14 Демократик дөләттики рай синашта хитайниң кишилик һоқуқи әң начар номур алған

Мухбиримиз әркин
2016.07.25
pew-pyu-report-doklat.jpg “пю тәкшүрүш мәркизи” ниң рай синаш доклати.
duihuahrjournal.org

Хитай рәиси ши җинпиң 2011‏-йили компартийә һоқуқини өткүзүвелип, һакимийәт сорашқа башлиған 5 йил ичидә америка, асия вә явропадики бәзи демократик әлләрдики хәлқниң хитайға болған сәлбий көз қариши күчийип, әң начар нуқтиға чүшүп қалған.

Йеқинда америкидики рай синаш орни ‏- “пю тәкшүрүш мәркизи” шималий америка, явропа, асиядики бәзи дөләтләрдә рай синаш елип берип, хәлқниң хитайға болған тонушини тәкшүргән.

“пю тәкшүрүш мәркизи”ниң елан қилишичә, рай синашқа қатнашқан 14 демократик дөләттики 60% тин артуқ хәлқ хитай һөкүмитини өз пуқралириниң кишилик әркинликигә һөрмәт қилмайду, дәп қариған.

Бу қараш фирансийә, германийә, шиветсийәдә әң күчлүк болуп, бу дөләтләрдики һәр 10 кишиниң 9 и, америкида болса 80% киши хитай һөкүмитини өз хәлқиниң кишилик әркинликигә һөрмәт қилмайду, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

“диалог” намлиқ америка кишилик һоқуқ тәшкилатиниң билдүрүшичә, нөвәттә бу дөләтләрдики хәлқниң хитайға болған тонуши 2005‏-йилдин буянқи әң төвән нуқтиға чүшүп қалған.

Юқириқи демократик дөләтләрдики хәлқниң хитайға болған сәлбий райиниң күчийишидә қандақ амиллар рол ойниди? бу мунасивәт билән биз,америкидики йипәк йоли тәтқиқатчиси доктор қаһар баратни зиярәт қилдуқ.

Юқиридики улиништин мухбиримиз әркинниң доктор қаһар барат билән өткүзгән сөһбитини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.