Хитай бу йилму әркин болмиған дөләтләр қатаридин орун алди
2017.01.31

Хәлқаралиқ кишилик һоқуқ оргини әркинлик сарийи сәйшәнбә күни 2017-йиллиқ дуня әркинлик доклатини елан қилди. Һәрқайси дөләтләрниң өткән бир йил ичидики әркинлик вәзийитигә баһа берилгән бу доклатта хитай йәнә әркин болмиған дөләтләр қатаридин орун елип, хитайдики пуқраларниң сиясий һоқуқтин мәһрум һалда яшаватқанлиқи тилға елинди.
Әркинлик сарийи дуняниң омумий әркинлик вәзийитини баһалап һәр йили бир қетим елан қилидиған йиллиқ әркинлик доклатини сәйшәнбә күни елан қилди. Мәзкур органниң доклатида ейтилишичә, өткән бир йил ичидә дунядики сиясий вәзийәт түпәйлидин бәзи дөләтләрдә популизм йәни пуқраларни яқилаш вә милләтчилик идийәлиридики һәрикәтләр күчәйгән. Улар бу хил еқимларниң һәр иккилисини йәр шариви демократийә үчүн бир тәһдит, дәп көрсәткән. Буниңда әнглийәниң явропа иттипақидин айрилип чиқишни авазға қоюши, америкида доналд трумпниң президентлиқ сайлам риқабити вә явропадики һәрқайси дөләтләрдә милләтчи партийәләрниң йүксилиши һәм шундақла хитайниң җәнубий деңиздики игилик һоқуқини илгири сүрүп, хәлқара қанунларни бир чәткә қайрип қоюши қатарлиқларни мисал қилип көрсәткән.
Әркинлик сарийи оттура шәрқтә йүз бериватқан тоқунушлар вә демокрактик әлләрдә йүз бериватқан давалғушлар көпинчә һалларда дуняниң диққитини буривәткәнликтин, хитай вә русийәгә охшаш дөләтләрдики күнсайин начарлишип меңиватқан ички бесим сиясәтлириниң нәзәрдин сақит болуватқанлиқини билдүргән. Униңда хитай һәққидә мундақ дейилгән: “хитайда, ши җинпиң башчилиқидики коммунистик реҗим йеңи қанун-түзүмләр васитиси арқилиқ өзиниң интернет әркинлики, чәтәл мустәқил органлири вә дини ишларға қаратқан бесимини ашурди. Кишилик һоқуқ адвокатлири, тор бәт язғучилири, паалийәтчиләр вә динға ишәнгүчиләрни еғир җазалиди. Ши җинпиң өткән йиллар мабәйнидә һоқуқни өз қолиға мәркәзләштүрүш билән биргә, түрлүк тәшвиқат һәрикәтлири арқилиқ ғәрб демократийисини йәргә урди. Шундақла җәмийәттә һәр бир кишиниң сиясий көз қариши, иш-һәрикитигә қарап туруп ‛ишәнч номури‚ қойидиған бир хил системини шәкилләндүрүп, бу арқилиқ кишиләрниң иш-һәрикитини контрол қилишқа башлиди”
Әркинлик сарийи йәнә доклатида, хитай һөкүмитиниң хоңкоң вә тәйвән демократийәсигә көрситиватқан сәлбий тәсириниңму артиватқанлиқини тилға елиш билән биргә, униң болупму уйғур мусулманлири қечип чиқиватқан дөләтләргә уларни қайтуруп беришни тәләп қилип қиливатқан бесиминиму күчәйткәнликини билдүргән.
Хитай һөкүмити өткән йил ичидә мақуллиған бир қатар йеңи қанун-түзүмләр хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк тәнқидигә учриған. Улар, бу йеңи қанун-түзүмләрниң хитай һөкүмити йүргүзүватқан бесим сияситини қануний асасқа игә қилишни мәқсәт қилғанлиқини билдүргән. Америка уйғур кишилик һоқуқ лайиһәсиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗәски бу қанунларниң болупму уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини йәниму илгириләп дәпсәндә қилидиғанлиқини илгири сүргән иди.
Әркинлик сарийиниң доклатидин қариғанда, дунядики 7.4 Милярд нопусниң 39 пирсәнти әркин дөләттә, 25 пирсәнти қисмән әркин дөләтләрдә, 36 пирсәнти әркин болмиған дөләтләрдә яшайдикән. Хитайму әркин болмиған дөләтләр қатаридин орун алған болуп, хитайдики пуқраларниң сиясий әркинлики әң төвән номур һесаблинидиған 7 номур алған болса, кишилик әркинлики җәһәттә 6 йерим номур алған. Хитай, доклатта орун алған 198 дөләт ичидә арқидин саниғанда 15-дөләт болуп баһалинип, кишилик һоқуқи начар дөләтләр қатариға киргән. Доклатниң хитайға аит қисмидин мәлум болушичә, хитайниң омумий кишилик һоқуқ вәзийити өткән бир йил ичидә йәнә төвәнләп маңған болуп, буниңға хитайдики йеңи мақулланған интернет бихәтәрлик қануни, террорлуққа қарши туруш қануни вә шуниңдәк учур-пикир вә дини әркинликниң илгириләп қамал қилинишидәк әһваллар сәвәб болған. Болупму, хитай компартийисиниң өткән йили апрел ейида ачқан дини хизмәтләрни башқуруш һәққидики йиғини даириләрниң динға қаратқан қамални күчәйтиш һәққидә 2001-йилидин бери ачқан тунҗи йиғини, дәп көрситилгән. Униңда мундақ дейилгән: “хитай һөкүмити өткән апрел ейидики йиғин арқилиқ барлиқ дини паалийәтләр вә органларға қарита омумйүзлүк башқурушни йолға қоюп, хитайдики динни ‛җоңгочилаштуруш‚ ни пиланлаш арқилиқ хитайдики дини әркинликни йәниму қаттиқ қамал астиға алди. Һөкүмәт йәнә шинҗаң вә тибәт районида һәрбий һаләт шәкилләндүрүш арқилиқ бу милләтләргә қарита йүргүзүватқан бесим сияситиниң мәғлубийитигә қаримай уни йәнила давамлаштурмақта”.
Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ лайиһәси оргини йеқинда елан қилған доклатида, хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши туруш қануни вә паспорт йиғивелиш һәрикитини тәнқид қилған иди. Мәзкур орган өз баянатида йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң паспорт елип, чәткә чиқишиға чәклимә пәйда қилиш билән биргә, уйғур елиниң ичидиму нурғун тәкшүрүш понкитлири арқилиқ уларниң әркин саяһәт қилиш вә йөткилиш әркинликини чәкләватқанлиқини, чәтәлләргә қечип чиқип панаһлиқ тиләватқан уйғурларниң кәйнигә чүшүп уларни қайтуруп кетиш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи, 2015-йили тайландтин қайтуруветилгән 100 нәпәр уйғурниң ақивити ениқ болмаслиқ билән бирликтә йәнә 70 нәпәр уйғурниң тайландта ярдәм күтүп ятқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрниму оттуриға қойған.