Хитай издәватқан абдувәли һаҗиниң хәйр-сахавәтчи икәнлики мәлум болмақта
2016.11.25
Радийомизға йолланған инкаста иниси атушта тутқун қилинған, өзи түркийәгә чиқип кәткән абдувәли һаҗиниң бир йилдин буян из-дерики йоқлуқи, униң из-дерәксизлики хитай сақчилирини биарам қиливатқан болса, униң атуштики аилә-тавабиатини әндишигә селиватқанлиқи йезилған. Мухбиримиз бүгүн абдувәли һаҗиниң кимлики вә нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат егилидуқ. Нәтиҗидә, истанбул билән үрүмчи арисида кийим-кечәк содиси қиливатқан абдувәли һаҗиниң аҗизларға ярдәм қилип келиватқан бир хәйр-сахавәтчи икәнлики мәлум болди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, биз абдувәли һаҗиниң хитай сақчилири тәрипидин немә үчүн издиливатқанлиқини ениқлаш үчүн атуштики сақчиларға телефон қилдуқ. Сақчилар бу һәқтә мәлумат бериштин өзлирини қачурди.
Абдувәли һаҗи һәққидә бизгә йолланған мәктупта, абдувәли һаҗиниң һазирға қәдәр бирәр сиясий вә иҗтимаий тәшкилатларға қетилмиғанлиқи, пәқәт бир қисим хәйр-сахавәт ишлири билән шуғулланлиқи үчүн, униң түркийә сәпиридин хитай сақчилириниң биарам болғанлиқи йәни униң түркийәдики тәшкилатлар билән һәмкарлишип қелишидин әндишә қилғанлиқи баян қилинған. Бүгүн радийомизға кәлгән йәнә бир инкаста, сақчиларниң абдувәлини түркийәдин қайтуруп әкилиш үчүн иниси ришат һаҗидин башқа йәнә, униң дадиси һаҗи аблимит вә бир һәдисиниму бурун бир мәһәл қамап қойғанлиқи тилға елинған. Бүгүн телефонимизға җаваб бәргән һаҗи аблимит, оғли абдувәлиниң сақчилар тәрипидин издилиш сәвәби вә өзиниң қамап қоюлғанлиқи һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. У пәқәт оғлиниң тиҗарәт вә хәйр-сахавәт ишлири һәққидила төвәндикичә мәлумат бәрди.
Униң дейишичә, абдувәлиниң үрүмчи, қәшқәр, атуш, маралвеши қатарлиқ җайларда 8 кейим-кечәк дукини болған. У, йетим-йесир вә мейипларға ярдәм бериш қатарлиқ бир қатар хәйр-сахавәт ишлири билән шуғулланған.
Биз абдувәли һаҗиниң нөвәттики әһвалини билип беқиш үчүн түркийәгә телефон қилдуқ. Истанбулдики пишқәдәм уйғур паалийәтчилиридин һамут көктүрк әпәнди, нөвәттә истанбулда уйғурлар саниниң көпийип кәткәнликини, шуңа бундақ бир кишиниң кимлики вә иш-излиридин хәвәрсизликини ейтти.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, радийомиз йеқинда елан қилған бир хәвәрдә, уйғур районидики сақчиларниң нөвәттә уйғурлар ичидики хәйр-сахавәтчиләргә қарита көзитишиниң сәзгүрләшкәнлики вә уларни уҗуқтурушқа өткәнлики мәлум қилинған. Абдувәли һаҗиниң из-дерәксизлики вә униң аилисиниң нөвәттики әһвали әнә шу хил вәзийәтниң җиддийликидин бишарәт бәрмәктә.