Хитай даирилири мәһәллә комитет хадимлириғиму қорал сәпләп бәрмәкчи
2013.05.01
23 - Април сериқбуя вәқәсидә, аилиләргә кирип тәкшүрүш елип бериватқан 15 нәпәр мәһәллә кадирлири вә чарлаш хадимлириниң аталмиш террорчилар тәрипидин өлтүрүлгәнлики баян қилинди. Буниң билән мәһәллә аһалиләр комитетиниң аилиләргә қаратқан чарлаш тәкшүрүш һәрикити вә мәһәллә кадирлири диққәтни тартти.
Серқбуядики вәқәдин кейин уйғур елидә омумйүзлүк бихәтәрлик, муқимлиқ хизмитини күчәйтиш буйруқи билән әмгәкчиләр байримиға қаримай нөвәттә асаси қатламдики мәһәллә кадирлириниң бу хил тәкшүрүш чарлаш хизмити йәниму җиддий һаләткә өткән. Даириләр, гуманлиқ хәтәрлик дәп қариған җайлардики мәһәллә кадирлириға қорал сәпләп беришни бекиткән. Даириләрниң алаһидә бихәтәрлик тәдбирлири, май байримида җиддий вәзийәт шәкилләндүргән болуп амма буни“5 - июлдин кейинки йәнә бир қетимлиқ җидди һаләт” дәп тәриплиди. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрәниң уйғур дияридин игилигән мәлуматлири диққитиңларда болсун.
Уйғур елиниң тинчлиқ торида берилгән хәвәрләргә қариғанда, 23 - април сериқбуя вәқәсидин кейин пүтүн уйғур ели миқясида асасий қатламлардики мәһәллә иш башқуруш вә аһалиләр хизмәт понкитлирида бирдәк муқимлиқни қоғдаш, бихәтәрликни күчәйтиш тәдбирлири җиддий йолға қоюлған. 1 - Май хәлқара әмгәкчиләр байрими мунасивити билән бу һәптидин башлап мәктәп вә мәмурий орунлар, завут карханилар бирдәк бир һәптилик дәм елишқа қоюп берилгән болсиму, барлиқ идарә - органларда 24 саәтлик бихәтәрлик муқимлиқни қоғдаш, поста туруш орунлаштурулған. Шәһәр наһийә базарларда сақчилар қәрәллик чарлашни йолға қойғандин башқа һәр қайси мәһәллә иш башқармилиридики һөкүмәт хадимлири мәмурилар нөвәтчиликкә орунлаштурулған.
“тинчлиқ” тордики буниңға даир хәвәрләрдә, май байрам мунасивити билән үрүмчидә һәр қайси мәһәллә аһалиләр комитетлириға, сақчи, хәлқ әскири, һөкүмәт хизмәтчи хадимлири болуп 10 миң нәпәр хадим муқимлиқ хизмити үчүн һәрикәтләндүрүлгән. Үрүмчи юқири пән техникилиқ тәрәққият районидики 8 мәһәллә комитетлири җиддий һәрикәтлиниш гурупплирини қуруп, амма билән вәқә көрүлсә яки гуманлиқ кишиләр байқалса дәрһал даириләрни хәвәрләндүридиған учур алақә торини қуруп, башқуруш вә көзитишни күчәйткән. Мәһәллиләр бойичә җиддий вәқәләргә қарши маневирларни елип барған.
Үрүмчи 35 аһалә кочиси иш башқуруш пункитида җиддий йиғин ечилип, май байримидики бихәтәрлик муқимлиқни қоғдашқа һәр бир аилиниң бир биригә мәсул болиши, һәр он аилигә бир аилиниң мәсул болуш түзүмлирини орнатқан.
Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт май байрамниң алдида һәр қайси мәһәллә комитетлириниң тәкшүрүш чарлаш хизмитини қулайлаштуруш үчүн мәхсус 121 аптомобил сәпләп бәргән болуп буниң 60и уйғурлар зич олтурақлашқан тәңритағ райониға, қалғанлири асаслиқи мурәккәп дәп қаралған мәһәллиләргә сәпләп берилгән. Пүтүн үрүмчи шәһридә 570 мәһәллә аманлиқ ишханиси болуп, даириләр бир мәһәллидә бир аманлиқ сақчиси болуш, мурәккәп мәһәллиләрдә икки вә униңдин көп болуш принсипи бойичә мәһәллә иш башқармилириға сақчи хадимларни сәплигән.
26 - Април үрүмчидә чарлаш хизмити җиддий йиғини чақирилип май байримидики дәм елиш мәзгилидә давамлиқ адәм топлишидиған җайлар, кочилар, аммиви сорунларға қарита чарлаш қетим санини күчәйтиш, күндилик қәрәллик чарлаштин башқа вақитларда җиддий вәқәләргә қарши тәдбир елиш мәшқи қилиш орунлаштурулған.
26 - Април үрүмчи хоңда мәһәллә комитети йиғин чақирип, 50 тин артуқ кадир вә һөкүмәт хадимлириға мәһәллидики көчмә нопусларға болған назарәтни күчәйтиш, сирттин келип өй иҗарә еливатқанларниң архиплирини қайтидин рәтләп, аилиләргә кирип тәкшүрүш елип берип һәр бир аилидики һәр бир адәмниң әһвалини толуқ вә ениқлаш вәзиписи бәргән.
Үрүмчи тәңритағ районидики уйғурлар зич олтурақлашқан мәлум мәһәллә комитетиға телефон қилдуқ, гәрчә бу вақит үрүмчидә 1 - май байрими йерим кечә вақти болсиму кечилик нөвәтчиликтә туриватқан бир аял хадим, мәһәллә хадимлириниң байрамлиқ дәм елишқа қоюп берилмигәнликини аилиләргә кирип тәкшүрүш чарлашни давламлаштуриватқанлиқини ейтти вә байрамда хадимларниң бурунқидинму көпәйтилгәнликини билдүрди :
Йәкәндә бир уйғур зияритимизни қобул қилип, чарлаш күчәйтилгәнликини мәһәллә хадимлириниң аилиләргә кирип тәкшүрүп туруватқанлиқини билдүрди:
Хотәндә бир хитай көчмән сериқбуя вәқәсини аңлимиғанлиқини,бу җайға көчүп кәлгәндин кейин сақчиларниң даим чарлап йүрүшлиригә көнүп қалған болсиму лекин йеқинқи күнләрдә вәзийәтниң илгирикидинму җиддийлишип қалғанлиқини билдүрди:
Қәшқәр шәһәр маралбеши йеңибазар мәһәллә башқармисиниң партийә ячейка секритари, һөкүмәтниң йеңи уқтуруши бойичә бундин кейин мәһәллә хадимлири аилиләрни тәкшүрүш хизмитидә алаһидә еһтиятчан болидиғанлиқини, мәһәллиләрдә,адәттики аилиләргә һөкүмәт хадими, мәһәллә он башидин башқа хәлқ әскири кирип тәкшүрсә, алаһидә нуқтилиқ аилиләргә бир нәпәр сақчи шундақла қораллинип тәкшүрүш елип баридиғанлиқини ашкарилиди:
Хитай һөкүмити 5 - июл вәқәсидин кейин мәһәллә башқармилирини тәсис қилип, һәр бир аилиниң әһвалини игиләш, көчмәнләрни башқуруш, һәр он аилигә бир он беши тәйинләп, қатму қат мәсулийәт түзүми билән башқурушни йолға қойған, буниң билән аилиләргә мәһәллә һөкүмәт хадимидин башқа, коча иш башқарма хадими, чарлиғучи, хәлқ әскиридин тәркип тапқан бир гуруппа тәкшүрүш әтритини қәрәллик әвәтип қәрәллик тәкшүрүп чарлап туруш түзүмини орнатқан иди. Април сериқбуйида вәқә йүз бәргәндин кейинла, уйғур аптоном райони парткоминиң секритари җаң чүншән җиддий һалда кадирлар йиғини чақирип, уйғур аптоном райони бойичә муқимлиқ хизмити орунлаштурған иди, у бир тәрәптин бихәтәрлик муқимлиқни қоғдашта сиңип киришиниң алдини елишни күчәйтсә йәнә бир тәрәптин асасий қатлам аппаратлирини мукәммәлләштүрүш болупму мәһәллә комитет хадимлириниң хизмәт актиплиқи вә хизмәт унумини күчәйтишни алаһидә тәкитлигән иди.