Фирансуз мухбир урсуланиң уйғурлар һәққидики мақалиси сәвәблик хитайдин чиқириветилиш еһтималлиқи инкас пәйда қилди
2015.12.24
Бейҗиңда турушлуқ фирансийәлик мухбир урсула готийир уйғурлар һәққидә мақалә елан қилип узун өтмәйла, хитай һөкүмитиниң авази һесаблинидиған “хәлқ гезити” тәрипидин исми очуқ тилға елинип туруп тәнқидләнди. Әмдиликтә у хитайдики мухбирлиқ кинишкисини йеңилиялмай, хитайдин чиқириветилиш хәвпигә дуч кәлмәктә. Урсула готийир буниң пәқәт өзила әмәс, бәлки барлиқ чәтәл мухбирлириға қилинған тәһдитлиқини билдүрди.
Хәлқаралиқ мухбирларни қоғдаш комитетини өз ичигә алған бир қисим кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитиниң мухбирларға қиливатқан бесиминиң артиватқанлиқини тәнқид қилди вә хитайни дәрһал урсуланиң визисини йеңилап беришкә чақирди.
Франсийидә нәшрдин чиқидиған “лобис” намлиқ хәвәр журнилиниң мухбири урсула готийир ханим 22-декабир күни “нюйорк вақти” гезити вә хәлқара мухбирларни қоғдаш комитетиға қилған сөзидә, өзиниң уйғурлар һәққидә язған мақалиси сәвәблик хитайдин чиқириветилиш хәвпигә дуч келиватқанлиқини инкас қилған. Униң билдүрүшичә, адәттә хитайда чәтәллик журналистларниң турушлуқ кинишкиси йилда бир қетим йеңилинидиған болуп, бу йеңилаш хизмити 11-айдин 12-айниң бешиғичә пүтүп болидикән. Бирақ, у һазирғичә хитай ташқи ишлар министирлиқидин өзиниң турушлуқ кинишкисиға аит рәсмийәтни тапшурувалмиған. Бу әһвал астида у 1-айниң 1-күнидин бурун хитайдин чиқип кетиши керәк икән.
13-Ноябир күни парижда террорлуқ һуҗуми йүз бәргәндин кейин хитай дөләт рәиси ши җинпиң фирансийә билән террорлуққа қарши күрәштә һәмкарлишидиғанлиқини җакарлиған. Урсула готийир ханим хитайниң бу позитсйисиға қарита “хитайниң һуҗумдин кейинки һәмкарлиқ чақириқи йошурун мәқсәткә игә ” мавзусида бир парчә мақалә елан қилған иди. Униң мақалиси “лобис” журнилиниң 18-ноябир күнидики санида елан қилинған. Урсуланиң мақалисидә хитайни әң қаттиқ нарази қилғини, униң бай көмүр кан һуҗуминиң хитай дегәндәк хәлқара җиһад тәшкилатиниң әзалири қилған һәрикәт әмәс, әксичә йәрликниң хитай һөкүмитигә қаттиқ наразилиқидин чиққан тоқунушлиқини илгири сүрүши болған иди.
У мақалисидә бу һәқтә мундақ дегән иди: “хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи икки ай аввал байда 50 кишиниң өлүмигә йол ачқан вә ‛террорчи‚ дәп атиливатқан һуҗумчиларниң башлиқини қолға чүшүргәнликини хәвәр қилди. Гәрчә бу вәқә париждики вәқәгә охшаш интайин қанлиқ болсиму, әмма униң 13-ноябир парижда йүз бәргән һуҗум билән һечқандақ охшаш нуқтиси йоқ. Бу вәқә әслидә хитай һөкүмитиниң қаттиқ қоллуқ бесими астида яшаватқан түркий мусулман хәлқ уйғурлар олтурақлашқан земинда давамлиқ көрүлүп туруватқан башқа вәқәләргә охшашла, йәрликләрниң наразилиқиниң партлап чиқиши иди. Қаримаққа, чиқиш йоли қалмиған бир кичик түркүмдики уйғурлар қоллирида палтилар билән көмүр кандики хитай ишчиларға һуҗум қилиш арқилиқ учриған зулум, адаләтсизлик вә експилататсийәниң өчини алмақчи болған. Хитай һөкүмити уйғурларниң наразилиқиниң күнсайин ешип беришида өзиниң мәсулийити барлиқини етирап қилмайду. Әмма шинҗаңдики қанлиқ вәқәләрни хәлқара җиһад тәшкилатлириға бағлашқа болмайду.”
“ниюйорк вақти” гезитиниң йезишичә, урсуланиң мақалиси елан қилинғандин хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң 2-декабир күни урсула готийирниң исмини тилға елип туруп уни тәнқид қилған вә “немишқа башқа дөләтләрниң террорлуққа қарши алған тәдбири қанунлуқ дәп қарилиду -ю, хитайниң террорлуққа қарши алған тәдбирлири етник гуруппиларға бесим, дәп қарилиду? бундақ қараш интайин мәнтиқсиз. У сиясий һөкүмдин вә икки хил өлчәмдин келип чиққан” дегән.
Урсула готийирниң уйғурларға аит бу мақалиси елан қилинғандин кейин йәнә хитай һөкүмитиниң “йәршари вақти” гезити вә “хәлқ гезити” ниң күчлүк тәнқидигә учриған. Бу гезитләр урсуланиң исмини очуқ тилға елип туруп, уни “террорлуққа икки хил өлчәм қоюш”, “террорчиларға чапан йепиш” билән әйиблигән иди. Урсула ханимниң “ню йорк вақти” гезитигә ейтишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи урсулани 3 қетим чақирип апирип, уни өзлиридин кәчүрүм сорашқа вә “хата хәвәр бәргәнликини етирап қилишқа қистиған”. Әмма урсула ханим буни қәтий рәт қилип “мән бир еғиз сөзүмниму өзгәртәлмәймән” дегән.
Бүгүн, хәлқаралиқ мустәқил орган болған “хәлқара мухбирларни қоғдаш комитети” баянат елан қилип, хитай һөкүмитини мухбирларға қиливатқан бесимини аяғлаштурушқа чақирди. Мәзкур тәшкилатниң асия ишлири директори боб дитиз радиомизға қилған сөзидә хитайда чәтәллик журналистларниң хизмәт шараитиниң техиму начарлишиватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “урсула готийиргә қилинған бу һақарәт ши җинпиң һөкүмитиниң чәтәл ахбаратлириниму худди өзиниң ахбаратлириға охшаш җимиқтурушқа урунуватқанлиқини көрситиду. Биз хитай һөкүмитини урсуланиң визисини йеңилап беришкә вә шундақла барлиқ чәтәл мухбирлириниң хитайда әркин вә бихәтәр хизмәт қилишиға рухсәт қилишқа чақиримиз.”
Урсула готийир ханим “хәлқара мухбирларни қоғдаш комитети” ға билдүргән ипадисидә, хитай һөкүмитиниң бу һуҗумини ялғуз өзигә әмәс, бәлки хитайда хизмәт қиливатқан барлиқ чәтәллик мухбирларға қилинған һуҗум, дәп қараш керәкликини ейтқан.
Америкидики уйғур зиялийси илшат һәсән әпәнди франсуз мухбирниң бешиға кәлгән бу ишниң әмәлийәттә уйғурлар дуч келиватқан вәзийәтни көрситип беридиғанлиқини билдүрди.
Әркинлик сарийи 2015-йили елан қилған доклатида, хитайда хизмәт қиливатқан чәтәллик мухбирларниң болупму уйғур вә тибәт мәсилиси үстидә хәвәр елишиниң қаттиқ чәклиниватқанлиқини билдүргән иди. Мухбирларни қоғдаш комитети асия ишлири директори боб детиз әпәнди буниң сәвәбини мундақ дәп көрсәтти: “хитай һөкүмити шинҗаң вә тибәттә қаттиқ қоллуқ сиясәтләрни елип бармақта. Улар бу мәсилилириниң хәлқара җамаәтниң диққитигә сунулушини халимайду. Улар буни хитайниң ички мәсилиси сүпитидә қелишини ойлайду, униңға хәлқара тәрипидин бир һәл қилиш чариси оттуриға қоюлушини халимайду. Бу хитай үчүн интайин сәзгүр мәсилиләр, шуңа ши җинпиң һөкүмити уйғур вә тибәт мәсилисидә дуня җамаәтчиликиниң көз қаришини өзгәртидиған хәвәрләрниң берилишиға йол қоймайду.”
Хитай һөкүмити бундин илгириму “әлҗәзирә” телевизийәсиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири мелисса ченни хитайдин чиқиривәткән иди. Хитайда турушлуқ чәтәллик мухбирлар кулуби 2014-йиллиқ доклатида аз дегәндә 42 мухбирниң уйғур райони вә тибәтни зиярәт қилишқа бериштин чәкләнгәнлики, беришқа мувәппәқ болғанлириниңму сақчиларниң назарити вә сорақ қилишиға учриғанлиқини билдүргән иди.