Хитай “дунядики әң чоң интернет қолланғучилар түрмиси” болуп қалди
2013.01.30

Хитай йәнә “дуня бойичә әң чоң интернет қолланғучилар түрмиси” дәп көрситилгән. Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә һәқ-һоқуқи бөлүми мәсули қәйсәр өзһун әпәнди зияритимизни қобул қилип әң чоң интернет қолланғучилар түрмиси болған хитайда, болупму уйғур интернет язарлириниң әң қаттиқ бастурушқа учраватқанлиқини һәмдә түрмидики уйғур қәләмкәш һәмдә тор бәт саһибилири вәзийитиниң әндишә пәйда қиливатқанлиқини билдүрди.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң 2013-йиллиқ доклати, 179 дөләт һөкүмәтлириниң 2012-йилидики ахбарат әркинликигә тутқан позитсийиси, қолланған тәдбирлиригә қарап тәйярланған болуп, хитай бу җәһәттә 173-орунға тизилип, әң арқидин саниғанда 7-орунни игилиди. Финландийә, голландийә, норвегийә болса ахбарат әркинлики җәһәттә дунядики ахбарат әң әркин дөләтләр дәп елан қилди.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң һәр йилда бир қетим елан қилип келиватқан ахбарат әркинлик индикисидә хитай давамлиқ ахбарат әркинлик әһвали начар болған дөләтләр қатаридин орун елип кәлмәктә. Чеграсиз мухбирлар тәшкилати хитайниң ахбарат әркинлик әһвалида илгириләш болмиғанлиқини билдүрүш билән биргә йәнә, хитайни “түрмигә соланған интернет қолланғучилири әң көп дөләт” дәп баһалиған.
Хоңкоң алаһидә райони вә тәйвәнниң ахбарат әркинлик әһвалидиму чекиниш көрүлгән болуп, хоңкоң 54-орундин 58-орунға, тәйвән 45 орундин 47-орунға чүшүп қалған.
Өткән йили 12-айда америка мухбирларни қоғдаш тәшкилати, хитай түрмилиридә қамалған 32 мухбирниң 19 и уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрдин болуп, буларниң ичидә “ява кәптәр” әсири түпәйли қолға елинған язғучи нурмәмәт ясин, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәси сәвәблик қамақ җазасиға һөкүм қилинған мухбир ғәйрәт нияз, тор язғучиси гүлмирә имин, тор башқурғучилиридин дилшат пәрһат, ниҗат қатарлиқлар вә тор язарлири бар. Уларға дөләтни парчилаш, чәтәл мәтбуатлириға дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш, бөлгүнчилик, қутратқулуқ қилиш қатарлиқ сиясий җинайәтләр артилған болуп, хитай һөкүмити уларни муддәтсиз вә муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилған иди.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң елан қилған доклатида илгири сүрүшичә, бу йил хитайниң ахбарат әркинлик әһвалида һечқандақ илгириләш болмиған. Бу йил хитай сиясий сақчилири һәрикитини нуқтилиқ сөз әркинлик паалийәтчилириниң вә микро блог актиплириниң паалийитини тәқиб қилишқа қаратқан.
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати изчил һалда хитайниң ахбарат вә тор әркинликини боғуватқанлиқини тәнқид қилип, хитай һөкүмитидин нурмәмәт ясин, дилшат пәрһат, мәһбубә абләш, мәмәтҗан абдулла, ғәйрәт нияз қатарлиқ уйғур журналист һәмдә тор саһибилирини қоюп беришни тәләп қилип келиватқан тәшкилатниң бири. Бу тәшкилатниң тил вә тәрҗимә бөлүм мәсули қәйсәр өзһүн әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң бу йилму ахбарат әркинлики әң начар дөләтләр қатаридин орун алғанлиқи шундақла “түрмигә соланған интернет қолланғучилири әң көп дөләт” дегән намни алғанлиқидин һечқандақ һәйранлиқ һес қилмиғанлиқини, уйғур елиниң ахбарат әркинлик вәзийитини хитай бойичә әң начар дейишкә болидиғанлиқини һәмдә ахбаратчилар һәмдә интернет қолланғучилириниң болса техиму қаттиқ бастурушқа учрап келиватқанлиқини оттуриға қойди.