4 Хитай ишчини гөрүгә алған турғун қурбан сақчиханиға берип әһвал мәлум қилишни рәт қилған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.06.07
baykol-dehqan-yer-qoghdash.jpg Байкөлдә етиз бешида йерини қоғдап ятқан деһқан турсун турған. 2013-Йили июн. Ғулҗа.
RFA

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, өткән йәкшәнбә күни ғулҗа шәһириниң қарадөң йеза байкөл кәнтидә, 4 нәпәр хитай қурулуш ишчисини гөрүгә еливелиш вәқәси йүз бәргән, вәқә хитай қурулуш ишчилириниң мәзкур кәнттики 9 мо үзүмлүкни үстигә топа ташлап битчит қилиши нәтиҗисидә келип чиққан иди.

Кәнт мәсуллириниң зиянкәшликкә учриғучи аилигә мәсилини әң қисқа вақит ичидә һәл қилип бериш һәққидә вәдә бериш билән гөрүгә елинған ишчи вә машинилар қоюп берилгән иди. Игилишимизчә, даириләр вә сақчилар вәқәдин бир күн өткәндин кейин, үзүмлүкни бузғучиларниң әмәс, бәлки зиянкәшликкә учриғучилардин турғун қурбанниң гөрүгә елиш вәқәсидики мәсулийитини сүрүштә қилишқа башлиған. Турғун қурбан сақчиханиға беришни рәт қилған.

Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр:

Өткән йәкшәнбә күни ғулҗа байкөлдә йүз бәргән уйғур деһқанлириниң хитай қурулуш ишчилирини гөрүгә еливелиш вәқәсидә, хитай қурулуш ишчилириниң уйғур деһқанлириға салған зийининиң еғирлиқи вә бузғунчилиқ қилмишиниң пәдәзлигүсиз дәриҗидә ениқлиқи сәвәбидин, һәм нәқ мәйдандики амминиң пәйлидин чөчигәнлики сәвәбидин нәқ мәйданға йетип кәлгән сақчилар, гөрүгә алғучиларни тутуш яки сорақ қилишқа җүрәт қилалмиған. Әмма вәқәдин кейин гөрүгә алғучилардин турғун қурбан, һәм йәрлик даириләр, һәм сақчилар тәрипидин сүрүштә қилинишқа башлиған. Турғун қурбанни ишханисиға чақирған даириләр вә сақчилар униң зиянкәшликкә учриғучи яки вәқә туғдурғучи сүпитидә чақирғанлиқини ениқ ейтмиған. Әмма гәп - сөзләрниң орамидин өзиниң сораққа тартилидиғанлиқини байқиған турғун қурбан юқириқилардин һәр иккисигә беришни рәт қилған:

Турғун қурбан: әтиси кәнттин чақиртипту, ишханиға бир келип кәтсәң дәп; әмисә ишни һәл қиламсиләр десәм, “сән билән сөзлишидиған гәп бар” дәйду; позитсийәсидин йәрниң ишини сөзлишидиғандәк әмәс; шуңа “силәр өзүңлар келиңлар алдимға, андин сөзлишәйли, мән қиливатқан ишимни ташлап бармаймән” дедим. Буларниң гепидин қариғанда үзүмлукни төләшниң, йәрниң ишини пүттүрүшниң гепини қилидиғандәк әмәс.

Мухбир: сақчилар немә дәйду?

Турғун қурбан: бир сақчи кәпту, бизниң башлиқимиз сени чақириватиду дәп, немә қилидикән десәм, сөзлишидиған гәп бар дәйду; мән дедим, әйни чағда ма ишни һәл қилиңлар дәп барсақ, сақчилар бу ишни йезилиқ һөкүмәт һәл қилиду дегән, әмди қандақ болуп арилашқуси кәпқапту? мән җинайәтчи әмәс, мән зиянкәшликкә учриғучи, бармаймән, дедим. Йәнә дедим, әгәр мушу иш)йәр даваси(ни һәл қилалаймиз десәңлар йәнә баримән, шуңа немигә чақирисиләр, шуни дәңла аввал шуни биливалай дедим; кәлгән сақчи “немә үчүнликини билмәймән, шу кишини)сизни( сақчихана әкәлгин дегәнт”" дәйду. Униңғиму, ундақ болса шу башлиқиң өзи кәлсун, мән җинайәтчи әмәс, зиянкәшликкә учриғучи дедим.

Мәлум болушичә, байкөлдики йәр давасида хитайниң ғулҗа шәһәрлик һөкүмити, сот органлири вә сақчилар йәрни сетивалған хитай ширкәтлири билән бир сәптә һәрикәт қилмақта. Хитай ширкәтлири йәр баһасини хитай әмәлдарлар билән йәң ичидә содилашқандин кейин, даириләрниң деһқанларниң қолидин йәрни мәҗбурий тартип алғичә болған арилиқтики вақит вә аваричлиқни сәврчанлиқ билән өткүзмәктә. Әмәлдарлар хитай ширкәтлиригә сатқан йәрләрни деһқанларни алдап алалмиғандин кейин, сотни вастә қилип қоллинип, аталмиш қануний йол - сот һөкүми арқилиқ деһқанларни мәҗбурий бойсундурушқа урунса, буму карға кәлмисә, сақчиларни ишқа селип, қаршилашқучиларни җазалаш арқилиқ мәқситигә йәтмәктә.

Ғулҗида сақал қойған әр вә личәк артқан аялларни тәхирсизлик билән издәп - теипп җазалаватқан сақчилар, байкөлдә деһқанларниң буғдайлирини ағдурувәткән вә үзүмликлирини топиға көмүвәткән хитай көчмәнлиригә көз юммақта. Өткән айда буғдайлиқи ағдуриветилгән турғун турсунниң йениға әһвал сүрүштә қилип һазирғичә бир сақчи кәлмигән. Униң 8 мо буғдайлиқини кечидә ағдуривәткәнләр техичә байқалмиған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур елиниң қат - қат йәр асти байлиқлирини игиләш вә йөткәш билән қанаәтләнмигән хитай һөкүмити, уйғур хәлқини чәклик терилғу йәрлиридинму мәһрум қалдуруш арқилиқ, уларни әң аддий мустәқил яшаш имканлиридинму пүтүнләй мәһрум қалдурмақта; бу арқилиқ йәнә йәрлик хәлқләрни омумийүзлүк һалда хитай көчмәнлиригә яллинип вә яки хитай һөкүмитигә беқинип яшашқа мәҗбурлимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.