Хитайниң ассимилиятсийә сиясити пәрқлиқ муамилигә сәвәб болмақта
2013.05.31
Хитай һөкүмити уйғур әрлирини сақал қоюштин, аяллирини болса яғлиқ чигиштин чәкләп, буни диний радикаллиқ билән бағлап чүшәндүрүватқан бир шараитта, хитай өлкилиридә яшайдиған туңган мусулманлириниң, диний етиқад паалийәтлирини уйғурларға қариғанда көп әркин һалда елип баралиши кишиләрни гаңгиратмақта.
Мәлум бир радио аңлиғучимиз тәрипидин тәминләнгән бир рәсимлик учурда хитай сақчилири кочида кетиватқан уйғур аялни йүзини йепивалғанлиқи үчүн қолға алмақчи болуватқан болса, йәнә бир яқта ропаш туңган аяллириниң кочиларда бихараман кетиватқан көрүнүшлири бар иди. Хитай һөкүмити немә үчүн уйғур мусулманлириға охшимайдиған муамилидә болиду? немә үчүн бир дөләттә охшимайдиған икки хил диний сиясәт йүргүзүлиду? көзәткүчиләр, буниң уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан ассимилиятсийә вә территорийә мәсилиси билән мунасивәтлик икәнликини билдүрди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүн уйғур елидики мәлум бир радио аңлиғучимиз радиомизниң илхәт адрисиға қол телифони арқилиқ тартилған бир қанчә парчә сүрәтни әвәтип, уйғурлар учраватқан диний бесимниң чәктин ешип кәткәнликини, буни хәлқараға билдүрүш керәкликини ейтқан. Бу ихласмәнимиз әвәткән рәсимләрдә қара пәрәнҗә кийип, йүзини ориған һалда кочида кетиватқан бир аялни бир қанчилиған хитай сақчилириниң оривелип, униң йүзини ачмақчи болуватқан вә уни қолға елип әп маңған көрүнүшлири бар иди. юқиридики ихласмәнимиз әвәткән рәсимлик учурида йәнә, хитай өлкилиридики туңган мусулманлириниң уйғурларға қариғанда көп әркин һалда диний паалийәтләр билән шуғуллиниватқанлиқи әкс әттүрүлгән көрүнүшләрму бар болуп, у хитайда уйғурлар билән туңганларниң охшимайдиған муамилигә учраватқанлиқини, бир дөләттә икки хил түзүмниң йолға қоюлуватқанлиқини инкас қилған.
Хитай һөкүмитиниң уйғур аяллириниң яғлиқ чегиши, йүзини оривелишини, уйғур әрлириниң сақал қоюшини диний радикаллиқ билән бағлап туруп муамилә қилип, уйғурлар үстидики дини бесимни һәссиләп ашуруши, нөвәттә хәлқара җамаәтниң диққитини қозғаватқан интайин муһим бир мәсилә. Америка һөкүмити, дөләт мәҗлиси вә хәлқарадики нопузлуқ тәшкилатларму өз доклатлирида уйғурларниң диний әркинликиниң бесимға учраш мәсилисини һәм шундақла хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлири билән туңган мусулманлириға пәрқлиқ муамилә қиливатқанлиқини тәнқид қилған иди. Техи йеқинда америка дөләт ишлири министирлиқи тәрипидин елан қилинған диний әркинлик доклатиниң хитайға аит қисмида хитай даирилириниң гәнсу, ниңша, йүннән вә чиңхәйдики туңганларға охшимайдиған бир хил диний сиясәт йүргүзүватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң бу өлкиләрдики туңганларниң диний турмушиға уйғурларниңкигә арилашқандәк арилишивалмайдиғанлиқини, туңганларниң диний паалийәтлирини уйғурларға қариғанда көп әркин елип баридиғанлиқини қәйт қилған.
Уйғур көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қиливатқан пәрқлиқ муамилисиниң һәргизму тасадипийлиқ әмәсликини, буниң уйғурларни ассимилиятсийә қилиш сиясити билән мунасивәтлик икәнликини билдүрди. Шветсийидә яшайдиған уйғур зиялийлиридин һәсән артуч әпәнди бу һәқтә өз көз қаришини баян қилип өтти.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан бу чәктин ашқан диний бесиминиң уйғурлар земининиң бесивелинған бир земин болуши билән мунасивәтлик икәнликини билдүрди.
Уйғур елидин кәлгән учурлардин хитай һөкүмитиниң уйғурларниң роза тутуш, намаз оқуш, һәҗгә бериш, қуран өгитиш, диний китаб - материялларни тарқитиш қатарлиқ қанунлуқ диний паалийәтлириниму диний радикаллиқ дәп, җинайәт қатарида муамилә қиливатқанлиқи, һәрқайси йәрлик даириләр очуқ - ашкара һалда сақал қойған әрләрни, яғлиқ артқан аялларни аммиви сорунларға кириштин чәкләйдиған уқтурушларни тарқитип, кәң хәлқ аммисини буниңға аваз қошушқа қиставатқанлиқи мәлум. Чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә чақирилған уйғурларниң диний әркинлик вәзийити һәққидә доклат бериш йиғинида хитай һөкүмитиниң ислам динини уйғурларни контрол қилиштики бир тосалғу дәп қариғанлиқтин бар күчи билән буни йоқ қилишқа урунуватқанлиқи мисаллар арқилиқ оттуриға қоюлған иди. Алим сейитоф әпәнди әскәртип, йеқинда мәйданға кәлгән бир қатар қанлиқ вәқәләргә хитайниң мушундақ чекидин ашқан сияситиниң сәвәб болғанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурларни зораванлиққа мәҗбурлаватқанлиқини билдүрди.
Чаршәнбә күни дөләт мәҗлисидә чақирилған йиғинда йиғинға һәрқайси кишилик һоқуқ органлириниң тәтқиқатчи вә мәсуллири хитай һөкүмитини “хитай хәлқаралиқ террорчилиққа қарши күрәшни суйиистемал қилип, чәктин ашқан бастуруш сиясәтлири арқилиқ уйғурларни террорлуққа мәҗбурлимаслиқи керәк” дәп агаһландурған иди.