Хитай өктичилири: “уйғурларға қаритилған етник бастурушқа қарши туруш инсанлиқ мәҗбурийәттур”

Мухбиримиз меһрибан
2018.08.14
Xitay-demokiratchi-xu-ping-305 Сүрәттә, бейҗиң баһари жорнилиниң баш муһәррири сийасий анализчи ху пиң әпәнди.
Сүрәтни ху пиң әпәнди тәминлигән.

Хәлқарада тонулған хитай өктичи зиялийлиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиниң башчилиқида, ваң дән, тең бияв, яң җйәнли, сав яшө, шя миң, шең шөй қатарлиқ 45 киши 10‏-авғуст күни очуқ хәт елан қилип, хәлқара җәмийәтни вә хитай хәлқини хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан зораванлиқ сиясәтлиригә сүкүт қилмаслиққа чақирди шундақла хитай һөкүмитидин уйғур районидики йиғивелиш лагерлирини дәрһал тақашни тәләп қилди.

Очуқ хәттә хитай даирилириниң уйғур аптоном районида кәң көләмлик аталмиш “сиясий тәрбийәләш мәркәзлири” ни қуруп, уйғур, қазақ, туңган қатарлиқ мусулман хәлқләрдин аз дегәндә бир милйондин артуқ кишини қанунсиз тутқун қилип, йиғивелиш лагерлириға вә түрмиләргә қамиғанлиқи қаттиқ әйибләнгән.

Мәзкур очуқ хәтни әң дәсләп тәшәббус қилғучи ху пиң әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип, уларниң мәзкур очуқ хәтни елан қилишиға бүгүнки уйғур дияриниң еғир вәзийитиниң сәвәб болғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң һөкүмранлиқи астидики шинҗаң уйғур аптоном районида кишилик һоқуқ вәзийити кишиниң тәсәввуриға сиғмиғудәк дәриҗидә яманлашти. Биз мана мушундақ бир пәвқуладдә шараитта бизниңму авазимиз чиқиши керәк дегән ортақ тонушқа кәлдуқ.”

Мәзкур очуқ хәттә уйғур дияриниң җай-җайларға қурулған лагерларниң әһвали баян қилинип, мундақ дейилгән: “бу җайларға соланған уйғур қатарлиқ мусулман хәлқләр қизил нахша ейтиш, хитай тили өгиниш, ши җинпиң идийәсини ядлаш, чошқа гөши йейиш, һарақ ичиш вә бәзи намәлум дориларни ичишкә мәҗбурланмақта. Шаһитлар бу лагерларда хорлаш вә тән җазасиниң омумйүзлүк мәвҗут һадисә икәнликини билдүрмәктә. Кишиләрниң тән җазаси сәвәблик өлүп кетиватқанлиқиға даир хәвәрләр арқа-арқидин тарқалмақта.”

Очуқ хәттә йәнә хитай коммунист һөкүмитиниң райондики қатму-қат назарәт системиси тәнқидлинип, мундақ дейилгән: “хитай һөкүмәт даирилири районда сақчилар вә юқири техникилиқ тәқиб қилиш системисини омумлаштуруш арқилиқ уйғурларниң күндилик турмушиға қәдәр контроллуқ шәкилләндүрүп, бу районда дунядики әң қаттиқ ‛сақчи дөлити‚ ни қуруп чиқти. Уйғур миллити мәдәнийәт җәһәттә вәйран қилиниш, һәтта һаят-маматлиқ кризисқа дуч кәлмәктә. Биз хитай компартийәсиниң бу вәһший зораванлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүримиз. Уйғурларға қаритилған сиясий бузғунчилиқниң тохтитишни, ‛тәрбийәләш лагерлири‚ ни тақашни, илһам тохти, ғәйрәт нияз қатарлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқни қоғдашни тәләп қилимиз.”

Ху пиң әпәнди сөзини давамлаштуруп, нөвәттә хитай һөкүмитиниң “террорлуққа зәрбә бериш” намида уйғурларға қарита пүткүл милләт бойичә тутқун қилиш, бастуруш, һәтта пүткүл милләт бойичә тәқиб қилиш дәриҗисидики дөләт террорлуқ сияситини йүргүзүватқан вәзийәткә пүтүн дуняниң җиддий диққәт қилиши лазимлиқини оттуриға қойди. Болупму хитай һөкүмитиниң бу хил зораван сияситиниң мәқситини йеқиндин билидиған хитай зиялийлири вә өзидә һәққанийәт туйғуси бар дәп қариған һәрқандақ бир кишиниң уйғурлар учраватқан зулумларға сүкүт қилмаслиқни өз мәсулийити дәп билиши керәкликини тәкитлиди.

Мәзкур очуқ хәткә имза қойғучилардин америкидики ню-йорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профессори, хитай вәзийәт анализчиси шя миң әпәндиму зияритимизни қобул қилип, өзиниң алди билән бир инсанлиқ мәсулийитини ада қилиш роһи билән мәзкур очуқ хәткә имза қойғанлиқини билдүрди: “биз хитай зиялийлири болуш сүпитимиз билән көрүватимизки, ху пиң, тең бияв қатарлиқ бир түркүм хитай зиялийлири уйғур, қазақ қатарлиқ уйғур аптоном районидики йәрлик хәлқләрниң бастурушқа учраватқанлиқиға қарита наразилиқ билдүрүшкә чақириқ қилди. Биз мәсилиниң еғирлиқини һес қилдуқ вә бу очуқ хәткә имза қойдуқ. Чүнки бу җайда зиянкәшликкә учраватқанлар интайин көп, һәтта даириләр һазир бу җайда пүткүл милләткә қарита бастуруш елип бериватиду дейишкиму болиду.”

Шя миң әпәнди йәнә хәлқара таратқулардики хәвәрләрдә райондики бастурушниң нәқәдәр еғирлиқини һес қилиш мумкинликини тәкитлиди: “биз хәвәрләрдин шаһитларниң хитай һөкүмитиниң райондики бастуруш сиясити һәққидики әһвалларни аңлидуқ. Өз бешимиздин кәчүргән қисмәтлиримизгә асасән уйғурлар учраватқан етник қирғинчилиқ вәзийитиниң нәқәдәр еғирлиқини билимиз. Уйғурларға қаритилған бастуруш хитайдики һәрқандақ бир җайдинму еғир. Уйғурлар һазир пүткүл милләт бойичә бастурулуш вәзийитигә дуч кәлмәктә. Хитай һөкүмити һазир уйғурларни ‛дөләтниң дүшмини‚ дәриҗисидә бастуруватиду. Бу толиму қорқунчлуқ бир әһвал. Уйғурлар җаза лагерлириға түркүм-түркүмләп қамиливатиду, улар һазир әркинликидин пүтүнләй мәһрум қилинди. Шуңа биз бундақ әһвалға әмди сүкүт қилмаслиқимиз, уйғурлар учраватқан тил, етиқад, мәдәнийәт җәһәттики хитайлаштуруш, һәтта қирғин қилиниш вәзийитигә қарита авазимизни чиқиришимиз, һәққанийәт туйғумизни ипадилишимиз вә бир инсанлиқ мәсулийитимизни ада қилишимиз керәк, дәп ойлаймән.”

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилип, ху пиң қатарлиқ хитай өктичи зиялийлириниң мәзкур очуқ хәт арқилиқ өзлириниң һәққанийәт туйғусини ипадилигәнликини билдүрди.

Илшат һәсән әпәнди баянида мәзкур очуқ хәтниң хитай чоң қуруқлуқи ичидики хитай зиялийлири вә хитай хәлқи үчүнму үлгә болидиғанлиқини тәкитлиди.

Мәзкур очуқ хәттә йәнә чәтәлләрдики хитай өктичилириниң уйғурларниң хитай компартийәси һакимийитигә қарши һәққаний күрәшлирини қоллайдиғанлиқи билдүрүлгән. Очуқ хәттә йәнә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң үнүмлүк тәдбир қоллинип, хитайға бесим ишлитиши шундақла б д т ниң уйғур аптоном райониға адәм әвәттип тәкшүрүш елип бериши тәләп қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.