Америка дөләт мәҗлисиниң бир комитети бейҗиңни уйғурларниң аптономийә һоқуқиға әмәл қилишқа чақирди
2013.12.11
Америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң ортақ башқурушидики хитай комитети чаршәнбә күни 2013-йиллиқ доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ тәрәққиятиниң өткән бир йиллиқ әһвалиға баһа бәрди.
Доклатта илгири сүрүшичә, 2013-йили хитайниң ипадә әркинлики, йиғилиш, диний әркинлик, компартийиниң һоқуқини контрол қилиш, қанун билән идарә қилиш қатарлиқ җәһәтләрдики әһвалида илгириләш болмиған. Униң үстигә, уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң әһвали давамлиқ начарлашқан.
Америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң ортақ башқурушидики хитай комитети америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисигә тәвсийә берип, америка дөләт мәҗлиси вә обама һөкүмитидин тибәт вә вә уйғур аптоном районида муқимсизлиқ давамлишидиғанлиқи, хитайни әгәр у өзиниң асаси қанунидики миллий аптономийә вәдисидин давамлиқ чәтнисә, вәзийәтниң техиму яманлишидиғанлиқи һәққидә агаһландурушни тәләп қилған.
Доклатта йәнә, хитай қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини алған, тәрәққият сиясити йолға қойған болсиму, бирақ аз санлиқ милләтләрниң қарар чиқиришқа қатнаштурулмиғанлиқи, уларниң мәдәнийәт, тил вә диний кимлики қоғдалмиғанлиқини әскәртип, хитайни техиму кәң даирилик демократик тәдбирләрни елип, тибәт вә уйғурларниң пикри, қиммәт өлчимини нәзәргә елишқа, уларниң тил, мәдәнийәт вә диний етиқадиға һөрмәт қилишқа риғбәтләндүрүшкә чақирған.
Америка комитети бу тәклипләрни өзиниң чаршәнбә күни елан қилған 2013-йиллиқ доклатида оттуриға қойди. Доклатта, 2013-йили уйғур аптоном райониниң кишилик һоқуқ вәзийити давамлиқ начарлашқанлиқи әскәртилип, хитай мәркизи вә йәрлик даирилириниң уйғур аптоном районида муқимлиқ, бихәтәрлик һәрикитини қанат яйдуруп, бихәтәрлик контроллуқини қаттиқ қоллуқ билән йүргүзгәнлики, паалийәт вә ипадә әркинликигә чәклимә қойғанлиқини билдүргән.
Доклатта көрситишичә, районда бу йил әтияз вә язда йүз бәргән қанлиқ тоқунушлар хитайниң уйғур аптоном районидики миллий сиясити мәғлуп болғанлиқ һәққидики гуманларни пәйда қилған. Йәнә, омумйүзлүк өй ахтуруш, диний шәхсләрни назарәт қилиш, тинч ибадәт билән шуғулланған уйғур диндарлирини нишанға елиш районда җиддийликни өткүрләштүрүвәткән.
Районниң иқтисадий тәрәққиятини тезлитишкә әгишип, иқтисадий, иҗтимаий, мәдәнийәт җәһәтләрдики тәңпуңсизлиқ, бу хил тәрәққиятниң тил вә мәдәнийәткә көрситидиған тәсири қатарлиқ амиллар уйғурларни шундақла райондики башқа аз санлиқ милләтләрдә әндишә қозғиған.
Доклатта йәнә, хитайниң уйғур аптоном районида бихәтәрликкә селинмини көпәйтип, бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәнлики, униң 2012-йили аммиви бихәтәрликкә бир йерим милярд доллар аҗритип, селинмини 23% ашурған болсиму, бирақ бәзи көзәткүчиләр униң районда елип барған муқимлиқни қоғдаш, террорлуққа қарши туруш һәрикитидә қолланған методини зораванлиқ вә зәрәрлик, дәп тәнқид қилғанлиқини билдүргән.
Бу йил районда йүз бәргән тоқунушларни мисалға елип, бу тоқунушларда нурғун адәм өлгәнликини, хитай һөкүмити бу йил 23-апрел күни йүз берип, 21 адәм өлгән “сериқбуя вәқәси” ни террорлуқ, дәп елан қилған болсиму, бирақ бәзи чәтәл ахбарат васитилириниң, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хәвәр вә доклатлирида, вәқәниң “террорлуқ” дәп бекитилиши соал пәйда қилғанлиқини илгири сүргән.
Бир кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң ейтқанлиридин нәқил кәлтүрүп, униң вәқәни даириләрниң өй ахтуруши кәлтүрүп чиқарған, дегәнликини алаһидә әскәртип өткән.
Доклатта, 26-июн “лүкчүн вәқәси” һәққидә тохтилип, 35 адәм өлгән вәқәдә турпан ислам җәмийити рәиси абдуреһим дамолламниң вәқәни бастурушни қоллиғанлиқи сәвәблик өлтүрүлгәнликини билдүргән.
Бирақ бәзи чәтәл ахбарат васитилириниң вә кишилик һоқуқ органлириниң һөкүмәт елан қилған бу вәқәниң тәпсилати вә алақидар санлиқ учурларни“гуманлиқ” дәп қариғанлиқини әскәртип, хитайниң бастуруш сиясити районда қанлиқ вәқәләрниң йүз беришидә роли, дәп қаралғанлиқини тәкитлигән.
Доклатта йәнә, америка диалог фонди җәмийитиниң доклатини нәқил кәлтүрүп, бу йил уйғур аптоном районида дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш билән әйиблинип сотланғанларниң нисбити азайған болсиму, бирақ бу районда мәзкур җинайәт билән әйиблинип сотланғанларниң пүткүл хитайға нисбәтән пәвқуладдә көплүки диққәт қозғайдиғанлиқини билдүргән.
Диалог фонди җәмийити йеқинда елан қилған доклатида, уйғур аптоном райони хитайдики дөләт хәвпсизликигә тәһдит селиш билән әйиблинип сотланған мәһбусларниң 75 пирсәнтини игиләйдиғанлиқини билдүргән иди.
Доклатта көрситишичә, хитайниң уйғур аптоном районида кәң көләмлик тәрәққият пиланини йолға қойған болсиму, бирақ аз санлиқ милләт аһалилириниң йәр мүлкини тартивелиш вә чеқиш һадисилириниң көпәйгәнлики, уларниң мәдәнийәт әнәнилирини қоғдаш җәһәттики тәдбирләрниң йетәрсизлики хәлқара көзәткүчиләрдә әндишә пәйда қилған.
Доклатта көчмәнләр мәсилиси һәққидә тохтилип, бу мәсилә уйғур елидә миллий зиддийәтни җиддийләштүрүватқан сәвәбләрниң бири икәнликини оттуриға қойған. Көчмәнләрниң йеқинқи йиллардин буян уйғур аптоном райониға давамлиқ көчүп келип олтурақлишиши бәзи районларда миллий мунасивәтни өткүрләштүрүп, уйғур аһалилиридә йәр һоқуқи вә хизмәткә орунлишиш мәсилисидики әндишиләрни күчәйткән. Районниң тәрәққияти өткән бир йилда районға техиму көп көчмәнләрни җәлп қилған.
Көчмәнләр дөләт программиси вә башқа өлкиләрниң ярдимидә уйғурлар көп санлиқни игиләйдиған җәнубтики районларға келип олтурақлашқан. Буниңға әгишип уйғурларда һөкүмәтниң уларға тәәллуқ йәр-земинларни тартивелиш әндишиси күчәйгән. Уйғурлар һөкүмәтниң уйғурларға тәәллуқ йәр-земинларни әрзан баһада өткүзүвелип, хитай алғучиларға юқири баһада сетиватқанлиқи, һөкүмәтниң йәнә хитай көчмәнлиригә қошумчә ярдәм берип, уларниң техиму көп йәр сетивелишиға имканийәт яритип бериватқанлиқидин шикайәтчи икәнликини билдүргән.