Ши җинпиң франсийә вә германийәдики зияритидә наразилиқ намайишлириға дуч кәлди

Мухбиримиз әркин тарим
2014.03.28
germaniye-xi-jinping-uyghur-namayish.jpg Гирманийәдики уйғурлар хитай рәиси ши җинпинға қарши намайишта
RFA/Erkin Tarim


27 - Март күни франсийәниң пайтәхти париж шәһиридә хитай рәиси ши җинпиңниң франсийәдики зияритигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгән.

Франсийә шәрқий түркистан җәмийити мәсуллиридин игилигән мәлуматқа асасланғанда, намайишқа уйғур, тибәт, тәйвәнликләр вә демократ хитайлардин болуп, 300 әтрапида киши қатнашқан. Улар қоллирида өз байрақлири вә “тибәтләргә әркинлик”, “уйғурларға әркинлик”, “хитай мәдәнийитимизни йоқ қилиш сияситини тохтатсун” дегәнгә охшаш шуарлар йезилған лузункиларни көтүргән һалда хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадиләшкән.

Хитай рәиси ши җинпиң франсийәдики рәсмий зияритини ахирлаштуруп, 28 - март күни әтигән германийәгә елип баридиған рәсмий зияритини башливәтти. Ши җинпиң германийә рәиси билән учришиш үчүн кирип кетиватқанда, қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ, лозункиларни вә түрмидә йетиватқан уйғур зиялийлириниң рәсимини көтүрүвалған намайишчилар яңрақ шуар садалири билән күтивалди. Бу намайишни дуня уйғур қурултейи оюштурған болуп, намайишқа 700 километир йол бесип берлинға кәлгән мюнхен шәһиридә яшаватқан уйғурлар, хәтәр астидики милләтләрләрни қоғдаш тәшкилатиниң мәсуллири, түрк тәшкилатлири вә тибәтләрдин болуп 300 әтрапида киши қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.