Д у қ рәиси бирюсселда явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ йиғинға қатнашмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2017.12.06
dolqun-eysa-biryusel-yighin.jpg Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди(оңдин биринчи) “19-нөвәтлик явропа иттипақи вә хәлқара тәшкилатларниң кишилик һоқуқ мунбири” намлиқ йиғинида. 2017-Йили 5-декабир, белгийә пайтәхти бирюссел.
RFA/Erkin Tarim

Д у қ рәиси “19-нөвәтлик явропа иттипақи вә хәлқара тәшкилатларниң кишилик һоқуқ мунбири” намлиқ йиғинға қатнашмақта.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди белгийә пайтәхти бирюсселда чақирилған “19-нөвәтлик явропа иттипақи вә хәлқара тәшкилатларниң кишилик һоқуқ мунбири” намлиқ йиғинға қатнашмақта.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң белгийә пайтәхти бирюсселдин бәргән мәлуматиға асасланғанда, “19-нөвәтлик явропа иттипақи вә хәлқара тәшкилатларниң кишилик һоқуқ мунбири” намлиқ йиғин 5-декабир башланған. Икки күн давамлишидиған бу йиғинға 100 гә йеқин дөләттин 300 дин артуқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири, мутәхәссисләр, явропа иттипақи ташқи ишлар министирлиқиниң рәһбәрлири қатнашқан.

Биз башқа йиғин иштиракчилирини зиярәт қилиш арқилиқ, уларниң йиғин һәққидә көз қарашлирини елишқа урунуп көргән болсақму, мүмкин болмиди. Мәзкур йиғин һәққидә д у қ программа йетәкчиси питер ирвен әпәнди өз қарашлирини ипадә қилди. У мундақ деди: “долқун әйса әпәндиниң бу қетимқи йиғинда тәқдим қилған уйғурларниң кишилик һәқ - һоқуқлириниң дәпсәндә қилинишиға аит доклати йиғин әһлиниң күчлүк диққитини тартти. Болупму хитайниң <бир бәлвағ, бир йол> сияситиниң маһийити һәққидә ейитқанлири вә шәрқий түркистандики <сиясий тәрбийиләш мәркәзлири> тоғрисидики баянлири көплигән кишиләрни һәйран қалдурди. Бүгүнки дуняда, өзини чоң дөләт атап мәйдә кериватқан бир дөләтниң, уйғурлардәк қолида төмүрниң сунуқи йоқ бир милләттин қорқуп, уларни түркүм - түркүмләп меңә ююш лагирлириға қамивалғанлиқи кишиләрниң каллисидин өтмигәниди.”

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи йиғинниң мәқсити дунядики кишилик һоқуқ саһәсидә сақлиниватқан мәсилиләрни музакирә қилиш вә уни һәл қилишниң чарилири үстидә издиништин ибарәт болуп, д у қ вәкилиниң бу түрдики йиғинға тунҗи қетим тәклип қилиниши болуп һесаблинидикән.

Бу йиғинни явропа иттипақи алий комиссарлиқи билән явропа иттипақи ташқи ишлар министирлиқи орунлаштурған. Йиғинниң музакирә қилинған асасий темиси “хәтәр астида туруватқан кишилик һоқуқ; риқабәт вә хирисқа дуч келиватқан дуняда йеңи йол издәш” тин ибарәт болған. 300 Дин артуқ йиғин әһли “асия гурупписи”, “африқа гурупписи”, “явропа гурупписи”, “оттура шәрқ вә шималий африқа гурупписи”, “йирақ шәрқ гурупписи” қатарлиқ 5 гуруппиға бөлүнүп музакирә елип барған.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, йиғинниң бүгүнки “дөләт вә җәмийәтләрниң диний етиқад һәм пикир пәрқлиригә қарита бесимлири” намлиқ қисмида доклат тәқдим қилип, хитайниң диний бесим сиясити үстидин шикайәт қилған.

У сөзидә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йолға қоюватқан “сиясий тәрбийиләш мәркизи” гә уйғурларни йиғивелип җисманий вә роһий җәһәтләрдин азаблаш қилмишлириниму баян қилип өткән.

Долқун әйса әпәнди өз доклатида хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” сияситиниң ялғуз уйғурларғила әмәс, қошна әлләрдики аз санлиқ милләтләргиму зиянлар кәлтүрүватқанлиқини тәкитлигән.

Йиғин җәрянида, долқун әйса әпәнди явропа иттипақиниң муһим сиясий әрбаблири билән сөһбәт өткүзүпла қалмай, тайланд, вийетнам қатарлиқ шәрқий җәнубий асия әллири вәкиллири биләнму айрим-айрим учришип, уйғур мусапирлири мәсилисини чүшәндүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.