Хитай фирансийә мухбириниң визисини йеңилап бәрмиди, урсула готийир хитайни чәтәл мухбирлириға тәһдит селиш билән әйиблиди

Мухбиримиз җүмә
2015.12.27
Ursula-Gauthier-ursula-gotiyir.jpg Мухбирлиқ саһәсидә хәлқаралиқ мукапатларға еришкән фирансийәлик мухбир урсула готийир ханим 2015-йилиниң ахири уйғурлар тоғрисида язған мақалиси түпәйлидин хитайдин һәйдәлгән. 2003-Йили 6-феврал, париж.
AFP

Хитай даирилири шәнбә күни баят елан қилип, уйғурларға алақидар террорлуқ мәсилисигә соал қойған мақалиси сәвәблик хитайниң наразилиқини қозғиған фирансийә мухбири урсула готийирниң визисини йеңилап бәрмәйдиғанлиқини рәсмий җакарлиди, урсула готийирхитайни чәтәл мухбирлириға тәһдит селиш билән әйиблиди.

Урсула готийир фирансийәдә чиқидиған “лобис” журнилиниң хитайда турушлуқ узун йиллиқ мухбири иди. У, мәзкур журналниң 18 - ноябирдики санида елан қилған мақалисидә бай көмүр кан һуҗуминиң хитай дегәндәк хәлқара җиһадий һәрикәт әмәс, бәлки “йәрликләрниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқидин келип чиққан тоқунуш” икәнликини илгири сүргән.

Урсуланиң мәзкур мақалиси хитайни қаттиқ нарази қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хва чүнйиң 2 - декабир күни урсула готийирниң исмини атап туруп уни тәнқидлигән.

Урсила готийр җүмә күни фирансийә агентлиқиға қилған сөзидә: “улар мәндин мән язмиған нәрсиләр үчүн җамаәт алдида кәчүрүм соришимни тәләп қилди” дегән вә хитайниң униң визисини йеңилап бәрмәйдиғанлиқини пәрәз қилған.

Фирансийә ташқи ишлар министирлиқиму җүмә күндики баянатида урсула готийирниң визисиниң йеңиланмиғанлиқидин қаттиқ әпсуслинидиғанлиқини билдүргән.

Шинхуа агентлиқиниң 26 - декабир хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси лу каң шәнбә күни мәзкур ахбаратқа бәргән баянатида: “хитай әркинликниң терроризм үчүн сөзлишигә қарап туралмайду” дегән. У йәнә, урсула готийирниң 18 - ноябирдики мақалиси арқилиқ “хитай хәлқиниң көңлигә азар бәргән” ликини билдүргән.

Бирләшмә агентлиқида нәқил қилишичә, урсула готийр хитайниң әйибләшлирини “бимәнә” дегән.

У, терроризмни күчәйтишниң әхлақий вә қануний җәһәттин хата икәнликини ейтқан вә: “әгәр шундақ болса мән қануний җәһәттин җазаға тартилишим керәк иди. Бу бир риторик хитаб. Буларниң һәммиси кәлгүсидә чәтәл мухбирлирини бейҗиңдин йирақлаштуруш қәстидин башқа нәрсә әмәс” дегән.

26 - Декабир әнгилийәдә чиқидиған “һамий” гезитиниң зияритини қобул қилған готийр ханим бейҗиңниң уни чиқириветишини хитайниң уйғур райони сияситигә қаритилған тәнқидләрни җимиқтуруш вә башқа чәтәл мухбирлириға тәһдит селиш, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

У мундақ дегән: “бейҗиң даирилири чәтәл мухбирлириға, ‛диққәт қилиңлар‚, ‛һәзәр әйләңлар‚, ‛әгәр һөкүмәтниң мәйданини яқилимайдиған болсаңлар, силәрму урсула готийирдәк ақивәткә йолиқисиләр‚ дәватиду. Хитай бу йәрдә дәл шу сигнални бәрмәкчи” дегән.

Пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилған баш штаби ню - йорк шәһиридики ахбарат һоқуқи тәшкилати - мухбирларни қоғдаш комитети директори боб дейтиз әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур ели вә тибәттә қаттиқ қол сиясәт йүргүзүватқанлиқи, уларниң бу мәсилиләрниң хәлқара җамаәтниң диққитигә сунулушини халимайдиғанлиқини билдүргән.

У мундақ дегән: “бу хитай үчүн интайин сәзгүр мәсилиләр, шуңа ши җинпиң һөкүмити уйғур вә тибәт мәсилисидә дуня җамаәтчиликиниң көз қаришини өзгәртидиған хәвәрләрниң берилишигә йол қоймайду.”

Готийр ханим 2012 - йилидин буян хитайдин чиқириветилгән тунҗи чәтәл мухбири. 2012 - Йили хитай даирилири “әлҗәзирә” қанилиниң хитайда турушлуқ мухбири мелисса чанни хитайдин қоғлап чиқарған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.