиси катрина том ләнтус ханим билән дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханимлар йетәкчилик қилди.

Намайишқа пайтәхт вашингтон әтрапида яшайдиған көп сандики уйғурлар келип қатнашти.

Намайиш җәрянида катрина ханим радийомиз зияритимизни қобул қилди. У мундақ деди: “һазир шинҗаңда дунядики әң еғир кишилик һоқуқ кризиси йүз бериватиду. Бизниң һесаблишимизчә, 800 миңдин 1 милйонғичә болған гунаһсиз уйғурлар аталмиш ‛қайта тәрбийәләш мәркәзлири‚ дәп атиливатқан йиғивелиш лагерлириға соливелинди. Бу тинчлиқни сөйидиған, гунаһсиз йәрлик аз санлиқ милләтләрниң зор көләмдә һәпсигә елинишиниң дунядики бирдин-бир өрникидур. Бу әлвәттә уйғурларға йүргүзүлүватқан дини бесим, миллий мәдәнийәт бесими вә башқа зиянкәшликләрниң ичидики пәқәтла бири, халас. Биз буларни һазир дуняда йүз бериватқан әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң бири, дәп қараймиз. Биз бүгүн хитай әлчиханисиға ‛йепиқ тәрбийә лагерлири‚ ға қамалғанларни қоюветиш һәққидики чақириқимизни тапшуримиз. Биз бу һәрикитимизниң бу лагерларни йоқитиш үчүн көрситилидиған тиришчанлиқлар үчүн бир башлиниш болушини үмид қилимиз.”

Катрина ханим намайишта сөзлигән нутқидиму уйғурларға йүргүзүлүватқан бу еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириниң чоқум тохтитилиши керәкликини илгири сүрди. У, америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң уйғур диярдики “йепиқ тәрбийә лагерлири” ни тақаш мәсилисидә хитай һөкүмитигә бесим қилишни давам қилиши керәкликини әскәртти. У сенатор марко рубийо вә кирис симитләрниң америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчисигә қилған бу һәқтики чақириқини қарши алидиғанлиқини, шуниң билән биргә йәнә уларниң бу чақириқини давамлаштурушини тәләп қилди. Катрина ханим йәнә мундақ деди: “биз қачан уйғур елидики ‛йепиқ тәрбийә лагерлири‚ әмәлдин қалдурулуп, ашу соланған он миңлиған уйғурлар әркин нәпәс алғучә, илгирикидәк чәтәлләрдики уруқ-туғқанлири билән халиғанчә алақә қилалайдиған болғучә һәргиз тохтап қалмаймиз, қачан хитай һөкүмити уйғурларға қарши йүргүзгән зулумлириниң мәсулийити сүрүштүрүлгичә, қачаники бизниң һөкүмитимиз бу мәсилидә оттуриға чиқип, тегишлик болған тәдбирни елип, хитай һөкүмитиниң мәсулийитини йүзигә салғучә, қачаники шу ‛йепиқ тәрбийә лагерлири‚ да зулум көрүватқанлар бизниң америка һөкүмитимизниң улар билән биллә икәнликини тонуп йәткүчә, биз һәргиз тохтап қалмаймиз. . .” деди.

Намайиш давамида дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим радийомизниң зияритини қобул қилди. Рабийә қадир ханим америка һөкүмитиниң һазир бу мәсилигә җиддий қараватқанлиқини, буниң уйғурларға зор үмид бәхш әткәнликини, өзиниң тиришчанлиқини қачан уйғурлар әркинликкә чиққучә давам қилидиғанлиқини билдүрди.

Намайишқа чиққан яшлардин бириму зияритимизни қобул қилип, чәтәлдә яшаватқан бир уйғур болуш сүпити билән түрмиләрдә, “йепиқ тәрбийә лагерлири” да азаб чекиватқан уйғур қериндашлири үчүн бу намайишқа чиққанлиқини, уларниң дәрдини дуняға аңлитидиғанлиқини ейтти.

Арқидин, катрина ханим, рабийә қадир ханим вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң мудири өмәр қанат әпәндиләр бирликтә хитай әлчиханисиниң дәрвазиси алдиға берип хитай әлчисигә йезилған мәктупни ишик алдиға қойди. Намайиш интайин юқири бир кәйпият ичидә давам қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.