Муһаҗирәттики уйғур пәрзәнтлири хитайға қайтурулуш хәвпидин әндишә қилмақта

Мухбиримиз сада
2018.09.20
herbiy-saqchi-uyghur-boway.jpg Уйғур бовайниң коча чарлаватқан хитай қораллиқ әскәрлириниң йенидин өтүп кетиватқан көрүнүши. 2009-Йили 9-июл, үрүмчи.
AP

Йеқиндин буян хитайниң нәччә милйон бигунаһ уйғурларниң һәқ-һоқуқини халиғанчә дәпсәндә қилиши, уларниң күндилик турмушини тәқиб астиға елиши қатарлиқ чекидин ашқан һәрикәтлири муһаҗирәттики уйғурлар арисида һәммигә мәлум бир темиға айланди.

Униңдин башқа йәнә нурғун ата-аниларниң пәрзәнтлирини чәтәлләргә оқушқа яки саяһәткә әвәтиши сәвәблик аталмиш “қайта тәрбийәләп өзгәртиш” лагерлирида “идеологийәлик давалаш” ларни қобул қиливатқанлиқи, шу сәвәблик муһаҗирәттики техи оқушини пүттүрмигән уйғур пәрзәнтләрниң ата-анилири билән болған алақиси үзүлүп, иқтисадий вә роһий җәһәттин қаттиқ бесимға учраватқанлиқидәк мисалларму аз әмәс.

Йеқинда “лос-анҗелис вақти” гезитидә елан қилинған “чәтәлдики уйғурларниң хитайда тутқун қилинған туғқанлири билән болған алақиси үзүлди” сәрләвһилик мақалидә бир нәччә уйғурниң вәтән билән болған алақисиниң пүтүнләй үзүлүшиниң алди-кәйнидики бәзи әһваллар баян қилинип, уларниң хитай тәрипидин җаза лагерлириға соланған уруқ-туғқанлириниң нөвәттики әһвалиға қарита әндишиси йорутуп берилгән.

Мақалидә, 15 яшлиқ уйғур йигити адил әһмәдниң әһвали тунҗи болуп баян қилинған. 2017-Йили феврал ейида адил юртидики аписидин бир телефон қобул қилған болуп, у телефонда адилға дадисиниң мәлум бир аваричиликкә учриғанлиқини вә униң хитайға қайтмаслиқини тапилиған. Шуниңдин етибарән адилниң ата-аниси билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгән. Бир нәччә күндин кейин адил вәтәндики бир тағиси арқилиқ ата-анисиниң хитай сақчилири тәрипидин елип кетилгәнлики вә вәтәндә қелип қалған төт ини-сиңиллириниңму йоқап кәткәнликидин хәвәр тапқан.

Адил әһмәд билән бир қатарда йәнә һазир түркийәдә туруватқан 35 яшлиқ зибузиннәт содигири адил һәсәнму өзиниң һазирқи әһвалини қисқичә баян қилған. Адил һәсән 2015-йили сода мунасивити билән түркийәдин хитайға кәлгинидә хитай сақчилириниң сораққа тартишиға учриған. У түркийәдики мәзгилдә пәқәт хитайда қалған аяли биләнла аз-тола алақә қилған. 2016-Йилиға кәлгәндә у бир дости арқилиқ аялиниң тутуп кетилгәнликини билгән һәм үч пәрзәнтиниң өзини сақчи дәп ативалған кишиләр билән тартилған син көрүнүшини көргән.

Биз әһвал игиләш давамида мақалида баян қилинған 15 яшлиқ уйғур йигити адил әхмәтниң әһваллиридин аз-тола хәвәрдар болдуқ.

13-Сентәбир күни канада радийо ширкитиниң тор бетидә елан қилинған “канададики уйғурлар хитайға қайтурулуветиштин әндишә қиливатиду” намлиқ мақалисидә төт йил илгири аписи билән биллә америкиға келип, өткән йили ата-аниси билән канадаға олтурақлашқан 18 яшлиқ абирә исимлик бир қизниң әһвали баян қилинған.

Абирә төт йил илгири, йәни 2013-йили аписи билән америкиға кәлгән болуп, у чағда дадиси вәтәндә қелип қалған икән. Аридин бир мәзгил өткәндин кейин, абирәниң дадиси вәтәндә ағрип қалғанлиқи үчүн аписи униң һалидин хәвәр елиш мәқситидә хитайға қайтқан. Кейин вәтәндики вәзийәтниң уйғурларға интайин пайдисиз һаләттә туруватқанлиқини һес қилип, ата-аниси бирликтә канадаға йетип келип, сиясий панаһлиқ илтимаси сунған. Абирә 2017-йили өз алдиға сиясий панаһлиққа илтимас қилған болсиму, 6-айға кәлгәндә хитайға қайтурулуш уқтурушини тапшурувалған.

Биз бу һәқтә техиму тәпсилий учурларға игә болуш мәқситидә канададики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийи муһаҗирлар комитетиниң мудири мәмәт тохти әпәнди билән телефон сөһбити өткүздуқ.

Мәмәт тохти әпәнди абирәниң делоси һәққидә өзи билидиған бир қисим әһвалларни сөзләп өтти.

Биз йәнә абирәниң сиясий панаһлиқ илтимасини беҗириватқан адвокати ибраһим әпәнди билән алақилишип, мәзкур панаһлиқ илтимасиниң һазирқи әһвали һәққидә учур игилидуқ.

Биз ахирида мақалидә оттуриға қоюлған канада һөкүмитиниң “бизниң уйғурларға қарита алаһидә муамилидә болидиған программимиз йоқ” дегән баянатиға қарита мәмәт тохти әпәндиниң инкасини соридуқ. У бу һәқтә өз қарашлирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.