Явропа парламентида уйғурлар тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.05.15
Yawropa-parlamenti-uyghur-guwahliq-1.jpg Явропа парламентида өткүзүлгән “уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш” йиғинида германийәдики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати рәиси улрик делиюс әпәнди(оңда) вә д у қ рәиси долқун әйса әпәнди гуваһлиқ сөзи қилди. 2018-Йили 15-май.
RFA/Ekrem

15-Май явропа парламентида “уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш” йиғини өткүзүлди.

15-Май күни чүштин бурун, явропа парламентида мәхсус “уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш” йиғини өткүзүлгән. Йиғинға явропа парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси пансари әпәнди риясәтчилик қилған. Бу йиғинға явропа парламенти әзалири, явропа парламенти ташқи ишлар министирлики хадимлири, явропа комитети рәһбәрлири, америка дөләт мәҗлис әзалири вә көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири биваситә яки васитилик һалда қатнашқан.

Долқун әйса әпәнди бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғинида сөз қилған. Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң бүгүн нәқ мәйдандин бәргән мәлуматлириға асасланғанда, йиғинда америкидики инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати асия ишлири бөлүминиң директори софей речардсон ханим, германийәдики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати рәиси улрик делиюс әпәнди вә уйғурларға вакалитән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди қатарлиқлар гуваһлиқ сөзи қилған.

Долқун әйса әпәнди йиғинда қилған сөзидә, ши җинпиң тәхткә чиққан 5 йилдин буян уйғур ели вәзийитидә йүз бәргән еғир паҗиәләрни тилға алған. У сөзидә, болупму чен чүәнго уйғур елида һөкүмранлиқ йүргүзүшкә башланғандин буян, “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” дәп аталған җаза лагерлириға бир милйондин артуқ уйғурниң қамалғанлиқи вә бир қисим мәшһур затларниң өлтүрүлгәнликини конкрет оттуриға қойған.

Йиғинға васитилик һалда қатнашқан америка дөләт мәҗлис әзалири, явропа парламентиниң бу йиғиниға юқири баһа бериш билән биргә, йиғинда гуваһлиқ бәргән долқун әйса башлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә миннәтдарлиқини билдүргән.

Долқун әйса әпәнди йиғинда, явропа парламенти вә явропа комиссийонидин уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә хитайға бесим ишлитәләйдиған қарарларни дәрһал қобул қилишни тәләп қилған. У сөзиниң ахирида, бу қетимқи гуваһлиқ бериш йиғининиң 4-айниң 27-күни явропа парламенти алдида өткүзүлгән “5 миң кишилик намайиш” ниң бир нәтиҗиси икәнликиниму алаһидә әскәртти.

Бүгүнки йиғинға иштирак қилған вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хадими лусия ханимму зияритимизни қобул қилип, мәхсус уйғурлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғининиң уюштурулғанлиқидин өзиниң көп мәмнун болғанлиқини тилға алди.

У мундақ деди: “явропа парламенти кишилик һоқуқ комитети тәрипидин уюштурулған бүгүнки уйғурлар тоғрисида гуваһлиқ бериш йиғиниға 28 дөләткә вәкиллик қилидиған явропа иттипақиниң әң муһим әрбаблириниң бир қисми қатнашти. Америка дөләт мәҗлис әзалириму бу йиғинни қизғин қоллайдиғанлиқини билдүрди һәмдә йиғинниң дәл вақтида ечилғанлиқини, уйғурлар мәсилисигә җиддий көңүл бөлүшкә тегишлик бир вақитта туруватқанлиқимизни тәкитлиди. Йәни америка билән явропа иттипақи бу йиғинда уйғурлар тоғрисида ортақ аваз чиқарди. Буниң сиясий әһмийити наһайити зор дәп қараймән. Хитайға беридиған инкасму шундақ мәнилик болиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.