Хитай демократлири уйғуларға қаритилған бастурушниң өтмүши вә бүгүни һәққидә тохталди
2014.08.21
Хитай даирилириниң “террорлуққа зәрбә бериш” намида уйғурларға қаратқан бастурушни йәниму күчәйтиши, чәтәлләрдики хитай демократлириниң диққитини қозғиған. Улар уйғур қатарлиқ милләтләргә қаритилған бастуруш хитай коммунист һөкүмити қурулғандин башлапла йүргүзүлүватқан болсиму, әмма охшимиған дәврләрдә охшимиған намларда атилип бүгүнки интернет учури дәвригә кәлгәндә, хәлқараниң әйиблишидин сақлиниш үчүн “террорлуқ қалпиқи” астида елип бериливатқанлиқини илгири сүрмәктә.
Хитай һөкүмити 23 - май күни“бир йилға созулған террорлуққа зәрбә бериш һәрикити”ни башлиғанлиқини җакарлиғандин кейин, уйғурларға қаритилған кәң көләмдә тутқун қилиш, һәрқайси җайларда түркүм - түркүм уйғурларниң “террор гумандари, террорлуқ паалийәтлирини тәшкиллигән,әсәбий диний радикаллиқни, бөлгүнчиликни, миллий өчмәнлик идийисини тәрғип қилған”дегәнгә охшаш хилму - хил җинайәт артилип тутқун қилинип җазаға һөкүм қилиниши, шундақла райондики уйғур миллитидин болған һөкүмәт кадирлириниң “сиясий мәйдани ениқ әмәс, дөләтниң бир пүтүнлүкигә болған тонуши, милләтләр иттипақлиқини қоғдаштики актипчанлиқи, муқимлиққа болған қариши, позитсийиси, мәйдани ениқ әмәс, дөләт кадирлириниң динға етиқад қилмаслиқ бәлгилимисигә хилаплиқ қилип, ашкара һалда диний паалийәтләр билән шуғулланған, қаттиқ зәрбә беришкә тегишлик мәсилиләрдә қаттиқ қоллуқ қилмиған” дегәндәк қалпақлар кийгүзүлүп хизмитидин елип ташлинишидәк вәзийәт, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан хитай демократлири вә уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан сиясий анализчиларниң диққитини қозғиди.
Улар хәлқара хәвәр агентлиқлирида, иҗтимаи алақә торлирида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити вә барғанчә кәскинлишиватқан уйғур вәзийитини шәкилләндүргән амиллар һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоймақта. Бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди вә америкидики пуқралар күчи тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәндиләр хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидики бастуруши һәққидә тохталди.
Бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди радиомиз уйғур бөлүмигә өз қарашлирини баян қилип, нөвәттә уйғурлар үстидин“террорлуққа зәрбә бериш” намида елип бериливатқан бастурушниң, әмәлийәттә хитай коммунист һөкүмити 1949 - йили һакимийәтни қолиға елип, уйғур районида өз һөкүмранлиқини тиклигән 50 - йиллардила башланғанлиқини, пәқәт бу хил бастурушниң һәр қайси дәврләрдә охшимиған нам - аталғуларда атилип кәлгәнликини, 90 - йиллардин башлап хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған бастуруш сияситиниң “3 хил күчләргә зәрбә бериш” намида техиму күчәйгәнликини билдүрүп, районда барғанчә кәскинлишиватқан уйғур вәзийитини, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ бастуруш сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқини тәкитлиди.
Ху пиң әпәнди хитай коммунист һөкүмитиниң нөвәттә пүткүл уйғур миллитини дүшмән дәп қарап, уйғурларға қарита “дөләт террори бастуруши” елип бериватқанлиқини тәкитләп:
- Нөвәттә уйғур аптоном районида елип бериливатқан аталмиш“" террорлуққа зәрбә бериш” намидики бастуруш бундин илгириму елип берилған. Мәсилән, 50 - йиллардики“йәр ислаһати” дәвридә компартийә тәрипидин районға бәлгиләнгән әмәлдар ваң җин “йәрлик милләтчиләргә зәрбә бериш”, “помишчик унсурларни бастуруш” намида уйғурларни қирғин қилған болса, 60 - 70 - йиллардики мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә “әксилинқилабчиларни бастуруш“, “синипий күрәш”, “конилиққа зәрбә бериш”, 80 - 90 - йилларда “миллий бөлгүнчиләргә зәрбә бериш” дегән намларда елип берилди. 2000 - Йиллардин кейинки дуня интернет дәвригә киргән мәзгилдә болса, хитай һөкүмити өзиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастурушиниң хәлқара тәшкилатлар вә ғәрб демократик дөләтлириниң әйиблишидин сақлиниш үчүнла, райондики бастуруш һәрикитини “хәлқара террорлуққа қарши туруш һәрикити” билән бағлап қануний асасқа игә қилишқа урунди. Һәтта аталмиш “террорчилар”ни ясап чиқмақта. Бу хил қаттиқ бастуруш ақивәттә, уйғурларниң наразилиқлирини техиму күчәйтип, шинҗаңни қаршилиқ һәрикәтклири тохтимайдиған зиминға айландуруп қойди, - деди.
Америкидики пуқралар күчи тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди болса, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан кәң көләмлик бастуруш һәрикитиниң яман ақивити һәққидә тохтилип, бундин илгири районда уйғурларға қарши елип берилған бастурушларниң һәммисиниң уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң көпийишигә сәвәб болғанлиқини мисаллар арқилиқ баян қилди.
Яң җйәнли әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан кәң көләмлик бастурушиниң ақивити һәққидиму тохтилип:
- Хитай һөкүмитиниң уйғурларни “террорчиларға зәрбә бериш” намида кәң көләмлик бастуруши, уйғур районида яшаватқан хитай көчмәнлиригиму пайдисиз ақивәтләрни елип келиду. Тәшвиқат вастилиридә уйғурларниң пүтүн милләт бойичә яман көрситилип, “террорчилар”, “диний ашқунлар” намида тутқун қилинип бастурулуши, йәрлик уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған қаршилиқини күчәйтиветипла қалмастин, бәлки йәрлик уйғурлар билән көчмән хитайлар оттурисики өз - ара наразилиқ, өчмәнликниму күчәйтип, райондики миллий зиддийәт кәскинләшкән вәзийәтни шәкилләндүриду, - деди.