Көзәткүчиләр хитайдики мусулманларға қаритилған пәрқлиқ муамилә үстидә тохталди
2016.07.23

Йеқиндин буян хитай һөкүмити чәтәлләргә қарита уйғурларниң диний һоқуқлириниң капаләткә игә икәнликини илгири сүридиған тәшвиқатлирини күчәйтишкә башлиған иди. Әмма уйғур кишилик һоқуқ программиси вә шуниңдәк чәтәл мәтбуатлириниң мухбирлири бу һәқтә елан қилған мақалилиридә бирдәк, уйғур елидики вәзийәтниң тәшвиқ қилинғанниң әксичә икәнликини, хитайниң ичидики туңган мусулманлири билән уйғур мусулманлириға пәрқлиқ муамилә қилиниватқанлиқини билдүрмәктә.
Йеқинда “оттура шәрқ хәвәр һәптилики” дә елан қилинған “хитайдики мусулманлар - әҗдиһа вә һилал ай” мавзулуқ мақалә хитайдики диний әркинлик вәзийитиң хитай һөкүмити тәшвиқ қилғанниң әксичә икәнликини көрситилгән мақалиләрниң бири.
Мәзкур хәвәр мақалисидә уйғур мусулманлириниң кимлики вә уларниң вәзийити мисаллар арқилиқ наһайити ениқ йорутуп берилгән. Униңда хитайдики мусулманлар дегән сөзгә алаһидә изаһат берилгән һәмдә хитайда мусулманларниң пәқәт диний кимликини ипадә қилмайдиғанлиқи, униң һәм миллий кимликини ипадә қилидиғанлиқини, хитайда туңганлардин башқа йәнә уйғур, қазақ, татар, қирғиз вә өзбек, таҗик қатарлиқ мусулман милләтләрниңму барлиқи һәққидә чүшәнчә берилгән вә мундақ дәп баян қилинған: “техиму чоңқурлап чүшәндүрүштин бурун, шуниси ениқ болуш керәкки, хитайдики мусулманларниң һәммисила қейин әһвалда әмәс. Дөләтниң зәрбисигә учраватқанлар пәқәтла шинҗаң уйғур аптоном районида яшайдиған уйғурлардур... Шинҗаңда яшайдиған уйғурлар хитай асасий қанунида һәммә кишиниң айримичилиққа учримиған асаста динға ишиниш әркинлики мәвҗут, дәп бекитилгән туруқлуқ пәқәтла ислам диниға ишәнгәнлики үчүнла зиянкәшликкә учраватқанлиқини билдүрмәктә. Шинҗаңниң мурәккәп тарихи бәлким хитай һөкүмитиниң сиртниң тәсиридин әндишә қилишини кәлтүрүп чиқарған болуши мумкин. Илгири нами ‛шәрқий түркистан‚ болған бу җай хитайға әмәс, бәлки оттура асияға тәвә иди. 15 Милйон нопусқа игә дейиливатқан бу кишиләр өзигә хас мәдәнийәткә игә.”
Мәзкур гезитниң исмини ашкарилашни халимиған мухбири уйғур елини зиярәт қилған болуп, у рамизан мәзгилидә қәшқәрни зиярәт қилиш давамида хитай һөкүмити дәватқанниң әксичә уйғур дөләт кадирлири, оқуғучи - оқутқучиларниң рози тутушиниң чәкләнгәнликини, ашханиларниң ечишқа мәҗбурланғанлиқини көргән.
Америкилиқ туңган мусулманлиридин болған вә һазир нәнҗиң университетида антропологийә дәрси еливатқан камла синтуң ханим “оттура шәрқ хәвәр һәптилики” гә қилған сөзидә хитайда мусулманларға бесим қилишниң асасән уйғур мусулманлири биләнла чәклинидиғанлиқини ейтқан.
У йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур елигә нурғун хитай көчмән йөткигәнликини, уларниң у йәрдики юқири маашлиқ яхши иш орунлирини игиләп кәткәнликини, һөкүмәтниң уйғурларниң мәктәп вә дөләт органлирида рози тутушини чәкләйдиғанлиқини, бурут - сақаллиқ әрләрни вә яғлиқ чәгкән аялларни аммиви қатнаш васитилиригә чиқармайдиғанлиқини ейтип бәргән.
Америкидики фростбург университетиниң хитай ишлири мутәхәссиси, профессор ма хәййүн әпәндиму бизгә қилған сөзидә, уйғур елидә сақчи вә кадирларниң мәсчитләргә кирип адәм тутуш, хәлқниң өйлиригә кирип адәм тутушидәк бундақ әһвалларниң пәқәтла уйғур елидә йүз беридиғанлиқини, буниң ичкиридики чиңхәй вә гәнсуға охшаш өлкиләрдә йүз беришиниң мумкин әмәсликини билдүрди.
У хитай һөкүмитиниң уйғур елидә динни бундақ қаттиқ контрол астиға елишиниң ички вә ташқи амиллири барлиқини билдүрди. У сөзидә, оттура асия дөләтлири мустәқил болғандин кейин хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бөлгүнчиликкә қарши туруш, дөләтниң бирликини қоғдашни асасий нишан қилип туруп сиясәт йүргүзгәнликини, буниң билән уйғур елидики әмәлдарларниң “террорлуққа қарши туруш” дегән нам астида қаттиқ сиясәтләрни иҗра қилип, вәзийәтни техиму кәскинләштүрүватқанлиқини билдүрди.
Һазир нәнҗиңдә туруватқан америкилиқ туңган мусулманлиридин болған камла синтуң ханим “оттура шәрқ хәвәр һәптилики” гә қилған сөзидә, йеқиндин буян гәнсу қатарлиқ туңганлар көп яшайдиған җайларда уйғур мусулманлири учраватқан сиясәтләрниңму аста - аста тәсирлириниң көрүлүшкә башлиғанлиқини, әмма буни йәнила уйғурлар учраватқан бесим билән селиштурушниң мумкин әмәсликини ейтқан.
Дәрвәқә алдинқи күни хитай дөләт рәиси ши җинпиң ниңшядики туңган мусулманлирини вә уларниң мәсчитлирини зиярәт қилип, милләтләр иттипақлиқини тәкитлигән һәм улардин партийиниң дин сияситидә чиң турушни тәкитлигән иди.
Әйни чағда пикри билдүргән бир қисим көзәткүчиләр ши җинпиңниң хуй мусулманлириға қилған алаһидә зияритигә диққәт қилип, буни һөкүмәтниң туңган мусулманлириниң радикаллишишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқиниң ипадиси, дегән иди.
Америка уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗафиски болса сөзидә, хитай һөкүмитиниң диний сиясәтлириниң һәммә кишигә охшаш болуши керәкликини тәкитлиди.
У сөзидә: “хитай һөкүмитиниң йеқинда ‛ақташлиқ китаб‚ елан қилиши бир һесабта уларниң бесим астида қалғанлиқини көрситип бериду. Шуңа улар хәлқараға ‛қараңлар, мана биздә диний әркинлик бар‚ дәп өзлирини испатлашқа мәҗбур болди. Бирақ, пәқәт бир қисим кишиләр диний әркинликтин бәһримән болғанлиқи үчүнла дөлитимиздә дин капаләткә игә дейәлмәйсән. Хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң қанунлирида һәммә кишиниң динға ишиниш әркинлики бар, дәп бекитилгән. Хитай һөкүмити пәқәт айрим кишиләргила диний әркинлик берип, қалғанлирини чәклисә болмайду, деди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиму бу айниң бешида йәни роза һейтниң 1 - күни баянат елан қилип, хитай даирилириниң 30 күн рамизанда уйғур мусулманлириниң роза тутуши вә әркин ибадәт қилишиға чәклимә қойғанлиқини тәнқид қилған иди.
Баянатта, америка диний әркинлик комитетиниң рәиси томас рес, хитайниң хизмәтчиләр, оқутқучи - оқуғучилар вә балиларниң роза тутуши вә ибадәт қилишини чәклигәнликини тәнқидләп, “хитай һөкүмити өз хәлқиниң диний әркинликини рәт қилиш арқилиқ өзиниң асаси қануни вә хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә хилаплиқ қилди” дегән.