Шиветсийәдики уйғурлар намайиш қилип, хитайниң һәрбий парахотлириға наразилиқ билдүрди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2015.10.05
xitay-elchixanisi-aldi-3-oktebir.jpg Уйғур маарип уюшмисиниң орунлаштуруши билән ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2015-Йили 3-өктәбир, шиветсийә.
RFA/Éhsan

Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғурлар 3-өктәбир күни хитай һөкүмитиниң шәрқи түркистанни ишғал қилғанлиқиниң 66 йиллиқи, “уйғур аптоном райони” қурулғанлиқини җакарлиғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән, маарип уюшмисиниң орунлаштуруши билән ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиш өткүзди.

Намайишчилар қоллириға шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи билән “хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәтсун”, “шәрқий түркистанға мустәқиллиқ”, “террорчи хитай”, “хитайлар дуняға тәһдит” дегәндәк хәтләр бесилған лозункиларни көтүрүшүп, өзлириниң хитайға болған ғәзәп-нәпритини ипадиләп һәрхил шоарларни товлашти.

Намайишта шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи абдуллаһ әһәт, тәшкилатқа вакалитән хитай даирилириниң шәрқий түркистанда елип бериватқан дөләт террорлуқи һәрикәтлирини әйибләп йезилған шведчә баянатини оқуп өтти һәмдә намайиш қатнашқучилириға давани үзүлдүрмәй давамлаштуруш һәққидә нутуқ сөзлиди. Кейин тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсули өмәр мәхсум пидакарлиқ көрситиш һәққидә тохталди.

Намайиш давамида йәнә, уйғур комитетиниң баш катипи қурбанҗан, уйғуристан мәшрипиниң йигит беши данияр әпәнди, яшлар вәкили илғар илһамлар өз тәсиратини ипадә қилди. Ахирида зияритимизни қобул қилған уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи абдулла әһәт бу қетимлиқ намайишниң мәқсити вә паалийәт тәпсилати һәққидә тохталди.

Хитайниң 3 данә һәрбий парахоти шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмдики слуссун портиға йетип кәлгәнликидин хәвәр тапқан намайишчилар, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини көтүргиничә, хитай парахотни зиярәт қилиш үчүн кәлгән миңларчә кишиләр топлашқан парахот йениға берип, хитайға болған наразилиқини тинч шәкилдә ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.