Хитайниң террорлуққа қарши туруш қануни кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиди
2015.02.26

Хитай хәлқ қурултийиниң даимий комитети хитайниң тунҗи “террорлуққа қарши туруш қанун лайиһиси” бәзи өзгәртишләрни киргүзди. Қанун лайиһисиниң бурунқи нусхисидики террорлуққа берилгән чүшәнчә хитай либерал қанунчилириниң пикрини қозғап, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә уйғур паалийәтчилириниң қаттиқ тәнқидигә учриған.
Хитай қануншунас җав йүәнмиң мәзкур лайиһини “бу қанунда террорлуқ билән милләтләр оттурисидики ихтилап вә охшимиған сиясий көз қараштики кишиләрниң пәрқи мәқсәтлик арилаштуруветилгән” дәп қилған иди. Лекин хитай ахбаратиниң ашкарилишичә, мәзкур қанун лайиһә чаршәнбә күни хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рәсмий музакирисигә қоюлуп, қанун лайиһисиниң террорлуққа бәргән чүшәнчисигә бәзи түзитишләр киргүзүлгән. Қанун лайиһисиниң түзитиш киргүзүлгән нусхисидики террорлуққа берилгән чүшәнчидә ой пикир яки идийә террорлуқ билән җазалиниш обйекти болуштин қалдурулған.
Лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң көрситишичә, террорлуқ чүшәнчисигә түзүш киргүзүлүп, ой пикир вә идийә террорлуқ җинайитидин чиқирилған болсиму, бирақ хитайниң террорлуққа бәргән омумий тәбиридә мәсилә бар, униң террорлуқ мәсилисидики чүшәнчиси дунядики мутләқ көп қисим дөләтләрдин пәрқлиниду
Германийә хәтәр астидики хәлқләр җәмийитиниң асия ишлири мәсули улрих делиус әпәнди мундақ деди: буни илгириләш дегили болмайду. Мениңчә нурғун һөкүмәтләр узундин бери буни муназирә қилип кәлгән. Хитай террорлуқ мәсилиси вә террорлуқниң тәбири һәққидә дуняви муназирә башланғандин буян, буни муназирә қилип келиватқанға аз дегәндә 15 йил болди. Шуниңдин бери хәлқарадики мутләқ көп қисим һөкүмәтләр хитай қурултай әзалириниң вә сиясәтчилириниң террорлуқ мәсилисидики көз қаришиға қошулмай кәлди. Хитайниң террорлуққа бәргән тәбири пүтүнләй пәрқлиқ. Униң бу қетим террорлуқ чүшәнчисигә түзитиш киргүзгәнликини чоң илгириләш, дәп қаримаймән.
Хитай һөкүмити уйғур қаршилиқ күчлириниң “җиддий террорлуқ тәһдити” гә дуч келиватқанлиқини илгири сүрүп, 2014 - йили өктәбирдә “террорлуққа қарши туруш қанун лайиһиси” ни хитай хәлқ қурултийиға сунған. Лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур илидики зораванлиқ вәқәлириниң террорлуқ һуҗуми икәнлики гуманлиқ икәнликини көрситип, хитайниң бу қанунни чиқириштики мәқситигә соал қойған иди.
Мәзкур қанун лайиһисиниң террорлуққа бәргән дәсләпки изаһатида “зораванлиқ, бузғунчилиқ вә тәһдит арқилиқ иҗтимаий паракәндилик пәйда қилиш, дөләтниң қарар чиқиришиға тәсир йәткүзүш, миллий өчмәнлик уруқи чечиш, дөләтни ағдуруш яки парчилашқа даирисидики һәр қандақ сөз, һәрикәт вә идийә террорлуқтур” дәп ениқлима бәргән.
Лекин қанун лайиһисиниң чаршәнбә күндики музакирә нусхисида террорлуққа берилгән чүшәнчә “зораванлиқ, бузғунчилиқ вә тәһдит арқилиқ иҗтимаий паракәндилик пәйда қилип, аммиви бихәтәрликкә тәһдит селиш, дөләт органлирини яки хәлқара тәшкилатларни зорлаш даирисидики һәрқандақ һәрикәт вә қоллаш террорлуқ” дәп өзгәртилгән.
Хитай һөкүмити мәзкур қанун лайиһә җуңгониң террорлуққа қарши турушини күчәйтип, хәлқниң һоқуқини қоғдайдиғанлиқи, аманлиқ күчлириниң һәрикитини қануни рамка ичидә контрол қилидиғанлиқини илгири сүргән. Лекин делиус әпәнди, мәзкур қанун шәрқий түркистандики һазирқи пикир вә ипадә әркинликини боғуш сияситини қанунлаштуруп, пикир қилишқа амалсиз қалған хәлқни техиму қаттиқ зораванлиққа мәҗбурлайдиғанлиқини агаһландурди.
У мундақ деди: террорлуққа қарши мәзкур қанун лайиһиси йеқинқи йиллардин бери болупму йеқинқи 4 - 5 айдин бери, шәрқий түркистанда йолға қоюлған барлиқ әркин учур алмаштурушни контрол қилиш тәдбирлириниң асасиға қурулған. Бу йеңи тәдбир мәзкур районда әркин учур алмаштурушқа алақидар һәр қандақ һәрикәтни тосушни мәқсәт қилиду. Хитай рәһбәрлириниң буни қанунлаштурғанлиқини мән тәсәввур қилмиған. Әпсуски бу, шәрқий түркистанниң келәчики вә һазирқи әһвалиға һәр қандақ учур алмаштуруш вә һәр қандақ муназирини чәкләп, кишиләрдики техиму яр - йөләксиз қелиш туйғусини күчәйтиду. Кишиләрдики яр йөләксиз қелиш туйғусиниң күчийиши уларни радикаллаштуриду.
Шуңа, бизниңчә бу қанун зораванлиқни техиму күчәйтиду. Чүнки кишиләр, пикир беришкә болмиса, сиясәткә һечқандақ тәсиримиз өтмисә, биз қандақ қилаттуқ, дәп сорайду. Һеч болмиса даириләр аңлимисиму, лекин кишиләрниң өз пикрини ипадилишигә бир қанал ечип қоюш башқа бир мәсилә. Болмиса бу, кишиләрни үмидсизликкә елип бариду.
Делиус әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити террорлуқ қануни чиқиришқа еһтияҗлиқ әмәс. Бәлки у, шәрқи түркистанда йүз бәргән қаршилиқ вә зораванлиқ вәқәлирини кәлтүрүп чиқарған сиясий, иҗтимаий, мәдәнийәт вә иқтисади сәвәбләрни һәл қилишқа еһтияҗлиқ.
Делиус: яқ, улар мениңчә техиму көп қанун чиқирип хәлқни қоғдашқа еһтияҗлиқ әмәс. Лекин улар техиму кәң қоллуққа, техиму көп тәтқиқат елип берип, немишқа бу кишиләр зораванлиқ вәқәлирини садир қилиду, дәп сорашқа еһтияҗлиқ. Лекин һечким бу вәқәләрниң сәвәбини тилға алғини йоқ. Немишқа бунчилик көп уйғур бүгүн үмидсизлик яшайду? немишқа бәзиләр зораванлиқ садир қилишқа башлайду? лекин улар буниң сәвәблирини сорап бақмиди. Мана бу 1 - мәсилә, дәп көрсәтти.
Мәзкур қанун лайиһиси 1 - март “күнмиң вәқәси” ниң бир йиллиқи һарписида ашундақла йеқиндин буян уйғур елидә қаршилиқ һәрикәтлири йәнә күчийишкә башлиған мәзгилдә музакиригә қоюлди. Германийә хәтәр астидики хәлқләр тәшкилатиниң көрситишичә, йеқинқи 10 күн ичидә йүз бәргән зораванлиқ вәқәлиридә аз дегән 25 адәм өлгән.
17 - Феврал, бай наһийисиниң яқаериқ йезисида йүз бәргән вәқәдә 4 сақчи, 4 пуқраси вә 9 нәпәр пидаий өлгән. 16 - Феврал, қағилиқ наһийәсидә сақчилар дада - бала икки уйғур етип өлтүргән. 13 - Феврал, гума наһийәсидә бир уйғур пидаийниң адәмбомба һуҗумида 8 сақчи өлгән иди. Хитай һөкүмити бу вәқәләрни диний радикал күчлириниң диний террорлуқ һуҗум, дәп елан қилсиму, бирақ һечқачан бу һуҗумларниң йүз бериштики сәвәби, вәқәниң тәпсилий, һуҗумчиларниң мәқсити вә чәтәл мухбирлириниң вәқә йүз бәргән районларға берип, хәвәр беришигә йол қоймай кәлгән.