Гүлруй әсқәр: “җәмәтимиздики 3 әвлад кишиләр хитайниң зиянкәшликидин қутулалмиди”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.02.28
Yarmuhemmed-tahir-tughluq-oghli-behram-yarmuhemmed.jpg Ярмуһәммәд таһир туғлуқ оғли бәһрам ярмуһәммәд. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Gülruy Esqer teminligen

Хитай һөкүмитиниң икки йилға йеқин вақит давамида 2 милйон әтрапида уйғурни лагерларға қамап, уйғурлар үстидин мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватқанлиқи күчлүк диққәт қозғаватқан, хәлқарада хитайниң уйғурларға қаратқан вәһший сиясити инсанийәткә қарши җинайәт дәп әйиблиниватқан бир пәйттә тутқун қилинған уйғур зиялийларниң тизимликидики саниму күндин күнгә ашмақта. Һәтта бир қисим уйғур зиялийлири аилилиридин бир қанчә әвладқичә лагерларға қамалғанлиқи мәлум болмақта.

Америкида яшаватқан уйғур зиялийси гүлруй әсқәр ханим өз акиси һүсәнҗан әсқәрниң бултур 4-айларда лагерға елип кетилгәнлики һәққидә гуваһлиқ бәргән иди. У йеқинда йәнә һәдиси адилә әсқәрниң оғуллиридин 1988-йили туғулған бәһрам ярмуһәммәт билән 1989-йили туғулған еһрам ярмуһәммәт иккийләнниң арқа-арқидин тутқун қилинғанлиқи һәққидә мәлумат йәткүзди.

Еһрам вә бәһрамлар уйғурларниң қәлб төридин орун алған уйғур классик әдәбияти тәтқиқатчиси, сабиқ қәшқәр педагогика институтиниң оқутқучиси мәрһум әсқәр һүсәйинниң нәврилири болуп, улар уйғурлар арисида тонулған “қутадғу билик” тәтқиқатчиси мәрһум ярмуһәммәт таһир туғлуқниң оғуллири икән.

Гүлруй ханимниң чүшәндүрүшигә қариғанда, мәрһум ярмуһәммәт таһир туғлуқ әпәндиниң кичик оғли еһрам ярмуһәммәт 2016-йилниң ахирида қолға елинған вә 10 йил кесиветилгән. 2017-Бешида чоң оғли бәһрам ярмуһәммәт “қайта тәрбийәләш мәктипи” гә елип кетилгән. Бәһрам ярмуһәммәт нәнҗиң университетиниң механика қурулуши кәспини пүттүргән, еһрам ярмуһәммәт болса шинҗаң теббий университетини пүттүргән икән. Һалбуки, улар даңлиқ алий мәктәпләрни пүттүргән турупму хизмәт тапалмиған. Ахири иккиси бирлишип үрүмчидики шинҗаң университетиниң удулида китабхана ачқан икән. Лекин буму озонға бармиған. 2016-Йилидин башлап, хитай һөкүмити уйғур тарихи вә мәдәнийитигә аит барлиқ китаб материялларни қайтидин тәкшүрүп, йиғип йоқитиш долқуни қозғиған пәйтләрдә илимхумар зиялий аилисиниң 3-әвладлири болған бу ака-иниларниң кутупханисиму тақалған. Өзлири болса хитайниң қара тизимликигә чүшкән икән.

Еһрам билән бәһрамниң дадиси ярмуһәммәт таһир туғлуқ сабиқ қәшқәр педагогика институтиниң әдәбият факултетида узун мәзгил оқутқучилиқ қилған киши болуп, 1997-йили өзи сөйгән оқутуш мунбиридин һәйдилип, өзи мустәқил һалда йезиқчилиқ вә тәтқиқат билән шуғулланған. У “қутадғу билик” тәтқиқати бойичә бир йүрүш балилар китаблири йезип, оқурмәнләрниң алқишиға еришкән. “бовам шундақ өгәткән”, “қутадғубилиг дәрсханиси” қатарлиқ 20 дин артуқ китабниң саһиби болған тәтқиқатчи ярмуһәммәт таһир туғлуқ 2012-йили 10-июн күни кесәл сәвәби билән 53 йешида аләмдин өткән.

Гүлруй ханимниң әсләп өтүшигә қариғанда, ярмуһәммәт таһир туғлуқ уйғур классик әдәбияти тәтқиқатчиси, қәшқәр педагогика институтиниң оқутқучиси мәрһум әсқәр һүсәйинниң оқуғучиси икән. Кейинчә әсқәр һүсәйинниң қизи билән той қилип, өз оқутқучиси билән бир өмүр тәқдирдаш, кәсипдаш һәмдә ата-бала болуп өткән икән.

Бир уйғур зиялий аилисидин бир қанчә әвладниң хитайниң зиянкәшликигә учришидәк мисалларниң тарихтин буян давам қилип келиватқан бир паҗиә икәнликини әскәрткән сүргүндики тонулған уйғур шаири таһир һамут әпәнди бу һәқтә пикир баян қилди. У уйғур сәрхиллириниң охшимиған дәврләрдә хитайниң йоқитиш нишаниға айлинип келиватқанлиқини, бу қетимқи кәң көләмлик тутқундиму уйғур сәрхиллириниң түркүм-түркүмләп җаза лагерлириға қамалғанлиқини, буниң бир милләткә нисбәтән ирқий қирғинчилиқниң типик бир мисали икәнликини көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.