“National Review” журнилида уйғурларниң еғир вәзийити “хитайдики йеңи гулаг” дәп тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2018.05.11
yepiq-terbiyelesh-orni-saqchi.jpg Мәлум “тәрбийәләш мәркизи” ниң алдида поста туруватқан сақчилар. 2017-Йили 3-ноябир, хотән.
AP Photo/Ng Han Guan

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, америкида икки һәптидә бир елан қилинидиған “National Review” йәни “дөләт обзорчиси” журнилида елан қилинған “хитайдики йеңи гулаг” мавзулуқ мақалә аптор җәй нордлингер тәрипидин йезилған. У мақалисидә алди билән бу хәвәрни йезишиға сәвәб болған кишиниң америкидики даңлиқ хитай ишлири тәтқиқатчиси җеррий кохенниң сөзи сәвәб болғанлиқини язған. У бу һәқтә мундақ дегән: “биз 30-апирилдики санимизда даңлиқ тәтқиқатчи җеррий кохен һәққидә бир мақалә елан қилған идуқ. Шу чағда у маңа өзиниң бир нәрсидин бәк биарам болуватқанлиқини ейтқан иди. У болсиму уйғурларниң һечқандақ бир қануний җәрян болмай туруп кәң көләмдә тутқун қилиниши болуп, бу униңға 40 тин артуқ уруқ-туғқини зиянкәшликкә учриған австрийә вә германийәни әслитидикән.”

Аптор сөзини мундақ давам қилған: “җеррий кохен наһайити ақил вә тәҗрибилик бир киши. Алдирақсанлиқ билән сөз қилидиғанлардин әмәс. Униң ағзидин бундақ сөз чиққан икән, уни диққәткә елиш керәк. У маңа уйғурларниң мәсилисиниң дуня ахбаратида йетәрлик диққәткә елинмайватқанлиқини ейтти. Шуңа биз бу мақалә арқилиқ мәсилигә диққәт тартишни мәқсәт қилдуқ.”

Ундақта җеррий кохен ким? америкидики адвокат нурий түркәл әпәнди җеррий кохен әпәнди вә бу “National Review” журнили һәққидә бизгә чүшәнчә берип өтти. Нурий әпәндиниң ейтишичә, җеррий кохен әпәнди өзи биваситә натсистлар германийәсиниң зиянкәшликидин қутулуп чиққан киши болуп, у америкида интайин һөрмәткә сазавәр болған қануншунас, хитай ишлири тәтқиқатчиси болуп, юқиридики бу журнал мухбирлириниң уйғур мәсилисигә қизиқип қелишида әлвәттә бу кишиниң юқиридики сөзи интайин чоң рол ойниған. Буниң билән журнал язғучиси җәй нордлингер нурий түркәл әпәнди қатарлиқларни зиярәт қилиш арқилиқ бу мақалини йезип чиққан икән. Нурий түркәл әпәндиниң ейтишичә, бу журнал америкидики консерватиплар оқуйдиған нопузлуқ журнал болғачқа уйғур мәсилисиниң бу журналда вә илгири сабиқ президент җорҗ бушниң нутуқ язғучиси болған киши тәрипидин йезилған болуши интайин әһмийәтлик икән. 

Аптор җәй нордлингер уйғурларниң вәзийитини интайин тәпсилий чүшәндүргән. Униңда, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң чәтәлләрдики бирдин-бир авази болған әркин асия радийоси мухбирлириниң уйғур елидики уруқ-туғқанлирини тутқун қилиш қатарлиқ васитиләрни ишқа селип, өч еливатқанлиқи, хитай һөкүмитиниң бундақ өч елиш васитисини кишилик һоқуқ паалийәтчилири, өктичиләр вә журналистларни җазалаш үчүн давамлиқ қоллинип кәлгәнлики, рабийә қадир ханимниң вәтинидики балилири, нәврилири қатарлиқ 30 дин ошуқ аилә әзасиниң тутқун қилинғанлиқи қатарлиқ тәпсилатларни чүшәндүрүп өткән. У шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларниң земинини йеңи чегра дегән мәнини ипадиләйдиған “шинҗаң” дәп атисиму, әмма уйғурларниң өз земинини “шәрқий түркистан” дәп атайдиғанлиқини, әмма кимки “шәрқий түркистан” да туруп “шәрқий түркистан” дегән сөзни ишлитип қалса еғир җазалинидиғанлиқини билдүргән. 

Аптор йәнә мунуларни баян қилған: “хитай һөкүмити районни түрүклүктин узақлаштуруп, хитайлаштуруш үчүн хитай һөкүмити милйонлиған хитайни районға көчүрүп кәлгән, улар тибәткиму шундақ қилған. Совет иттипақиму балтиқ дөләтлирини руслаштуруш үчүн шундақ қилған. . . Нәччә он йиллардин буян, уйғурлар хитай һөкүмитиниң хитайлаштуруш сияситигә қарши чиқип кәлгән. Хитай һөкүмити болса уйғурларға қарши “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити қозғиған. Наһайити аз сандики уйғурлар қораллиқ гуруппиларға қатнашқан. Әмма бу хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанға террорлуқ маркиси чаплап, әдәплиши үчүн бир баһанә болған. Бирма һөкүмитиму роһеңга хәлқигә худди мушундақ усул қолланған иди”. 

Аптор мақалисидә йәнә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң сиясий-қанунға мәсул муавин секретари җу хәйлунниң бир қетимлиқ нутқида: “ява от-чөпләрни бир-бирләп юлуп болғили болмайду, уларни йоқитиш үчүн һәммә зираәтләргә дора чечишқа тоғра келиду” дегән сөзни ишләткәнликини мисал кәлтүргән. 

Мақалә аптори җәй нордлингер хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий вә дини кимликигә һуҗум қилидиған түрлүк бесим сиясәтлирини йүргүзүп кәлгән болсиму, әмма һазирқи әң қорқунчлуқ нәрсиниң “гулаг” икәнликини ейтқан. Гулаг совет мәзгилидә қоллинилған җаза лагерлири болуп, аптор уйғур елидики “йепиқ тәрбийә лагерлири” ни әнә шу сталин дәвридики дәһшәтлик җазалаш вә әмгәк билән өзгәртиш һәм тәрбийиләш лагерлириниң нами бойичә “гулаг” дәп атиған. У бу лагерларниң мәвҗутлуқини хитай һөкүмити етирап қилмиған болсиму, әмма уйғур елидә йерим милйондин-бир милйонғичә кишиниң лагерларда соланған болуши мумкинликини, бу мәркәзләргә соланғанлар башта дини вә сиясий қариши күчлүк болғанлар болса, кейинчә давамлиқ түрдә чәтәлләргә чиқип баққанлар яки телефонда сөзләшкәнләр, оқутқучилар, зиялийлар, болупму яшлар йәни 80-90-йилларда туғулған яшларниң тутулғанлиқини баян қилип, атақлиқ дини өлима мәмәт сәләй һаҗим вә путбол чолпини ерфан һезимләрниң вәқәсини мисал көрсәткән. 

У бу қорқунчлуқ лагерниң хитай партком секретари чен чүәнго кәлгәндин кейин йолға қоюлғанлиқини, у барлиқ қаттиқ қоллуқ түзүмлирини түрлүк йеңи пән-техника арқилиқ техиму асанлаштуруп, уйғурларни техиму қаттиқ назарәткә елип бастуруватқанлиқини, уйғурларниң ахири берип кечидә тутқун қилиниш еһтималиға қарши қелин кийимлирини тәйярлап қоюп ухлайдиған һалға чүшүп қалғанлиқини, “йепиқ тәрбийиләш лагерлири” да уйғурларниң “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси” дәйдиған сиясий тәрбийиләр арқилиқ уйғур болуштин тенишқа мәҗбурлинидиғанлиқини билдүргән. 

Аптор мақалисиниң давамида, уйғур елидә йүз бериватқанларниң интайин җиддий бир мәсилә икәнликини йәнә җеррий кохенниң сөзи арқилиқ тәсвирлигән. У мақалисидә: “хитай тәтқиқатчиси җеррий кохен өзиниң буни натсистлар германийәсигә охшатмай туралмайватқанлиқини деди. Гәрчә зор қирғинчилиқлар техи йүз бәрмигән болсиму, әмма униң қаришичә йүз бериватқанлар ирқий қирғинчилиқниң дәсләпки шәпилири икән. Пәқәт уйғурларла әмәс нурғун башқа мутәхәссисләрму ашундақ шәпини һес қилипту” дәп язған. 

Америка әркинлик сарийи тәтқиқатчиси сараһ кук ханим “йепиқ тәрбийиләш лагерлири” үстидә тохтилип, буниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики икәнликини билдүрди. У сөзидә, уйғур елидә аллиқачан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири йүз бериватқан бир шараитта, бундақ қанунсиз, һечқандақ бир қанун тәртипи болмиған, кишиләр муддәтсиз бир шәкилдә қамаққа елинидиған “йепиқ тәрбийә лагерлири” ни “кишилик һоқуқниң әң еғир шәкилдә дәпсәндә қилиниши”, дәп көрсәтти. 

Нурий түркәл әпәнди болса сөзидә, уйғур елидики вәзийәтниң интайин җиддийликини, бүгүнкидәк бир әсирдә, инсаний бир җәмийәт вә бир дуня қуруп чиқиш арзу қилиниватқан бир җаһанда уйғур елидә йүз бериватқанларға америка башлиқ ғәрб демократик әллириниң қарап турмаслиқи керәкликини агаһландурди. 

“National Review” дики “хитайдики йеңи гулаг” мақалисиниң аптори җәй нордлингер мақалисиниң ахирида уйғурларниң һазир дуняниң диққитини тартиш үчүн тәхирсизлиниватқанлиқини ейтип: “әлвәттә дуняда нурғун вәқәләр йүз бериватқан болғачқа ахбаратларниң һәммисигә йетишип болуши натайин. Бирақ чәтәлләрдики уйғурлар шәрқий түркистанда йүз бериватқан бундақ җиддий бир әһвалға дуня йетәрлик дәриҗидә диққәт қилмиғанлиқидин қаттиқ нарази. Уларниң нидасидики тәхирсизликни йошуруп қалалмиған иди. Буни тамамән чүшинишкә болиду” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.